337
«Туризм: экотуризм» бөлүми бойичә шәкилләндүргүчи баһалаш
Оқуш
мәхсити
:
11.1.5.1 - коммуникативлиқ вәзийәткә бағлиқ көпчилик алдида тоғра
сөзләш, тиңшиғучиларға тәсир қилиш, чевәр сөзләш;
11.1.5.2 - нутуқниң лексикилиқ, фонетикилиқ, морфологиялик,
синтаксислиқ алаһидиликлирини пәриқләп,
тоғра қоллиниш;
11.2.5.1 - мәтиндики асасий ойни ениқлаш, берилгән мәлуматлар
билән пикирләрни қайта ишләш, толуқтуруш;
11.3.5.1 - һәр түрлүк мавзу бойичә тәсвирий васитиләрни дурус
қоллинип, иҗадий ишларни (шеир, хәт, хатирә, һекайә) йезишни
билиш;
11.4.4.1 - мәтин нормилирни сақлап йезиш (мәтин қурулуми, абзац,
мәтин бөлүклири, мавзу);
11.4.5.1 - җүмлә вә мәтин үзиндилири дәриҗисидә тиниш
бәлгүлирини қоллинишни билиш.
Баһалаш
критерийиси:
Билим алғучи
-
көпчилик алдида тәләпкә лайиқ нутуқ тәләплирини сақлап
сөзләшни билиду;
- мәтиндики асасий ойни ениқлап, көтирилгән мәсилигә баһа берип,
пикирләрни қайта ишләшни билиду;
- һәр түрлүк мавзу бойичә тәсвирий васитиләрни дурус қоллинип,
иҗадий ишларни (һекайә) йезишни билиду;
- мәтинниң мәзмунини чүшиниду,
асасий ойни ениқлайду, мәтин
нормилирини сақлап йезишни
билиду;
-мәтинниң қурулумини, мәтин бөлүклирини ениқлап, мәтингә
сәрләвһә қойиду;
- җүмлә вә мәтинләрдики тиниш бәлгүләрни дурус, мәхсәткә
мувапиқ қоллиниду.
Ойлаш
иқтидариниң
дәрижиси
Жуқарқи басқуч дәрижиси
Орунлаш вақти
10-20 минут
1-тапшурма. Парчини тиңшаңлар. Еғизчә нутуқта интонацияни тоғра пайдилинип,
көпчилик алдида ейтилидиған
нутуқниң тәләплирини сақлап, тиңшиғучиларға тәсир
қилғидәк қилип, чевәрлик билән чүшәндүрүңлар.
Хизмәт көрситиш саһаси – вақитта әң тез риваҗлиниватқан саһа. Дунияниң көплигән
әллиридә хизмәт көрситиш саһасиниң үлүши ашмақта. Хизмәт көрситиш саһасини
орунлаштурушқа хизмәт түригә бағлиқ һәрхил амиллар тәсир қилиду: истималчи, тәбиий-
ресурслуқ, ихтисадий географиялик орун, әмгәк ресурслири, территориялик, экологиялик
амиллар.
Хизмәт көрситиш саһасини орунлаштурушқа болупму истималчи амили муһим тәсир
көрситиду. Чүнки хизмәт көрситишниң бесим көпчилик түрлири (транспорт, алақә,
иҗтимаий хизмәтләр) истмалчиларниң топланған наһийәлиригә орунлаштурулиду.
Мәсилән, саламәтликни сақлаш,
билим бериш, сода-сетиқ, малийә-несийә мәһкимилири
истималчилар
сани
аз
болған
шараитта хизмәт
көрситиш
мәһкимилирини
орунлаштурушниң утумлуқлиғини (оценка, эффективности) баһалашқа тоғра келиду.
Туризм вә рекреациялик хизмәт-паалийәтләрни орунлаштурушта
тәбиий-ресурслуқ,
экологиялик аммилларниң әһмийити зор.
Мундақ хизмәт көрситидиған мәһкимиләр рекреациялик ресурслар топланған
территорияләрдә (деңиз яқилири, тағлиқ тәвәләр,
минераллиқ сулар вә шипалиқ
патқақлиқлар таралған наһийәләр в.б.), экологиялик әһвали қолайлиқ наһийәләрдә
338
орунлишиду. Туристлиқ – рекреациялик хизмәт көрситиштә әмгәк ресурслири
амиллириниңму роли жуқури. Сәвәви хизмәт көрситиштә мошу саһада әмгәк
қилғучиларниң кәспий ихтисаслиниши, бирнәччә тилни әркин өзләштүрүши интайин
муһим болуп һесаплиниду.
Достарыңызбен бөлісу: