Сборник заданий по суммативному оцениванию по учебным предметам общего среднего уровня первая часть Нұр-Сұлтан 2020


  1 Җәмилигүчи баһалашниң принциплири



Pdf көрінісі
бет173/227
Дата26.12.2022
өлшемі9,16 Mb.
#59654
түріСборник
1   ...   169   170   171   172   173   174   175   176   ...   227
 


315 
1 Җәмилигүчи баһалашниң принциплири 
 
Җәмилигүчи баһалаш (ЖБ) бәлгүлүк бир оқутуш дәвридә билм бериш 
программисиниң 
мәзмунини 
өзләштүрүш 
дәрижисини 
ениқлаш 
үчүн 
жүргүзилиду. Җәмилигүчи баһалаш мабайнида билим бериш программисиниң 
мәзмуниға мунасип билим алғучиларниң билимини көрситидиған дәлилләрни 
жиғиш әмәлгә ашурилиду. Җәмилигүчи баһалаш чарәк мабайинида 
(бөлүм/умумий мавзулар бойичә җәмилигүчи баһалаш), чарәк ахирида (чарәк 
бойичә җәмилигүчи баһалаш) вә билим бериш дәрижисини аяқлиғанда (асасий 
оттура, уммий оттура) жүргүзилиду. 
Җәмилигүчи баһалаш бойичә балл/дәрижә/баһа һәққидә йешимни муәллим 
баһалаш критерийлириға мувапиқ қоллиниду. Шуниң билән биргә муәллимгә һәр 
бир билим алғучиниң иши бойичә дурус йешим қобул қилиши үчүн 
дескрипторлар яки балл қоюш кәштилири ярдәм қилиду. Аталған әхбәрат 
шәкилләндүргүчи баһалаштики охшаш, түзүтүш, оқуш җәриянини тәһлил қилиш 
үчүн қоллиниду. 
Пән бойичә методикилиқ бирләшмиләргә ЖБ мунасивәтлик баһалаш 
тапшурмилирини, методлирини, дәвирлирини көрситип, оқуш жилиға 
җәмилигүчи баһалашниң режисини қураштуруш тәвсийә қилиниду. 
Критериаллиқ баһалаш оқуғучиларниң оқуштики утуқлирини қол йәткүзгән 
вә потенциаллиқ дәрижилири арисидики мувапиқлаштурушни ениқлашқа шараит 
яритидиған җәриян екәнлиги бәлгүлүк. Критериаллиқ баһалаш – оқуғучиларниң 
билими утуқлирини тәһлил қилип, шуниң билән қатар уларниң салаһийәтлик 
дәрижиси һәққидә әхбарат беришкә йөнәлдүрүлгән [41]. 
Критериаллиқ баһалаш системиниң принциплири:
 
оқуғучиларниң оқуштики утуқлири вә Җәмилигүчи баһалашниң өзара 
бағлинишлиғи;
 
оқуш мәхсәтири вә күтүлидиған нәтиҗиләрниң утур бағлинишлиқ 
болуши; 
 
оқуғучиларниң утуқ дәрижилирини баһалашниң дуруслиғи, ениқлиғи 
вә обьективлиқ вә валидлиқниң сақлиниши; 
 
критерийлар вә қуралларниң оқуш мәхсәтлиригә вә күтилидиған
нәтиҗиләргә йөнәлдүрүлгәнлиги; 
 
баһалашниң қолйетимлиги, чүшүнүлүшлүк вә очуқ әхбарат берилиши; 
 
оқуғучиларниң оқуштики утуқлириниң илгирлишини назарәт 
қилишниң узлүксизлиги; 
 
риважилинишқа йөнәлдүрүлүши. Баһалаш билим бериш системисида 
оқуғучиларниң 
риважилинишини 
ениқлап, 
қизиқишлирини 
арттуруп, 
интилдүрүш; 
 
оқуғучиларниң шәхсий хисләтлири әмәс, оқуш паалийитидә 
күтүлидиған нәтиҗигә қол йәткүзгән утуқлири билән шәкиллиниш җәриянииниң 
баһалиниши;
 
баһалаш критерийлери билән нормилири, бөлүм бойичә Җәмилигүчи 
баһалаш (БЖБ) вә чарәк бойичә җәмилигүчи баһалаш (ЧЖБ) нәтиҗилириниң 
алгоритми муәллимләр билән оқуғучиларға алдин ала бәлгүлүк болуши; 


316 
 
оқуғучиларниң өзини-өзи вә өз ара баһалаш маһарәтлирини 
башқурушқа вә баһалаш паалийитигә қатнишалайдиған болуп қураштурулиши 
[42]. 
Оқуғучиларниңң оқуш утуқлирини критерийлар бойичә баһалаш җәриянини 
уюштуруш мабайнида оқуғучиларниң тонуп-билиш паалийитиниң психологиялик 
вә педагогикилиқ алаһидиликлирини диққәткә елиш керәк: 

оқуғучи өзлигидин тапшурмиларни орунлашта билим, маһарәтлирини 
йетилдүрүш вә йеңи утуқларға интилишқа тәйяр болуши керәк; 

өзиниң утуқлирини баһалашни билиши керәк; 

алдин-ала қоюлған вәзипиләрни чүшүнүши керәк; 

оқуғучиниң билим елиш йөнүлүшини таллап елишқа вә уни 
уюштурушқа интилиши керәк; 

билим елиш җәриянида тонуп-билиш паалийәтчанлиққа интилиши 
керәк; 

синипдашлири билән мунасивәткә чүшүшкә интилиши керәк; 

дост вә тәңтушлириниң билимигә көңүл бөлүш, йәни өз ара 
баһалашқа интилиши керәк; 

теориялик вә тәнқидий ойлашниң шәкиллиниши; 

әхбаратни қобул қилиш дәвридә тәлпүнүшиниң турақлиқлиғи; 

бир мәхсәткә йөнүлүши; 


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   169   170   171   172   173   174   175   176   ...   227




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет