«Қутадғу биликтики» фразеологиялик бирикмиләрниң тематикилиқ тәснифи Доц. Р. У. Арзиев Резюме Йүсүп Хас Һажипниң «Қутадғу билик»


Адәм паалийитигә мунасивәтлик ФБлар



бет3/4
Дата20.04.2023
өлшемі34,07 Kb.
#84802
1   2   3   4
Байланысты:
Қутадғу биликтики ФБлар

2. Адәм паалийитигә мунасивәтлик ФБлар. Бу йәрдә биз «сөз» вә «көңүл» сөзлири билән кәлгән ФБларни алайтән берип, қалғанлири аз учриғачқа, уларни алфавит тәртивидила беришни тоғра көрдуқ.
Сөз сөзигә бағлиқ ФБларға төвәндики ФБлар кириду: сөз ачмақ (2679), сөз башлимақ; сөзини йирмақ (3452), бирәвиниң сөзини бөлмәк: нәгү сөзләсә мән сөзүмни йирип // жәвабын қылур сән өзүмни сәрип; сөзи йумшақ (464, 703, 2749) «тили йумшақ» ФБсиниң синоними; сөзини кәсмәк (363, 625, 1510) сөзини тамам қилмақ; сөзин пышурмақ (4036) гепини дуруслимақ, алдин-ала ойлаштурмақ; сүчиг сөз «чүчимәл сөз» (2804 в.б.) ширин, көңүлгә йеқимлиқ сөз; сөз суви (432) сөзниң мәнаси, маһийити; ушақ сөз (1299, 4108), ғевәт параң.
Көңүл сөзигә бағлиқ ФБлар «Қутуадғу биликтә» хелә көп учришиду. Уларниң қайтилиниш дәриҗиси һәр хил. Бәзи ФБлар бирла бәйттә учриса, бәзилири он бир бәйттә тәкрарлиниду: көңлин авлар «көңлини олимақ» (3181) пикрини билишкә тиришмақ, рази қилмақ: қара көңлин авлар бәги ярлықы; көңлини алмақ (5232) алдимақ: бәзәнип көр әтнип көңүлүг алыр; көңүлгә алын (1448, 3403, 3914, 6032, 6249, 6478) вә көңүлгә алынғыл (782, 2809, 4313, 6147) шәкиллиридә «көңлигә алмақ, йәни көңүлгә пүкмәк, диққәт-етивариға алмақ» мәналирида көп қайтилиниду. Күнтуғдиниң Одғурмишқа язған икки хетидә көңүл айту (3197, 3908), йәни көңүл соримақ, әһвалини билмәк мәналирида ишлитилгән; ағыр қылма көңлүң (4873, 5870, 6963) бир нәрсигә хапа болмақ, рәнҗимәк (һазирқи еғир алмақ ФБсиға йеқин). Һазирқи уйғур тилидики «еғир алмақ» ФБсида «көңүл» сөзи чүшүп қалған болсиму, мәна җәһәттин униң барлиғи ениқ, шуңлашқа, «көңүл» сөзи бәзидә һазирму қошулуп ейтилиду; көңли ағримақ (3430, 4302, 4586) рәнжимәк, хапа болмақ; көңүл артатур (1082) вә көңүл бәртти (4902, 6181, 6283, 6327) ФБлириниң иккинчи компоненти һазирқи уйғур тилида «бузулмақ» мәнасини бериду. Шуңлашқа, мәзкүр ФБ заманивий уйғур тилида кәң ишлитилидиған «көңли бузулмақ» ФБсигә өзгәргән: көңүл бәртти әлиг йувулды йашы // айур: ай дәриға, ол әдгү киши; көңли ачылмақ «көңли ечилмақ» (51, 581, 601) хошал болмақ: ачылды әлиг көңли ол йүз көрүп; көңүл бағлимақ (46, 741, 1089, 3446, 3543, 5297) бирәр нәрсигә меһир, мунасивәт бағлимақ: вәфасиз аҗунда көңүл бамағыл «вапасиз дунияға көңүл бағлима» – 5297; көңүл басмақ (2884, 4033, 4650, 5315, 5759, 6181) қанаәт һасил қилмақ, өзини тутмақ: сән әмди түкәл дунйа дәвләт йәдиң // Көңүл бастың арзу һәва бәкләдиң; көңүл бәрмәк (106, 149, 6128 в.б. барлиғи болуп 20 бәйттә учришиду) меһир бағлимақ, бир нәрсигә берилмәк: көңүл бәрдиң әрсә адақ бәркитүр «көңүл бәрсәң әгәр, аяқ бәкитур» – 6128; көңүл инчлики «көңүл тинчлиғи, арами» (5554) хатиржәмлик; көңли йақын (11, 3060, 3298, 3709, 3720, 5614, 5795) көңли йеқин, бир-бири билән яхши мунасивәттики, меһриван: көзүмкә йырақ сән көңүлгә йақын – 11; көңүл тәки тәг «көңүлдикидәк» (2673) көңлигә яққан, йеқимлиқ; көңүлгә кирмәк (4025) әқилгә мувапиқ болмақ; көңли кәң (2487, 4416) сехи, мәрт; «көңүл көтәрмәк» ФБси әсәрдә һәр хил мәналарда қоллинилған. Мәсилән, униң хошал болмақ (4091, 5323) мәнасидин сирт контекстқа бағлиқ тәкәббурлашмақ, башқилардин өзини үстүн қоймақ (1377, 2118, 5174, 5211) (көтүрмә көңүл сән күвәзләнмәгил «көтәрмә көңлүңни сән, тәкәббурлашма) һәм үмүт үзмәк, мунасивәт үзмәк (3084, 3790, 5026) мәналиридиму қоллинилған (җафалығ аҗундин көтүрдүм көңүл «җапалиқ дуниядин көтүрдүм көңүл» – 3790); көңли қалмақ (4650) хапа болмақ, рәнжимәк; «қара көңүл» ФБси әсәрдә көңлүм қара болды кир (6463), қарарур көңүл (5347), қарарды көңүл (6461) шәкиллиридә учришиду, сәвәви мәзкүр ФБ у дәвирдә метафорилинип, турақлиқ сөз бирикмисигә айлиниш җәриянини бешидин кәчүрүватқан болуши мүмкин; «көңүл қоймақ» (3825) ФБси «көңүл қалмақ» ФБсиға йеқин; көңүлдин орун алмақ (5874) диққәт етивариға алмақ, әһмийәт бәрмәк: сөзүг тыңла, қылма көңүлдә орун; көңли өрүң «ақ көңүл» (1101) меһриван, парасәтлик; көңүл сырры (2517, 2689, 2690 барлиғи болуп 11 бәйттә учришиду) көңүл сири, мәхпийити, йошурун тутқан мәсилиси; көңүлгә сиғмақ (3860, 5096) әқилгә сиғмақ, диққәт қилмақ, чүшәнмәк; көңли сунмақ (2808, 3351 барлиғи болуп 9 бәйттә қайтилиниду) хапа болмақ, рәнжимәк; көңли тар (6183); көңли тоқ (2607, 2885, 5388) хатиржәм, хошал; көңүл томлатур «көңүл тоңлитур» (2120) мәнаси һазирқи «хапа болмақ, рәнжимәк» мәналиридики «көңли совумақ» ФБсиға йеқин; «көңлини улимақ» ФБси көңлин улап (3445, 4790), көңлүм улайы (6576) вә көңүл уладым (4778) шәкиллиридә учришиду. Мәзкүр ФБларниң мәнаси «көңүл бәрмәк», «көңүл бағлимақ» ФБлириға йеқин. Лекин улар бир-биридин стилистикилиқ пәриқлиниду, йәни көңлини улимақ толарақ худаға нисбәтән (көңүл бир баятқа уладым көни «көңлүмни бир худаға улидим тоғра» – 4778), көңүл бағлимақ толарақ дунияға, байлиққа нисбәтән (кәлир болса дунйа көңүл бамаса «келәр болса дуния көңүл бағлимиса» – 3446) қоллинилса, көңүл бәрмәк дунияға, арзуға (5749, 6079) в.б. нәрсиләргә нисбәтәнму қоллинилған; көңүл үзмәк (6630) ваз кәчмәк, мунасивәтни үзмәк.
«Қутадғу биликтә» аз учришидиған адәм паалийитигә мунасивәтлик ФБлар сүпитидә төвәндикиләрни кәлтүрүшкә болиду: аҗун тутмақ «дуния тутмақ» (217) дунияни егилимәк; ачығ қылмақ (3648) рәнжимәк, көңлигә еғир алмақ; ғемини йемәк (1159, 4823); дәви қылмақ «дава қилмақ» (1895) бир ишниң кәйнигә кирмәк; дуа қылмақ (1265); қадғусын йәмәк (1229, 2463, 3366) ғемини қилмақ; күни туғулмақ (511, 5534) яхшилиққа, бәхиткә еришмәк; қан төкмәк (1395, 1433) зулум қилмақ; қармаққа илинмәк (6116); қәләм һәқы (61), қәләм һәқи, гонорар; өзини отқа атмақ (1284, 3624, 5168, 5399), әрзимәс нәрсигә бар күчин чиқармақ, беһөдә тәр төкмәк; оңча кәлмәк (917, 1392); солча кәлмәк (917, 1392); суға өрүмәк (6018) «яман чүшни суға өрүмәк» чүшәнчиси билән мунасивәтлик; уйқиси учмақ (5970) яки уйқиси кәтмәк (102) уйқисизлиқ; ғәпләт уйқиси (6637) беғәмлик, һошиярсизлиқ; улуғ тинмақ (1128, 1499) өкүнмәк, һәсрәт чәкмәк: өкүнди бу Айтолды тынды улуғ – 1128; шүкри қылмақ (109, 754, 756) қанаәт қилмақ.
Хуласә
Мәзкүр мақалида Йүсүп Хас Һажипниң «Қутадғу билик» әсәридики ФБлар тематикилиқ жәһәттин тәтқиқ қилинди. Әсәрдә учришидиған икки йүзгә йеқин ФБлар адәм әзалириға бағлиқ ФБлар, йәни соматикилиқ ФБлар һәм адәм паалийити билән мунасивәтлик ФБлар дәп, иккигә бөлүнди. Мәлумки, адәмниң һаятида униң қайси әзәсиниң паалийити үстүн болса, уларниң ФБлар тәркивидә қоллиниш имканийитиму шунчә үстүн болиду. Мошу нуқтидин елип қариғанда, әсәрдә «баш», «көз», «қол», «тил» охшаш ФБларниң көплүги байқалди. «Қутудғу билик» асасий объекти адәм һаяти, униң жәмийәттики вә дөләт қурулмисидики орни тоғрисидики бәдиий әсәр болғанлиқтин униңда «көңүл» сөзигә мунасивәтлик ФБлар наһайити көп учришиду. Әсәрдики ФБларни һазирқи уйғур тилидики ФБлар билән селиштуруп қариғанда, уларниң арисидики қурулма вә мәна жәһәттики пәриқләрниң азлиғи ениқ көрүниду.


Достарыңызбен бөлісу:
1   2   3   4




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет