Уйғур тилшунаслиғиниң пешиваси (Атақлиқ тилшунас, тәржиман Ибраһим Мутъиниң туғулғиниға -100 жил)



Дата19.04.2023
өлшемі31,01 Kb.
#84752
Байланысты:
Ибраһим Мутъи


Уйғур тилшунаслиғиниң пешиваси
(Атақлиқ тилшунас, тәржиман Ибраһим Мутъиниң туғулғиниға -100 жил)

Ибраһим Мутъи 1920 – йили 1-майда Уйғур елиниң қедимий вә бай мәдәнийәткә егә Турпан шәһиридә туғулған. Сәккиз йешиғичә аилә тәрбийисидә болиду. Дадиси вапат болғандин кейин, акисиниң ярдәм көрситиши арқилиқ 1935-жилғичә Үрүмчидики татар мәктивидә оқуйду. Мошу жиллири Уйғур ели нөвәттики мурәккәп тарихий-сәясий вәзийәтни бешидин кәчүрүвататти. Хожинияз һажимниң рәһбәрлигидә башланған хәлқимизниң миллий-азатлиқ һәрикити сабиқ Кеңәш Иттипақиниң беваситә арилишиши түпәйли Шиң Шесәйниң һөкүмити билән битимгә келиду. Хожинияз һажим Шәрқий Түркистан ислам жумһурийити президентлиғидин ваз кечип Өлкилик һөкүмәтниң муавин рәиси болушқа мәжбур болиду. Бу лавазимда у яшларни көпирәк оқутушни өзиниң әң муһим вәзиписи сүпитдә қарайду. Нәтижидә 1934-жилниң ахиридин башлап Ташкәнтики алий оқуш орунлириға һәр жили онлиған уйғур яшлирини һөкүмәт һесавиға әвәтишни йолға қойиду. 1935-жили 15 яшлиқ Ибраһим Мутъиму Ташкәнткә берип, Оттура Азия университетиниң әдлийә факультетида мәмурий һоқуқ мутәхәссислиги бойичә билим елишқа муйәссәр болиду. Университетта оқуш жәриянида рус вә өзбәк тиллирини үгиниду вә өзиниң қизиқиши билән С.Е. Малов охшаш бүйүк түркийшунасларниң қедимий түрк тиллири бойичә әмгәклири билән тонушиду.


1937-жили оқушини тамалап, Үрүмчигә қайтип кәлгәндин кейин, шу дәвир еһтияжиға бағлиқ Шинжаң өлкилик дарилмәуәллиминдә (педагогикилиқ техникумда) уйғур тили, әдәбият вә педагогика пәнлиридин дәрис бериду. Бу дәвирдә Шәрқий Түркистанда уйғур тилида педагогика бойичә китаплар йетишмәтти. Шуңлашқа И. Мутъи педагогика пәниниң асасини салғучи атақлиқ чех алими Ян Амос Коменскийниң (17-әсирдә яшап ижат әткән) «Дидактика» намлиқ китавини рус тилидин уйғур тилиға тәржимә қилиду. Жаллат Шиң Шисәй 1937-жилдин башлап, худди Кеңәш Иттипақидикигә охшаш һәр хил яла-төһмәтләр билән (диққәткә сазавәр йери, бу икки дөләттә яшаватқан уйғур зиялийлириға Японийә дөлитигә ишлигән, дегән охшаш ялилар йепилған) уйғур зиялийлирини түрмиләргә ташлашқа башлайду. 1940-жили июнь ейида он миңлиған илғар уйғур зиялийлири қатарида И. Мутъниму түрмигә солиниду. 1943-жили гоминдаң һөкүмити Шиң Шисәй орнидин елип, уни шу чағдики пайтәхти Чуңчиңға елип кетиду. Кейинки кәлгәнләр Шиң Шисәйниң вәһшиләрчә сәяситини сәл юмшитишқа тиришип, түрмиләрдики көплигән уйғур зиялийлирини азат қилиду. 1945-жили Ибраим Мутъиму түрмидин чиқиду. Мошу жилниң ахирида Хитайниң гоминдаң һөкүмити билән һәмкарлишиш арқилиқ өз хәлқиниң еғир қисмитини йениклитиш йолида қәләм күриши елип бериватқан атақлиқ уйғур зиялийлири Мәсүт Сабирһажи Бойқози, Муһәммәтимин Буғра, Әйса Йүсүп Алптекинләр Чуңчиңдин Үрүмчигә тәклип қилиниду. Мәсүт Сабирһажи Бойқози өлкилик һөкүмәтниң тәптиш мәһкимисиниң башлиғи болуп сайлинииду. Муһәммәтимин Буғра билән Әйса Йүсүп Алптекинләр болса, өлкилик һөкүмәтниң һәйъәт әзалири болиду. «Үч әпәнди» нами билән мәшһур болған хәлқимизниң бу милләтпәрвәр пәрзәнтлири Үрүмчигә келиши биләнла маарип, мәдәнийәт вә мәтбуат саһалирини жиддий қолға алиду. Бу чағларда Шәрқий Түркистанда китап, гезит, журнал нәшир қилиш ишлири наһайити арқида қалған еди. Шуңлашқа улар өзара мәслиһәтлишип, «Алтай» нәшриятини қайта қуриду (Улар Чуңчиңда мошундақ нәшриятни тәсис қилған еди) һәм талантлиқ яшларни милләтниң тәрәққияти үчүн муһим болған бу ишқа жәлип қилиду. Шундақ яшларниң қатарида И. Мутъиму болиду. Тәшкилатчанлиқ вә йезиш қабилийити, тиришчанлиғи билән алаһидә пәриқлинип турған И. Мутъи нәшрият мудири болуп тайинланған Әйса Йүсүп Алптекиннниң муавини болуп хизмәт атқуриду. Муһәммәтимин Буғра баш муһәррирликкә, униң муавинлири болуп даңлиқ уйғур шаири вә язғучиси Абдуреһим Өткүр билән «Өлкә тарихи» намлиқ китапниң муәллипи тарихчи Полат Қадир тайинлиниду. Мәсүт Сабирһажи Бойқози пәхрий рәис болиду. И. Мутъи хәлқимизниң мошундақ даңлиқ вәкиллири билән рәһбәрлик сепидә биллә болуп, шу дәвирдә муһим һесапланған көплигән мәсилиләрниң ижабий йешилишигә жан дили билән берилип ишләйду. Шуңлашқа бу дәвирни әдип һаятидики әң ярқин дәвирләрниң бири, дәп қарашқа болиду. 1946-жили июль ейида нәшрият «Алтай» нами билән өз журнилини, 1947-жили язда болса, Муһәммәтимин Буғраниң баш муһәррирлигидә «Әрк» намлиқ гезитини нәшир қилишқа башлайду. Мошу жили Өлкилик һөкүмәт рәислигигә Мәсүт Сабирһажи Бойқози, баш катип лавазимиға Әйса Йүсүп Алптекин сайлиниду. 1947-1948-жиллири, йәни Мәсүт Сабирһажи Бойқози дәвридә «Алтай нәшриятиға» өлкилик һөкүмәт тәрипидин алаһидә көңүл бөлүнүп, көп миқдарда мәбләғ ажритилиду. Мәзкүр нәшриятта ишлигән Хевир Төмүр өзиниң «Алтай» нәшрияти вә башқа ишлар тоғрисида әслимә» намлиқ мақалисида шу жиллири «Алтай» журнили билән «Әрк» гезити Үрүмчидин сирт, Уйғур елиниң җәнуб вә шималидики кәң районларға тарқитилғанлиғи, һәтта ичкири Хитайдики уйғурларға вә Һиндистан, Пакистан, Түркийә қатарлиқ чәтәлләрдики уйғурларға қәдәр әвәтилгәнлиги тоғрисида, шундақла нәшрият хадимлири кино фильмлирини қоюш, хас дукан ечиш ишлириниму йолға қойғанлиғи тоғрисида язиду.
1947-жилниң ахирлирида «Алтай» нәшрияти йенида илмий тәтқиқат жәмийити тәсис қилиниду. Униң һәмрәислири болуп үч әпәди сайланса, Ибраим Мутъи билән Чиңгизхан дамолла муавинлири болуп сайлиниду. Мәзкүр илмий жәмийәтниң йенида түрлүк мавзуларда илмий докладлар оқулуп, муһакимә қилинидиған дәрнәк тәсис қилиниду. «Дәрнәк» намини И. Мутъи тәвсийә қилиду. Дәрнәктә Мәсүт Сабирһажи Бойқози, Муһәммәтимин Буғра, Әйса Йүсүп Алптекинләрдин сирт Бурһан Шаһиди, И. Мутъилар түрлүк мавзуларда өз пикирлири билән бөлүшкән. Хевир Тһөмүрниң йезишичә М. Буғра атом бомбиси, Б. Шаһиди Сибирийә түркий хәлиқлири, И. Мутъи болса, Әлишир Наваи тоғрисида докладлар оқуған. Кейинирәк бу дәрнәк шеирийәт мусабиқилири уюштурған. Мусабиқә ғалиплириға швейцария саати, америкиниң паркер қәләмлири мукапатқа берилгән.
«Алтай» нәшрияти маарип ишлириғиму қаттиқ көңүл бөлгән. Һәр хил пәнләр бойичә дәрисликләр нәшир қилған. Ибраһим Мутъи мошу вақитларда уйғур тилиниң морфлогияси, синтаксиси, стилистикиси вә имласи бойичә бирнәччә китап йезип нәшир қилған.
1948-жилниң ахирида Мәсүт Сабирһажи Бойқози өлкилик һөкүмәт рәислигидин чүшүрүлгәндин кейин, дәрнәк өз паалийитини тохтитиду, «Алтай» нәшриятиниң ишлириму суслишишқа башлайду. 1949-жили сентябрь ейида, йәни Уйғур ели гомидан һөкүмитидин коммунистлар һөкүмитигә өтүши алдида, «Алтай» нәшрияти өз ишини тохтитиду, униң рәһбәрлиридин болған Әйса Йүсүп Алптекин, Муһәммәтимин Буғра башлиқ бир топ асаслиқ хадимлири чәт әлгә кетиду.
Коммунист Хитай һөкүмити Ибраһим Мутъиниң тәржимә, тәһрирлик вә сәясий ишлар бойичә тәжрибисидин пайдилинишни тоғра көриду. У 1950-1953-жиллири Мәркизий миллий ишлар комитетида мәслиһәтчи, 1953-1960-жиллири Мәркизий милләтләр нәшриятиниң Уйғур тәһрир бөлүмидә мудир болуп ишләйду. Бу жиллири И. Мутъи илмий ишлири билән бир вақитта тәржимә вә нәшриятчилиқ ишлири биләнму жиддий шуғуллиниду. 1957-жили Бейжиңда И. Мутъиниң беваситә иштирақи билән 17-әсирниң иккинчи йеримида йезилған манжурчә-тибәтчә-моңғулчә-уйғурчә-хитайчә бәш тиллиқ луғәт нәшир қилиниду.
1950-жилларниң ахирида Кеңәш Иттипақи билән Хитай арисида мунасивәтләр начарлишип, Кеңәштә оқуған һәм башқиму аңлиқ, милләтпәрвәр уйғур зиялийлири қайтидин түрмиләргә солинишқа башлиниду. Хәлқиниң маарипини, мәтбуатини, илим-пәнини тәрәққий әткүзүштики паалийити үчүн жигирмә йешида түрмигә ташлинип, бәш жил изтирап чәккән болса, қириқ йешида, йәни 1960-жили қайтидин түрмигә солинип, он икки жил еғир жисманий вә роһий азапларни тартишқа мәжбур болиду.
Хитайниң Кеңәш Иттипақи билән дүшмәнлик мунасивити күчәйгән бир вақитта, Мавзедун Америка билән йеқинлишишқа башлайду. 1972-жили Америка президенти Хитайға рәсмий сәпәр билән келиду. Мошундақ өзгиришләр нәтижисидә болса керәк, И. Мутъи түрмидин бошитилип, Байинғолин-моңғул автоном вилайитиниң сәясий кеңишигә хизмәткә әвитилиду. Бу йәрдә у түрлүк ижтимаий-сәясий мәзмундики әсәрләрни хитай тилидин уйғур тилиға тәржимә қилиду. 1976-жили Мавзедуң вапат болғандин кейин, Хитай рәһбәрлигидики жиддий талаш-тартишларниң ахири һөкүмәтниң Дең Шавпиңниң қолиға өтүши билән аяқлишиду вә дөләт миқиясида ижабий өзгиришләр йүз беришкә башлайду. Жүмлидин Уйғур елидиму өз мәдәнийити, тили, тарихини үгинишкә азирақ мүмкинчиликләр яритилиду. 1978-жили «Дивану луғәтит түркни» вә «Қутадғу биликни» уйғур вә хитай тиллириға тәржимә қилиш вә нәширгә тәйярлаш мавзуси Хитайниң мәмликәтлик философия-ижтимаий пән тәтқиқати планиға рәсмий киргүзүлиду һәм бу мавзу қурулуш һарписидики Шинжаң ижтимаий пәнләр академиясиниң асаслиқ паалийитигә айлиниду. Мундақ мурәккәп һәм муһим ишни сүпәтлик әмәлгә ашуруш үчүн билимлик мутәхәссисләр керәк еди. Шуңлашқа И. Мутъи мәзкүр академияниң Тил тәтқиқати институтиға тәклип қилиниду. У «Дивану луғәтит түркни» әрәп тилидин уйғур тилиға тәржимә қилиш вә нәширгә тәйярлаш топиниң мәсъул муһәрри болуп тайинлиниду. Мәзкүр топтики Мирсултан Осман (муһәррир) , Имин Турсун (муһәррир), Абдуреһим Өткүр, Абдусалам Аббас, Абдурешит қарим Сабит, Хәлим Салих, Осман Мәһәммәтнияз, Сабит Рози қатарлиқ атақлиқ уйғур алимлири тинмай издиниш нәтижисидә қисқа вақит ичидә «Дивану луғәтит түркниң» үч томини 1981-, 1983, 1984-жиллири нәшир қилиду. И. Мутъи Маһмут Қәшқәрийниң әмгигини тәржимә қилиш вә нәширгә тәйярлаш жәриянида атақлиқ тилчи Мирсултан Осман билән алимниң һаятиға мунасивәтлик материалларни техиму әтраплиқ үгиниш мәхситидә Қәшқәр вилайитигә мәхсус илмий сәпәр билән бариду. Бу йәрдә Маһмут Қәшқәрийниң өз әмгигидә ата-бовилириниң макани ретидә аталған жай намлирини вә башқа мәлуматларни жутниң ақсақаллиридин, зиялийлиридин, йәрлик кона язма мәнбәләрдин тәпсилий үгиниду. Нәтижидә Тоққузақ наһийәси Опал йезисидики «Һәзрити моллам» мазариниң Маһмут Қәшқәрий мазари екәнлигини һәм алим һаятиға бағлиқ башқиму мәлуматларни илмий фактлар асасида дәлилләйду. Бу издинишләр жәриянини вә нәтижисини 1984-жили Мирсултан Осман билән бирликтә язған «Мәһмуд Кашғәриниң юрти, һаяти вә мазири тоғрисида» намлиқ мақалидә елан қилиду. Түркийшунаслиқта чоң әһмийәткә егә болған бу йеңилиқ пешқәдәм тилчи Шавдун Кибировниң тәржимиси билән рус тилида Баку шәһиридә нәшир қилинидиған Кеңәш түркийшунаслиғиниң асасий илмий журнили болған «Советская тюркологиядә» нәшир қилиниду.
Ибраһим Мутъи1980-жилдин 1984-жилғичә жуқурида аталған тил тәтқиқати институтиниң муавин мудрлиқ вәзиписини атқуриду вә уйғуршунаслиқниң түрлүк саһалири бойичә онлиған Һәр хил көләмлик мақалиләр язиду. Алимниң тәтқиқат даирисиниң қанчилик кәң болғанлиғиға төвәндики мақалилар намлири яхши дәлил болалайду: «Шеир тили һәққидә» (1-39-бб. Бәтләр алимниң 2007-жили Бейжиңда нәшир қилинған «Ибраһим Мутъи илмий мақалилири» намлиқ топлам бойичә берилди), «Уйғур тилида сөз урғуси вә ибарә интонацияси» (40-67-бб.) «Түркий тиллар тәтқиқатида алдимизда турған ишлар» (139-153-бб.), «Иран тили билән уйғур тили оттурисидики тарихий мунасивәт», «Уйғур хәлиқ еғиз әдәбиятидики мифолгия мәсилиси», «Абдулла Тоқай вә йеңи уйғур әдәбияти» (453-471-бб.), «Абдухалиқ уйғур һәққидә» (472-478-бб.), «Баласағун шәһири һәққидики йеңилиқлар», «Әмир Төмүр ордисидики он икки муқам», «Тәржимә нәзәрийәси һәққидә» (618-641-бб.), «Уйғурлар ислам диниға киргән дәвирдики ислам мәдрислири» (514-539-бб.). Ибраим Мутъи бу кейинки мақалисини 1989-жили Америкиниң Гарвард университетида уюштурулған илмий конференциядә оқуған. Кейин у мақалә инглиз тилиға тәржимә қилинип, конференцияниң мақалилар топлимиға киргүзүлгән.
Алимниң қизиқиш даириси қанчә кәң болсиму, униң әмгәклирниң асасий қисми яш вақтида Ташкәнттә оқуватқанда, өзлигидин үгәнгән қедимий уйғур тилиға беғишланған. Бу йәрдә уларниң бәзилирини атап өтүшни тоғра көрдуқ: «Түркий тиллар диванида» асас қилинған тил - хақанийә тили һәққидә», «Түркий тиллар дивани»вә униң автори Мәһмуд Кашиғәри», «Чағатай әдәбий тилиниң уйғур әдәбий тили тәрәққиятида тутқан орни», «Уйғур хәлқи билән хәнзу хәлқи оттурисидики мәдәнийәт алмаштурушқа зор төһпә қошқан мәшһур тәржиман – Сиңқу Сәли Тутуң», «Қәдимки кучалиқ мәшһур тәржиман Кумаражива тоғрисида», «Тарим бостанлиқидики бирқанчә қедимий шәһәр намлириниң этимологияси», «Қәдимки уйғурчидики қош сөзләр», «Қәдимки уйғурчидики шеирийәткә аит аталғулар».
Қазақстан пәнләр академиясиниң академиги Ғожахмәт Сәдвақасов И. Мутъини 1991-жили Қазақстан Пәнләр академияси Уйғуршунаслиқ институтида 3-5-июнь күнлири болуп өтидиған 2-жумһурийәтлик уйғуршунаслиқ конференциясигә делегат сүпитидә рәсмий тәклип қилиду. Шу жили алимниң 70 жиллиғи мунасивити билән Бейжиңда нәшир қилинған «Ибраһим Мутъийниң илмий мақалилири» намлиқ топламға () язған «Шинжаң түркийшунаслиғиға қошулған зор төһпә» намлиқ мақалисини елан қилиду. Ғ. Сәдвақасов И. Мутъиниң топламға киргүзүлгән илмий мақалилириниң мәзмуниға, әһмийитигә, илмий йеңилиғиға қисқичә тохтилип, өз пикрини төвәндикичә хуласиләйду: «... китапниң автори пешқәдәм тилшунас алим Ибраһим Мутъий мәзкүр топламға киргән мақалилири арқилиқ өзиниң тәтқиқат даирисиниң кәңлигини тонутиду. Автор тәкшүрүш объекти сүпитидә елинған хилму-хил актуал мавзуларға даир мәлуматларни толуқ егәлләп, өзидин илгәрки алимларниң мунасивәтлик пикир мулаһизилирини һесапқа елиш билән бир қатарда асасән өзи еришкән тәтқиқат нәтижилирини, шәхсән өз көз қарашлирини оттуриға салиду. Китапта тиң вә йеңи байқашлар, кишидә ой туғдуридиған, түрткә болидиған, мәсилиниң маһийитигә чоңқурирақ чөкүшкә дәвәт қилидиған үнүмлүк илмий гипотезиларму аз әмәс».
Миллий мәтбуат, тәржиманлиқ саһалириниң болупму уйғуршунаслиқ пәниниң, жүмлидин уйғур тилшунаслиғиниң шәкиллинип, тәрәққий етишидә өчмәс изларни қалдурған Ибраһим Мутъи узақ вә мәзмунлуқ һаят кәчүрүп, 2010-жили тоқсән йешида вапат болиду.


Руслан Арзиев, филолгия пәнлири намзити




Достарыңызбен бөлісу:




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет