«8-синип
Уйғур тили пәни бойичә мәктәп ичилик олимпиадиниң 1 (ижадий иш) турининиң тапшурмилири
Берилгән мавзуларниң бирини таллап елиш.
Талланған мавзуға мувапиқ эссе йезиң. (150-200)
Баһалаш критериялири:
Грамматикилиқ хаталарниң болмаслиғи. 3 б.
Эссе мавзуниң толуқ ечилиши. 4 б.
Жүмлиләрниң дурус түзүлиши. 2 б.
Эссе нормилирини яшқа мувапиқ сақлиниш. (150-200 сөз)
Умумән баһалаш критериалириниң барлиғи орунланғанда 10 балл қоюлиду.
Эссе мавзулири төвәндикичә:
1. «Келәчәк яшлар қолида» .
2. «Миллəтлəр достлуғи -əлниң байлиғи».
3. «Арман алға башлайду».
8-синип
Уйғур тили пәни бойичә мәктәп ичилик олимпиадиниң 2 ( оқуш савати) турининиң тапшурмилири
Баһалаш критериялири:
Мәтин билән тонушуш.
Мәтин бойичә тапшурмиларни орунлаш һәр бир тапшурма 2 балл билән баһалиниду.
Умумән баһалаш критериалириниң барлиғи орунланғанда 10 балл қоюлиду.
СЕХИРЛИҚ КӘТМӘН
Бурун заманда бир падишаниң арзулуқ икки оғли бар екән. Падиша һәр күни буларни түрлүк наз-немәтләр билән беқип, һечқандақ ишқа йеқин йолатмайдекән. Күнләрдин күнләр, айлардин ай лар өтүп, бир күни буларниң иштийи тутулуп, бир чинә чайниму тү гитип ичәлмәйдиған болуп қапту. Андин, булар җүдәшкә башлапту. Буни көргән падиша әндишә қилип, өз шәһиридики һәммә тевип ларға көрситиду. Лекин тевиплар шаһзадиларниң иштийини ачалмапту. Өз кесәллиридин қорққан шаһзадиләр атисидин рухсәт елип, иштәй дорисини издәп башқа бир шәһәргә меңипту. Булар шәһәрдин хелә жирақ чиқип, кәтмән чепиватқан бир бовайниң қешиға кәпту. — Бова, бизниң иштийимиз тутулуп қалди, бизгә иштәй дори си бар шәһәрни ейтип бәрсиңиз, биз мошу кесәлдин сақийивалсақ, — дәп ялвурупту. Бовай буларниң сөзини аңлап ичидә: “һәй, һарам тамақларәй!” дәп ойлап: — Бу дорини тапқили болиду! Бирақ һазир ишим җиқ, мошу дөңни кәч киргичә түзәп болуп, әтликкә буғдай териветишим керәк, силәр мошу ишни қилип бәрсәңлар, мән шу дорини тепип берәттим, — дәпту.
Шаһзадиләр дөңни түзләшкә рази болғандин кейин, бовай кәтмәнни буларға қалдуруп, өзи өйгә меңипту. Шаһзадиләр хошаллиқтин тәрләп-пишип дөңни чепипту. Бовай өйгә келип, хотуниға: — Анчила кайимай, сәвзә йәтмисә, чамғур тоғрап болсиму, бир легән полу тәйярла, — дәп буйрупту. Шаһзадиләр күн патқанда дөңни аран түзләп болупту. Бовай буларни өйигә башлап келип, алдиға полуни қоюпту. Булар йоған бир легән полуни пак-пакизә йәп болупту. “Йәнә барму?” — дәп сораштин хиҗаләт болуп, мундақ дәпту: — Бова бу аш һәҗәп татлиққу, қандақ дора салған едиңиз? — Ашқа дора салмидим, силәрни ишқа салдим! Силәр чапқан әшу кәтмән, тутулған иштәйниң дориси, — дәп җавап берипту бовай.
(Уйғур хәлиқ чөчиги)
Һәр бир тест тапшурмисиға 4 вариант берилиду. Дурус жававаини бәлгүлигән оқуғучи 2 балл елип, 5 тапшурмида 10 балл жиғип чиқиду.
Падишаниң нәччә оғли болған екән?
а) 1
ә) 2
б) 3
в) 4
2. Падишаниң балилири қандақ ағриққа дучар болди?
а) сил кесили
ә) нака болупту
б) ваба кесили
в) иштийи тутулған
3. Шаһзадиләр немә сәвәптин сарайдин кетип қалиду?
а) илим издәп
ә) һәрбий жүрүшкә
б) иштәй дорисини издәшкә
в) сәйяһәт қилип
4. Шаһзадиләр кимни учритиду?
а) бовай
ә) тевип
б) батур
в) алим
5.Шаһзадиләр иштәй дорисини таптиму?
а) һә-ә
ә) яқ
9-синип
Уйғур тили пәни бойичә мәктәп ичилик олимпиадиниң 1 (ижадий иш) турининиң тапшурмилири
Берилгән мавзуларниң бирини таллап елиш.
Талланған мавзуға мувапиқ эссе йезиң. (150-200)
Баһалаш критериялири:
Грамматикилиқ хаталарниң болмаслиғи. 3 б.
Эссе мавзуниң толуқ ечилиши. 4 б.
Жүмлиләрниң дурус түзүлиши. 2 б.
Эссе нормилирини яшқа мувапиқ сақлиниш. (150-200 сөз)
Умумән баһалаш критериалириниң барлиғи орунланғанда 10 балл қоюлиду.
Эссе мавзулири төвәндикичә:
1. «Ана тилим-амитим» .
2. «Мениң келәчәк кәспим».
3. «Аиләм-әң кичик жәмийәт».
9-синип
Уйғур тили пәни бойичә мәктәп ичилик олимпиадиниң 2 ( оқуш савати) турининиң тапшурмилири
Берилгән мавзуларниң бирини таллап елиш.
Талланған мавзуға мувапиқ эссе йезиң. (150-200)
Достарыңызбен бөлісу: |