Тест тапшурмилири 1. Тәкшиликтики асасий геометриялиқ фигуриларни атаңлар А)чекит ,түз В) чекит ,шола С) түз,шола 2. Чекитләрни қандақ һәрипләр билән бәлгүләйду?Түзләрничу А) Латинниң баш һәриплири билән В) Латинниң баш һәриплири билән, , латинниң кичик һәриплири билән С) Латинниң кичик һәриплири билән, латиннниң кичик һәриплири билән 3. Қандақ түзләрни қийилишидиған түзләр дәп атайду? А) Умумий чекити болмиса В) Параллель болса С) Умумий чекити бар болса 4. Қийилашмайдиған түзләр дәп қандақ түзләрни атаймиз? А)Умумий чекити болса В) Умумий чекити йоқ болса С) Икки умумий чекити болса 5. Қандақ түзләр параллель түзләр дәп атилиду? А) Қийилишидиған В) Умумий чекити бар түзләр С) Қийилашмайдиған
Дәрижилик тапшурмиларІ дәрижилик тапшурмилар 1. Геометрия дегинимиз немә? 2. Геометрия илиминиң тәрәқий етишигә үлүшини қошқан өткән замандики алимларни атап бәр. 3. Геометрия нәччә қисимға бөлиниду? IІ дәрижилик тапшурмилар 1 Һәр қандақ икки чекитни бәлгүлә. 2. Икки чекит арқилиқ түз сиз; 3. Икки чекитниң арилиғини өлчәп дәптәргә яз. IIІ дәрижилик тапшурмилар 1. Икки чекит арқилиқ нәччә түз жүргүзүшкә болиду? 2. Шар, кесиндә, конус, цилиндр, сизиқ. Мошу фигурилар геометрияниң қайси қисмиға ятиду?.