Сборник заданий по суммативному оцениванию по учебным предметам общего среднего уровня первая часть Нұр-Сұлтан 2020



Pdf көрінісі
бет178/227
Дата26.12.2022
өлшемі9,16 Mb.
#59654
түріСборник
1   ...   174   175   176   177   178   179   180   181   ...   227
№ 
р/п 
Ойлау 
дағдысының 
деңгейі 
Ойлаш дәрижисиниң у дағдыларының деңгейіне сәйкес 
етістіктер

Билиш 
Тәржимә қилиш, әстә сақлаш, ейтиш, көрситиш, аяқлаш, 
тәкрарлаш, музакирә қилиш, әскә чүшириш в.б. 

Чүшиниш
Тәһлил қилиш, ениқлаш, ейтиш, сораш, чүшәндүрүш, молжалаш, 
айландуруш, көрситиш в.б. 

Қоллиниш 
Қоллиниш, һесаплаш, өзгәртиш, таллаш, ажритиш, аяқлаш, 
көрситиш, тәтқиқ қилиш, эксперимент жүргүзүш, контурлаш, 
кескіндеу, чүшәндүрүш, селиштуруш, режиләш, көрситиш, 
лайиһәләш, йешиш, пайдилиниш в.б. 

Тәһлил 
Тәһлил қилиш, топлаш, һесаплаш, категорияләргә бөлүш, 
ажритиш, селиштуруш, бағлаштуруш, тәһлил қилиш, айриш, 
тәьқиқ қилиш, тәжрибә жүргүзүш, чүшәндүрүш, чиқириш, 
рәтләш,молжалаш, ениқлаш, таллаш, бөлүш, тәкшүрүш в.б. 


322 

Синтез 
Топлаш, жиғиш, бириктүрүш, қуруш, ясаш, тәйярлаш, молжалаш, 
хуласиләш, зерделеу, өзгәртиш, уюштуруш, режиләш, тәклип 
қилиш, қайта топлаш, йезиш, орнитиш, ениқлаш в.б. 

Баһалаш
Испатлаш, таллаш, селиштуруш, хуласә чиқириш, ишәндүрүш, 
испатлаш, йешиш, асаслаш, чүшәндүрүш, өлчәш, ажритиш,тәклип 
қилиш, бөлүш, жиғиш, қоллаш, тәкшүрүш, баһалаш, тәклип қилиш
рецензияләш. 
Педагогларға ярдәм ретидә тәйярланған нормативлиқ һоқуқлуқ актлар вә 
методикилиқ материаллар ярдәм ретидә тәклип қилинди: 
- «Билим алғучиларниң үлгүрүмини назарәт қилиш, арилиқ вә қорытынды 
мәмликәтлик аттестацияләш үлгә қаидилирини бәкитиш тоғрилиқ» Қазақстан 
Жумһурийити Билим вә илим министриниң 2008 жилниң 18 норузидики №125 
буйруғи (2020 жилқи өзгиришләр вә толуқтурушларға мувапиқ);
- формативлиқ баһалаш бойичә тапшуруқлар топлими (5-9 синип); 
- жәмлигүчи баһалаш бойичә тапшуруқлар топлими (5-9 синип); 
- формативлиқ баһалаш бойичә тапшуруқлар топлими (10-11 синип); 
- жәмлигүчи баһалаш бойичә тапшуруқлар топлими (10-11 синип); 
Методикилиқ тәклипләрни nao.kz, smk.edu.kz сайтлиридинелишқа болиду. 
Даулы мәсилиләр пәйда болған һаләттә билим алғучиларниң чарәктики 
оқуш утуқлириниң нәтиҗилири бойичә язмичә өткүзүлидиған жәмлигүчи 
баһалашта объективлиқ вә очуқлуқ билән тәминләш үчүн ЧЖБ баһаси қоюлғичә 
бир күндин кечиктүрмәй модерация жүргүзүлиду. Баллири өзгәртилиши тегиш 
билим алғучиларниң ЧЖБ ишлириниң модерацияси жүргүзүлгән жағдайда улар 
қайта тәкшүрүлиду. Модерация нәтиҗиси бойичә чарәк ичидики жәмлигүчи 
баһалаш ишлири үчүн балл өсүш тәрипигиму, кемиш тәрипигиму өзгириши 
мүмкин. 
Билим алғучилар (саламәтлигигә бағлиқ, йеқин туққалириниң вапат 
болуши, қолайсиз метеожағдайға бағлиқ, барлиқ дәрижидики жарыстарға
конференцияларға, олимпиадиларға вә илмий лайиһә конкурслириға қатнишиш) 
болмиған һаләттә жәмлигүчи баһалашни баһалашни йәккә кәштә бойичә 
тапшуриду. 
Ағымдағы чарәк/йеримжиллиқ аяқлашқичә жәмлигүчи ишлирини 
тапшурмиған һаләттә билим алғучиға жәмлигүчи ишлирини тапшурмиғичә 
«вақитлиқчә аттестацияләнмиди» дегән бәлгү электронлуқ журналға қоюлиду. 
Тапшуруш нәтиҗиси бойичә төртинчи/йеримжиллиқ баһа қоюлиду. 
Карантин вақтида, ижтимаий, тәбиий вә техногенлиқ көрүнүштики 
пәвқуладдә әһвалларда БЖБ вә ЧЖБ дистанционлуқ билим бериш 
технологиялири асасида уюштурулиду. 
Бөлүм (ортақ мавзу) вә чарәк бойичә жәмлигүчи баһалаш нәтиҗиси 
болмиған әһвалда билим алғучи вақитлиқчә аттестацияләштин өтмигән болуп 
һесаплиниду. 
Ағымдағы жилда билим алғучиларниң жәмлигүчи баһалаш ишлири 
мәктәптә шу оқуш жили аяқлашқичә сақлиниду. 


323 
Билим алғучиларниң жәмлигүчи баһалаш нәтиҗилири балл түридә 
(қәғәз/электронлуқ) журналға қоюлиду вә бални баһаға авуштуруш шкалиси 
бойичә чарәк вә жиллиқ баһаға авуштурулиду. 
Жәмлигүчи баһалаш нәтиҗиси бойичә әхбарат билим алғучиларға вә ата-
аниларға яки балиниң қанунлуқ түрдики ғәмхорчисиға қәғәз түридә яки 
электронлуқ түрдә берилиду. 
Чарәк баһаси бөлүм вә чарәкниң жәмлигүчи баһалаш нәтиҗилири асасида 
50%-тә 50% пайизлиқ нисбәттә қоюлиду. 
Тиісті мәмликәтлик органларниң чәкләш чарилири, униң ичидә карантин, 
ижтимаий, тәбиий вә техногенлиқ түрдики пәвқуладдә әһвалда вә шу органниң 
йешими бойичә дистанционлуқ оқутуш мабайнида 50% пайизлиқ нисбәттә 
қоюлиду.
2-11 (12) синип билим алғучилириниң пәнләр бойичә жиллиқ баһалири 
пүтүнлинип чарәктики баһалар жиғиндисиниң оттура арифметикилиқ мәнаси 
ретидә қоюлиду вә нәтиҗилик баһа болуп тепилиду. Чарәклик, жиллиқ вә
нәтиҗилик баһаларни қайта қарашқа рухсәт берилмәйду. 
Оқуғучилар бир мәктәптин иккинчи мәктәпкә авушқан вақитта, оқуш жили 
мабайнидики униң жәмлигүчи баһалаш нәтиҗиси (бөлүм (ортақ мавзулар) вә 
чарәк үчүн жәмлигүчи баһалашниң максимал бали вә билим алғучиниң нәтиҗә 
баллири) электронлуқ (қәғәз) журналдин язмичә рәсимлинип, директор вә мәктәп 
мөрімен тәкитлинип, оқуғучиниң йәккә иш қәғизи билән берилиду. Билим алғучи 
бурун қандақту бир пән оқутулмиған мәктәптин авушқан әһвалда «чарәк үчүн 
баһа» йолиға «оқутулмиған» бәлгүси қоюлиду. Бу әһвалда билим алғучиға оқуш 
пәни бойичә жиллиқ баһа мошу пәнни оқутуш вақтида алдимиздики жилниң 
кейинки чарәклириниң оттура арифметикилиқ мәнаси қоюлиду. 
Шуниңға бағлиқ бөлүм бойичә жәмлигүчи баһалашниң максималлиқ сани 
чарәктә 3-тин артуқ болмиши һажәт, 4 вә униңдинму нурғун бөлүмләрни 
өзләштүрүш һажәт болған әһвалда, муәллим оқуш мәхсәтлирини һесапқа елип 
олтуруп, бөлүмләрни бириктүриду.


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   174   175   176   177   178   179   180   181   ...   227




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет