|
|
бет | 2/7 | Дата | 15.03.2023 | өлшемі | 279,71 Kb. | | #74712 |
| Байланысты: inbound6339597195858789074ЭССЕ ТҮРЛИРИ
Бу эссениң мәхсити- адәмниң, йәрниң, нәрсиниң көрүнүшини тәсвирләш болуп һесаплиниду. Детальлар арқилиқ тәсвирләнгән нәрсини оқурмәнниң көз алдиға кәлтүриду.
Субъективлиқ көз қараш билән вақиәни тәсвирләш вә биринчи шәхстә, өткән вә һазирқи шәхстә йезилидиған эссе түри хәвәрләш эссе дәп атилиду. Хроникилиқ рәтликтә йезилмисиму, адәмниң тәжрибиси билән ойиға тайиниду. Сөзлигүчиниң ойини вә субъективлиқниң умумий бәлгүлирини тәсвирләш-бу эссе түриниң баш мәхсити.
Селиштурмилиқ яки парадокслиқ эссениң мәхсити- икки яки униңдинму көп мәсилиләрниң қариму-қатнишини тарқитип йезиштин ибарәт. Умумий, баш мәхсәт-йеник айримчилиқлар билән охшашлиқларни тепиш йәткүлүксиз екәнлигини көрситиштур. Бирдин көзгә чүшмисиму, уларниң арисидики муһим айримчилиқлар билән мунасивәтләрни чоңқур тәһлил қилиш нәтижиси көрситиду.
Дәлилләш эссесиниң мәхсити – ейтилған ой билән оқурмәнни ишәндүрүш, көндүрүш. Оқурмәнниң диққитигә жиддий дәлилләрни кәлтүрүш арқилиқ йезилиду.
Аргументлиқ эссе көпинчә қариму-қаршилиқ туғдуридиған мавзуларға йезилиду. Аргументлар қоллайдиған сәвәпләр билән биллә берилиши керәк. Қарши ой-пикирни көрситиш яки уларни йоққа чиқириш –бу эссе йезишниң умумий тәливи.
Әдәбий эссе башқа эссе түрлиригә охшимайду. Биринчидин, у әдәбий әсәрләргә асасланған. Иккинчидин, муәллипниң ейтқуси кәлгән идеялирини тәхминләп чүшинишкә асасланған, йәни чүшәндүрүшни һажәт қилидиған пикир муназириси яки тепишмақни йешишни тәләп қилиду. Униң үчүн тәжрибә керәк. Таллап алған әсәргә башқа көз билән қарисиңиз, алаһидә қоллинилған әдәбий жанрларға, күтмигән сюжетлар билән вақиәләргә, тил алаһидиликлиригә бай болиду.
Достарыңызбен бөлісу: |
|
|