Сборник заданий по суммативному оцениванию по учебным предметам общего среднего уровня первая часть Нұр-Сұлтан 2020



Pdf көрінісі
бет176/229
Дата10.12.2023
өлшемі9,16 Mb.
#135716
түріСборник
1   ...   172   173   174   175   176   177   178   179   ...   229
nao.kz, smk.edu.kz 
сайтлиридинелишқа болиду. 
Даулы мәсилиләр пәйда болған һаләттә билим алғучиларниң чарәктики 
оқуш утуқлириниң нәтиҗилири бойичә язмичә өткүзүлидиған жәмлигүчи 
баһалашта объективлиқ вә очуқлуқ билән тәминләш үчүн ЧЖБ баһаси қоюлғичә 
бир күндин кечиктүрмәй модерация жүргүзүлиду. Баллири өзгәртилиши тегиш 
билим алғучиларниң ЧЖБ ишлириниң модерацияси жүргүзүлгән жағдайда улар 
қайта тәкшүрүлиду. Модерация нәтиҗиси бойичә чарәк ичидики жәмлигүчи 
баһалаш ишлири үчүн балл өсүш тәрипигиму, кемиш тәрипигиму өзгириши 
мүмкин. 
Билим алғучилар (саламәтлигигә бағлиқ, йеқин туққалириниң вапат 
болуши, қолайсиз метеожағдайға бағлиқ, барлиқ дәрижидики жарыстарға, 
конференцияларға, олимпиадиларға вә илмий лайиһә конкурслириға қатнишиш) 
болмиған һаләттә жәмлигүчи баһалашни баһалашни йәккә кәштә бойичә 
тапшуриду. 
Ағымдағы чарәк/йеримжиллиқ аяқлашқичә жәмлигүчи ишлирини 
тапшурмиған һаләттә билим алғучиға жәмлигүчи ишлирини тапшурмиғичә 
«вақитлиқчә аттестацияләнмиди» дегән бәлгү электронлуқ журналға қоюлиду. 
Тапшуруш нәтиҗиси бойичә төртинчи/йеримжиллиқ баһа қоюлиду. 
Карантин вақтида, ижтимаий, тәбиий вә техногенлиқ көрүнүштики 
пәвқуладдә әһвалларда БЖБ вә ЧЖБ дистанционлуқ билим бериш 
технологиялири асасида уюштурулиду. 
Бөлүм (ортақ мавзу) вә чарәк бойичә жәмлигүчи баһалаш нәтиҗиси 
болмиған әһвалда билим алғучи вақитлиқчә аттестацияләштин өтмигән болуп 
һесаплиниду. 
Ағымдағы жилда билим алғучиларниң жәмлигүчи баһалаш ишлири 
мәктәптә шу оқуш жили аяқлашқичә сақлиниду. 


323 
Билим алғучиларниң жәмлигүчи баһалаш нәтиҗилири балл түридә 
(қәғәз/электронлуқ) журналға қоюлиду вә бални баһаға авуштуруш шкалиси 
бойичә чарәк вә жиллиқ баһаға авуштурулиду. 
Жәмлигүчи баһалаш нәтиҗиси бойичә әхбарат билим алғучиларға вә ата-
аниларға яки балиниң қанунлуқ түрдики ғәмхорчисиға қәғәз түридә яки 
электронлуқ түрдә берилиду. 
Чарәк баһаси бөлүм вә чарәкниң жәмлигүчи баһалаш нәтиҗилири асасида 
50%-тә 50% пайизлиқ нисбәттә қоюлиду. 
Тиісті мәмликәтлик органларниң чәкләш чарилири, униң ичидә карантин, 
ижтимаий, тәбиий вә техногенлиқ түрдики пәвқуладдә әһвалда вә шу органниң 
йешими бойичә дистанционлуқ оқутуш мабайнида 50% пайизлиқ нисбәттә 
қоюлиду.
2-11 (12) синип билим алғучилириниң пәнләр бойичә жиллиқ баһалири 
пүтүнлинип чарәктики баһалар жиғиндисиниң оттура арифметикилиқ мәнаси 
ретидә қоюлиду вә нәтиҗилик баһа болуп тепилиду. Чарәклик, жиллиқ вә
нәтиҗилик баһаларни қайта қарашқа рухсәт берилмәйду. 
Оқуғучилар бир мәктәптин иккинчи мәктәпкә авушқан вақитта, оқуш жили 
мабайнидики униң жәмлигүчи баһалаш нәтиҗиси (бөлүм (ортақ мавзулар) вә 
чарәк үчүн жәмлигүчи баһалашниң максимал бали вә билим алғучиниң нәтиҗә 
баллири) электронлуқ (қәғәз) журналдин язмичә рәсимлинип, директор вә мәктәп 
мөрімен тәкитлинип, оқуғучиниң йәккә иш қәғизи билән берилиду. Билим алғучи 
бурун қандақту бир пән оқутулмиған мәктәптин авушқан әһвалда «чарәк үчүн 
баһа» йолиға «оқутулмиған» бәлгүси қоюлиду. Бу әһвалда билим алғучиға оқуш 
пәни бойичә жиллиқ баһа мошу пәнни оқутуш вақтида алдимиздики жилниң 
кейинки чарәклириниң оттура арифметикилиқ мәнаси қоюлиду. 
Шуниңға бағлиқ бөлүм бойичә жәмлигүчи баһалашниң максималлиқ сани 
чарәктә 3-тин артуқ болмиши һажәт, 4 вә униңдинму нурғун бөлүмләрни 
өзләштүрүш һажәт болған әһвалда, муәллим оқуш мәхсәтлирини һесапқа елип 
олтуруп, бөлүмләрни бириктүриду.


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   172   173   174   175   176   177   178   179   ...   229




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет