|
2-тапшурма. Мәтинни оқуп чиқиңлар. Мәтиндә көтирилгән мәсилини тәһлил қилиш
арқилиқ асасий ойни ениқлап, қошумчә пикирлириңлар билән толуқтуруңлар.
Бу йеримчөлдики вадида палеоген дәвридин қалған тәбиәт мөҗүзиси – Чарин соғда
ерәнлиги җайлашқан. Умумий мәйдани 5014 гектар йәрни егилигән ерән орманлиғи Чарин
дәриясини бойлап 26 чақиримға созулған. Мәлумки, мундақ ерәнлик пәқәт Америкиниң
Колорадо штатида болса, дунияйүзлүк муз дәвридин кейин тәбиий һаләттә өсүп йетилгән
соғда ерәнлигиниң иккинчиси – Канадида.
Чарин ерәнлиги пәқәт экологиялик вә илмий турғудинла әмәс, бәлки эстетикилиқ
җәһәттинму жуқури баһалиниду. Таза һава, шақирап аққан дәрия сүйиниң шавқуни,
җаңгаллиқтики тиничлиқни бузған һәр хил қушларниң шох нәғмиси – мошуларниң
һәммиси тәбиәт билән Яратқучиниң тилсим қудритини, әтрап муһит билән инсанийәтниң
өз ара назук алақисини әсләткәндәк болиду.
Соғда ерәнлигидә униң тәңтуши – тоғрақ дәриғиму өсиду. Әһмийити җәһәттин уму
жуқури баһалиниду.
3-тапшурма. Берилгән сүрәттә қандақ җай тәсвирләнгән? Бу рәсимдә қандақ гөзәлликни
байқидиңлар? Тәсвирий васитиләрни тоғра қоллиниш арқилиқ мошу җайниң гөзәл
тәбиитини тәсвирләп, қисқа мәтин түзүңлар (100 сөз)
4-тапшурма. Парчиниң мәзмуни билән тонушуп, тиниш бәлгүләрни тоғра қоюп чиқиңлар.
«Экология» дегән сөзни 1689-жили дәсләп илимға киргүзгән даңлиқ немис алими Эрнест
Геккель (1894-1919) болди. «Экология» сөзи грекниң «ойкос» - турар жай макан жай,
туридиған өй дегән мәналарни билдүридиған сөзлиридин елинған. Геккельниң пикри
бойичә экология илими тирик организмларниң бир бири билән мунасивитини
тәтқиқ қилиду. Тирик
организмлар
бәлгүлүк
бир
тәбиий
шараиттила
һаят
кәчүрүшкә маслашқан.
Экология илиминиң асасий вәзиписи организмлар билән әтраптики муһит арисида
болидиған өз ара алақиларни зич мунасивәтләрни тәтқиқ қилиштин ибарәт.
Бүгүнки күндә тәбиий байлиқларниң үнүмлүк пайдилиништа көплигән чариләр әмәлгә
ашурулған болсиму қоршиған муһитни қоғдашта жавапкәрсизлик кәлгүсини ойлимаслиқ
орун алмақта. Һаваниң суниң йәрниң паскинлиши нәтижисидә адәмләрниң һаятиға
уларниң яшаш муһитиға зор хәтәр туғулмақта.
Достарыңызбен бөлісу: |
|
|