«Қутадғу биликтики» фразеологиялик бирикмиләрниң тематикилиқ тәснифи Доц. Р. У. Арзиев Резюме Йүсүп Хас Һажипниң «Қутадғу билик»


Адәм әзалириға бағлиқ (соматикилиқ) ФБлар



бет2/4
Дата20.04.2023
өлшемі34,07 Kb.
#84802
1   2   3   4
1.Адәм әзалириға бағлиқ (соматикилиқ) ФБлар. «Қутадғу биликтики» ФБларниң бесим қисмида адәм әзалириға бағлиқ сөзләр доминантлиқ хусусийәткә егә.
Түркийшунаслиқта соматикилиқ ФБлар (СФБ) хелә үгинилгән. Алимларниң пикричә, барлиқ түркий тиллардики ФБлар қурулмиси, мәнаси, образлиқлиғи жәһәттин бир-биригә йеқин. Болупму СФБлар бу йеқинлиқ техиму ениқ байқилиду. Мәзкүр пикирни түркий тиллардики ФБларни мәхсус үгәнгән башқиму алимлар дәлиләйду. М., түркмән язма ядикарлиқлиридики ФБларни тәтқиқ қилған Р. Х. Аннаева мәзкүр ФБларниң барлиқ түркий тилларда охшап келишиниң сәвәвини уларниң қедимий түркий дәвирдә шәкилләнгәнлиги билән чүшәндүриду (Аннаева, 1985: 6). Өзбәк тилидики соматикилиқ ФБларни үгәнгән А. Исаев өз диссертациясидә Мәһмут Қәшқәрийниң «Дивану луғәт-ит түрк» әмгигидики вә 14-әсир Хорезм ядикарлиқлиридики ФБларға муражиәт қилип, улардики көплигән соматикилиқ ФБларниң һазирқи түркий тиллардаики шу хил ФБлар билән мәзмун вә қурулма жәһәттин охшап келидиғанлиғини язиду (Исаев, 1977: 7).
Бу йәрдә шуни алаһидә тәкитләп өтүш керәкки, СФБлар қандақту бир умумадәмзатлиқ характерға егә болуп, пәқәт қериндаш тиллардила әмәс, һәтта түрлүк системилардики тиллар арисидиму өз ара охшашлиққа егә. М., К. Дүйсетаева Мухтар Әвезовниң «Абай йоли» эпопеясиниң рус вә инглиз тиллиридики тәржимилиридә қазақчә ФБләрниң берилишини тәтқиқ қилип, қазақ, рус вә инглиз тиллиридики СФБларда мәзмун, қурулма вә образлиқлиқ жәһәтләрдин ортақлиқниң көплигини тәкитләйду (Дүйсетаева, 1977: 12). Шундақла, мундақ охшашлиқларни М. Н. Азимова тажик вә инглиз тиллирида (Азимова, 1980), Ю. А. Долгополов рус, немис вә инглиз тиллирида (Долгополов, 1973), Н. В. Куницкая молдова, француз вә рус тиллирида (Куницкая, 1985), Тунси Мохсен әрәп вә рус тиллирида (Мохсен, 1984) барлиғини мәхсус тәтқиқатлири арқилиқ дәлиллигән.
Бу әмгәкләрниң барлиғида, асасән, баш, көз, қол, жүрәк, пут қатарлиқ адәм әзалириға бағлиқ ФБларда ортақлиқниң көплүги алаһидә тәкитләнгән. Чүнки бу әзалар адәмниң паалийитидә, униң дунияни тонуп билишидә чоң роль атқуриду. «Қутадғу биликтиму» жуқурида аталған адәм әзалири билән мунасивәтлик ФБлар көп учришиду. Лекин әсәрдә «қол», «баш», «көз» сөзлири билән кәлгән СФБларға қариғанда «жүрәк», «пут» сөзлири билән кәлгән СФБлар аз учришиду.
«Қутадғу биликтә» әң көп учришидиған СФБлар «әлиг» (қол) сөзи билән мунасивәтлик. Улар һазирму түркий тилларда шу мәна, шу қурулумда, пәқәт «әлиг» сөзиниң орниға бәзи түркий тилларда «қол» сөзиниң қоллинилиши арқилиқ ишлитилиду (мисаллар «Қутадғу биликниң» уйғурчә нәшри бойичә берилди (Йүсүп Хас Һажип, 1984): әлги узун «қоли узун» - имканийити кәң, көп ишқа қабил (230, 546, 1120, 1463, 1765 в.б.); әлги ақы «қоли сехи» мәрт (58, 4416); әлги қысға «қоли қисқа» - имканийити чәкләнгән (3983); әлиг бәрмәк «қол бәрмәк» - ярдәм бәрмәк (2737, 4075); әлиг сунмақ «қол сунмақ» - мәйличә болмақ, разилиқ бәрәмәк (400), бир ишқа тутуш қилмақ, бәл бағлимақ (281, 346 ); әлги йәтмәк «қоли йәтмәк» бирәр нәрсигә еришмәк, егә болмақ (675, 1253, 1822); әлиг тәккүзмәк «қол тәккүзмәк» бирәр ишқа тутуш қилмақ (2847, 3366); әлги қуруғ «қоли қуруқ» һеч нәрсиси йоқ, кәмбәғәл; әлиг сала кирмәк «қол селип кирмәк» әдәптин сирт әркин маңмақ, өзини толиму әркин тутмақ (4111) ; әлгин ова қалмақ «қолини угилап қалмақ» ечинмақ, қайғурмақ, өкүнмәк (5967); әлиг көтүрмәк «қол көтүрмәк» (1493) утуққа йәтмәк: билик бирлә ялңуқ көтүрди әлиг «билим билән адәм йәтти утуққа»; әлиг тәгмәк «қоли тәгмәк» бир ишқа вақти тәгмәк (3366); әлиг тәгмәк «қоли тәгмәк» (565) алдинқи СФБға омомним болуп келидиған бу СФБ «йәтмәк» мәнасида ишлитилиду: тәгүрди маңа әлгин әлиг яшым; әлиг тутмақ «қолини тутмақ» ярдәм бәрмәк (29, 1198, 2240); әлиг узатмақ «қол узатмақ» бирәр ишқа бәл бағлимақ, тутуш қилмақ (151); әлгин юмақ «қолини жуймақ» бирәр қиммәтлик нәрсидин амалсиз видалашмақ. Бу ФБ шаир Айтолдиниң ағрип қелип, дуниядин үмүт үзгән һалда ятқинини тәсвирлигәндә, ишләткән: бу Айтолдының иги ағруды // умынчсыз болуп жандын әлгин йуды.
Баш сөзи билән кәлгән СФБларму әсәрдә көп учришиду. Лекин уларниң метафорилиқ қоллинилиши билән фразеологиялик қоллинилишини пәриқләш хелә тәс. Шуңлашқа, бу йәрдә биз пәқәт көп қайтилинидиған, йәни турақлиқ характерға егә һәм һазирму уйғур тилида кәң ишлитилидиған фразеологиялик бирикмиләрни кәлтүрүп өтимиз: баш болмақ (45, 3151, 3644) егә болмақ, башқурмақ; баш кәсмәк (784, 4099) өлтүрмәк; башы кәтмәк (бармақ) өлтүрүлмәк (163, 1914); башын күзәтмәк «бешини күзәтмәк» өз бешини қоғдимақ, өмрини сақлимақ (168, 176, 652); башын йәмәк «бешини йемәк» өзигә өзи аңсизлиқтин, ойлимай, байқимай қәст қилмақ (170, 966, 986, 2156, 2518 в.б.); башында кәчүрмиш «бешидин кәчүргән» йүз бәргән ишқа гуваһ болмақ, көп яшиған (426, 1798, 1955 ); башын йәркә чалмақ «бешини йәргә урмақ» өкүнмәк, әпсусланмақ (1207, 1392); баш әсән болмақ «баш аман болмақ» (967, 1194); баш соқмақ (708) бирәр ишқа беши билән кирип кәтмәк, артуқчә берилмәк; башын йәркә әгмәк (2647) беқинмақ ; башы көккә тәгмәк (3072, 4557, 6149) хошал болмақ; баш ағрығ (421, 435, 2934) хатиржәмликниң азийип, жавапкәрликниң өсүши; баш көтүрмәк СФБси 545-бәйттә «пәйда болмақ, йүксәлмәк» мәналирида ишлитилсә, 890, 3346-бәйтләрдә «һәддидин ашмақ, қутиримақ» мәналирида кәлгән. Бу кейинки мәналар сәлбий түскә егә.
Бодун «боюн» сөзи доминанта болуп кәлгән СФБлар «Қутадғу билик» мәтинидә хелә учришиду. Бу СФБлар һазирқи уйғур тилидиму мәзмун вә шәкил жәһәттин һеч өзгиришсиз қоллинилип келиватмақта: боюн әгмәк (101, 450, 1037 в.б.) беқинмақ; боюн бәрмәк (681, 1431, 2070, 3491, 6476) ярашмақ, әл болмақ ; (яғы) бойныны йәнчмәк (1926, 2016, 2022, 2708 в.б.) дүшмән бойнини йәнчмәк, ужуқтурмақ; «бойнын бәдүтмәк» вә «бойны йоған» (4913, 6369) һәддидин ашмақ ; бойны бағланмақ (5928) бирәр нәрсигә амалсиз бағлиқ болмақ; бойнын пычмақ «бойнини кәсмәк» (286) өлтүрмәк; бойнын сықмақ (3342) бирәр нәрсини чәклимәк: һәва нәфс боюнын сықғу кәд қатығ «һәвәс, нәпс бойнини сиққин бәк қаттиқ».
Көз сөзигә бағлиқ СФБларму «Қутадғу биликтә» көп учришиду: көз ачмақ (76, 412, 1138) чүшәнмәк, билмәк; көз бағланмақ (5670) кәч кирмәк, кәчқурун болмақ; көзи суқ «көзи ач» ач көз, тоймас (2001, 2003, 2847) ; көзкә сүрмәк «көзгә сүртмәк» әзизлимәк, қәдирлимәк, сеғинмақ: көни чын киши көрсә көзкә сүрә (1727). Түркий тиллар ичидә уйғур тилида көпирәк ишлитилидиған бу ФБ әсәрниң русчә вә бәзи түркий тилларға тәржимисидә натоғра тәржимә қилинип қалған; көзин йуммақ СФБси омонимлиқ хусусийәткә егә: I. көзин йуммақ (2511) билип туруп, билмигән болувалмақ; II. көзин йуммақ (6172) вапат болмақ; III. көзин йуммақ (6212) ухлимақ; көзи йоруқ болмақ (1589, 2434, 3732) көзи ечилмақ, бир нәрсини чүшәнмәк ; көз яруқы (1162, 1163) әзиз, қәдирлик; көз-қулақ болмақ (436, 2025, 4040, 5489, 6349) һәммини билип жүрмәк, көрүп, аңлап жүрмәк; көзи сув ичмәк (2085, 2467) бирәр гөзәл нәрсигә қарап, ләззәтләнмәк, раһәтләнмәк, бәһирләнмәк; көзи қамар (464, 5799) гөзәлликкә қарап, көзи қамашмақ: йүзи көрклүг әрди көрүп көз қамар; көзи көккә тикмәк (1783) асманға қаримақ; көз тутмақ (17) әзизлимәк, қәдирлик һесаплимақ: әлиг көз тутур бу китаб сөзләрин; көз тәгмәк (3918) тилсим характерға егә чүшәнчиләр асасида пәйда болған СФБ. Яхши нәрсигә көз тәгсә, у начар болуп кетиду: бодун көзи тәгсә тапуғқа қалы // бузулди бу тапуғ йықылды улы; көзи тоқ ФБси «қанаәтчан» мәнасида он бәйттә учришиду (1191, 1964, 2000 в.б.); көзи суқ (көзи ач) қанаәтни билмәйдиған, тоймас (2611, 2615); көз сувы «көз сүйи» «уят, һар-номус» мәналирини билдүридиған бу СФБ «аброй, атақ» мәнасида ишлитилидиға «йүз сувы» СФБси билән бир бәйттә төвәндикичә кәлгән: баят кимкә бәрсә, увут, көз сувы // аңар бәрди дәвләт, түкәл йүз сувы (2007); һазирқи уйғур тилидики «көз яш қилмақ» ФБси көз яш толмақ (6137), көздин яш сачмақ (6167, 6286, 6299), көз яш төкмәк (6195) вариантлирида ишлитилгән. Буларниң синонимлиқ, лекин экспрессивлиғи күчлүгирәк шәкли – көздин қан яш ақмақ (6533); көздин учмақ (3627) ғайип болмақ; көзкә урмақ (6539) ФБсиниң мәнаси «көзгә сүрмәк» ФБ мәнасиға охшап келиду; көзи үгәнмәк (2366) бирәр нәрсигә адәтләнмәк;
Үз сөзигә бағлиқ СФБниңму әсәрдә қоллиниш нисбити жуқури: йүзин әвүрмәк «үз өрүмәк» вапасизлиқ қилмақ, алдимақ (403, 649, 718, 1073, 3148, 5089, 5232); йүз урмақ (475, 476, 719) бир тәрәпкә қарап маңмақ, бирси билән учрашмақ; йүз сувы «үз сүйи» (737. 4289, 4297, 6040); ики йүзлүк (1298, 4272) мәккар, алдамчи, ялғанчи; йүз ачуқ тутмақ «үзини очуқ тутмақ» хуш чирай билән муамилә қилмақ (500, 4418).
Тил сөзигә мунасивәтлик әсәрдә төвәндики СФБлар учришиду: тил ачмақ (343, 584, 623, 1590) сөзлимәк, сөз башлимақ; тилин билмәк (202) бирсиниң ейтқан гепини чүшәнмәк; тили юмшақ (2229, 2475) ширин сөзлүк, юмшақ муамилилик; тил алмақ (2351) дүшмәндин әсир алмақ; тилида от көймәк (4212) озунчы «питнихор» адәмләргә нисбәтән ейтилған, йәни чеқим, яла билән адәмни көйдүриду демәкчи; тилға илинмақ (4397) бирәвниң нәзәригә, көзигә чүшүп қелип, сөзгә қалмақ (буларниң (шаирларниң Р.А.) тилиңә илинмә адаш).
Башқа адәм әзалириға бағлиқ ФБлар әсәрдә анчә көп учрашмайду. Уларниң ФБларда ишлитилиш функцияси чәкләнгән. Төвәндә уларниң бәзилирини бәрдуқ: адақын қучмақ «айиғини қучмақ» ялвурмақ, өтүнмәк мәналирида әмәс, бәлки кетишкә, меңишқа кашила болмақ мәнасида ишлитилгән (401); ағыз сөз (6085), бир еғиз сөз: саңа қач ағыз сөз өзүм сөзләйин; арқа йәләк (90, 116, 122, 1345) таянчи, ярдәмчи, йөләкчи: байат оқ, болу бәрсү арқа йөләк «худа өзи болсун арқа йөләк – 90, 122; бағырқа урмақ (1947) бағриға басмақ, өзигә йеқин тутмақ: бағырсақны болса бағырқа урун «меһриванни көрсәң бағриңға бас»; бағры таш (4988), рәһимсиз, қатил; боғзы қулы (2100), пәқәт гелиниң ғемини қилғучи, башқа нәрсигә бепәрва адәм; йүриги йорумақ (2912), хошал болмақ; тоң йүрәк (2271) қорқумсиз, батур; көксини кәрмәк (1535, 5211, 5215, 5326, 6539) артуқчә мәғрурлинип, тәкәббурлишип кәтмәк: ики күнлүк әртәр аҗунуғ булуп // Нәлүк кәрди көксин қая тәг болуп; қашын түгмәк (191, 816, 770 в.б.) қапиғини түрмәк, йәни аччиғи кәлмәк, ғәзәпләнмәк; қашын йазмақ «қешин йаймақ» (5010, 5106) қашын түгмәкниң антоними; қур бады һазирқи уйғур тилида «бәл бағлимақ» (542, 5899) бирәр ишқа тутуш қилмақ, бирәр ишқа җиддий киришмәк: ишин әтгә мән тәп қатығ қур бады. Мәзкүр ФБ бады қут қуры «бәхит бәлбеғини бағлиди» (553) һәм қутун бады қур «бәхтин бағлиди бәлбағ (580) шәкиллиридиму учришиду; тишин сундурмақ (167) вә тишин уштмақ (2515) СФБлири чишини сундурмақ, йәни зәрбә бәрмәк, урмақ мәналирида ишлитилгән; қысғу тиш (1453) турақлиқ сөз бирикмиси һазирқи чишин-чишиға басмақ, йәни сәвир қилмақ СФБсиға тоғра келиду: һәва өвкә кәлсә сәрип қысғу тиш «аччиғиң кәлсә сәвир қилип чишиңни-чишиңға бас».




Достарыңызбен бөлісу:
1   2   3   4




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет