ЙәКҮНЛӘш аттестациягә ТӘйярлинишқа беғишланған оқуш-методикилиқ Қурали астана, 2018 Киришмә



бет1/7
Дата15.03.2023
өлшемі279,71 Kb.
#74712
  1   2   3   4   5   6   7
Байланысты:
inbound6339597195858789074


ҚАЗАҚСТАН ЖУМҺУРИЙИТИ


БИЛИМ ВӘ ПӘН МИНИСТРЛИГИ


МИЛЛИЙ ТЕСТ МӘРКИЗИ

ЭССЕ ЙЕЗИШ БОЙИЧӘ МЕТОДИКИЛИҚ ТӘВСИЙӘЛӘР
(Уйғур тили вә әдәбияти
)

ЙӘКҮНЛӘШ АТТЕСТАЦИЯГӘ ТӘЙЯРЛИНИШҚА БЕҒИШЛАНҒАН ОҚУШ-МЕТОДИКИЛИҚ ҚУРАЛИ





Астана, 2018
Киришмә

Қазақстан Жумһурийити Билим вә пән министрлигиниң 2016 –жилниң 16-ноябрьда чиққан №660-буйруғиға бенаән 2016-2017-оқуш жилида умумий оттура билим беридиған мәктәпләрниң 11-синип оқуғучилирини йәкүнлүк аттестацияләшкә өзгиришләр киргүзүлди. 11-синип оқуғучилири үчүн уйғур тили вә әдәбияти пәнлиридин эссе йезиш жүкләнди. Эссе йезиш муәллимләр билән оқуғучилар үчүн йеңи формат болғанлиқтин, Миллий тест мәркизи тәрипидин қошумчә методикилиқ қолланма тәйярланди. Методикилиқ қолланмида эссе термини, түрлири, түзүлүши, йезилиши, алаһидилиги, тәләплири вә униң иншадин айримчилиғи һәққидә чүшиник берилиду. Шундақла, эссе мавзулири, уни баһалаш критерийлири вә эссе йезиш үлгиси тәвсийә қилиниду. Методикилиқ қолланма умумий билим беридиған мәктәп муәллимлиригә, оқуғучилириға беғишланған.




Эссе билән иншаниң айримчилиғи






Эссе

Инша

Ениқлимиси

Эссе дегинимиз (фр. тил. essai – тәжрибә, лат. тил. exagium – қуруш) -пәлсәпәвий, әдәбий, тарихий, публицистикилиқ, ижтимаий, сәясий вә башқа саһалардики илмий әмәс, муәллипниң шәхсий көз қаришини билдүридиған прозилиқ мәтин.

Инша- оқуғучиниң әдәбият бойичә алған билимини өз ойи билән, шәхсий көз қариши арқилиқ әркин һалда бағлаштуруп язидиған ижадий әмгиги. Оқуғучидин бәдиий иншани өзиниң шәхсий ой-пикри, көз қариши билән кәң вә чоңқур тәһлил қилип, бәдиий тилда бағлинишлиқ изһар қилип бериши тәләп қилиниду.

Эссе – әркин композициялик түзүлүшкә асасланған яки бәдиий-публицистикилиқ жанрниң бир түри.

Инша-бәлгүлүк бир мавзуға беғишланған, ениқ бир түзүлүшни тәләп қилидиған, пәқәт пән бойичә билимгә йөнәлгән ижадий иш.

Эссе тәһлил вә дәлилләргә асаслиниду.

Иншаниң формиси униң түригә бағлинишлиқ: бәдиий мәтинни тәһлил қилиш, тәсвирләш, изаһлаш, молжалаш түридә йезилиду.

Эссениң мәхсити – оқурмәнгә ой селиш, мулаһизә қилғузуш

Иншаниң мәхсити – язма нутқини риважландуруш



Эссе йезиш оқуғучиларға ойини ениқ вә саватлиқ шәкилләшкә, әхбаратни өзләштүрүшкә, асасий чүшәнчиләрни пайдилинишқа, бағлинишниң сәвәп-нәтижилирини ениқлашқа, өз тәжрибисини керәклик мисаллар билән тәсвирләшкә, өзиниң хуласисини чиқиришқа мүмкинчилик бериду.




Эссе түзүлүши униңға қоюлидиған төвәнки тәләпләр билән ениқлиниду:

  1. Киришмә – берилгән мавзуни асаслаш, у мәнтиқий вә стилистикилиқ бағлинишқан компонентлардин туриду. Бу басқучта өзи тәтқиқ қиливатқан мавзуға соални дурус қоюши керәк. «Киришмә қисмида берилгән мавзуға ениқлима бериш керәкму?», «Мән таллиған мавзу немә үчүн муһим?», «Мән қандақ чүшәнчиләрни пайдилинишим мүкин?», «Мән мавзуни кичик мавзучиларға бөләләймәнму?» в.б. соалларға жавап издигән дурус.

  2. Асасий бөлүм. Мавзуниң нәзәрийәвий асаси билән соалниң мәзмунини йезиш. Бу йәрдә эссениң асасий мәзмуни йезилиду, шуниң үчүн асасий бөлүмни кичик мавзучиларға бөлүшкә болиду. Мавзучиларни аргументлиқ түрдә йәкүнләш асасий соалға жавап беришкә ярдәмлишиду. Берилгән мавзудики аргументлар билән тәһлилләр, позицияләрни көрситиш арқилиқ асасий бөлүмни толуқ йезишқа мүмкинчилик яритиду. (тезислар «яқлаймән» яки «мән қарши» дегән аргументлар билән асаслиниши һажәт. Аргументлар-бу дәлилләр, жәмийәтлик һадисиләр, вақиәләр, тирикчиликтики тәжрибиләр, илмий дәлилләр, алимларниң пикирлиригә тайинишлар (тор бетини көрситишкә болиду) в.б. Һәр бир тезисқа кам дегәндә икки аргумент кәлтүрүш керәк).

  3. Хуласә – умумий вә аргументлиқ, қоллиниш даириси көрситилгән в.б. түрдә болуши мүмкин.Эссениң хуласисидә асасий қисимда ейтилған соалниң мәнасини йәкүнләйду вә мәзмуниниң муһимлиғини ачиду. Хуласидә қоллинилидиған усуллар: тәкрарлаш, иллюстрация, цитата, тәсирлик йәкүнләш ибарилири.



Достарыңызбен бөлісу:
  1   2   3   4   5   6   7




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет