Конспект пәни: Уйғур әдәбияти Синип: 5



Дата10.02.2023
өлшемі18,54 Kb.
#66918
түріКонспект
Байланысты:
5-синип әдәбият 5-дәрис


УЙҒУР ӘДӘБИЯТИ ПӘНИ БОЙИЧӘ
ТИРӘК КОНСПЕКТ









Пәни: Уйғур әдәбияти

Синип: 5

I чарәк

Дәрис №5

Мавзуси

Чинтөмүр батур билән Мәхтумсулиниң учришиши

Бөлүм

Хәлиқ еғиз иҗадийити – хәлиқ даналиғи

Ресурслар

Дәрислик: Патигүл Мәхсәтова, Шаирәм Баратова, Реһимбүви Муһәммәтова, Гульнара Тайирова«Уйғур әдәбияти», 5-синип. «Атамұра», 2017-ж. 15-17-бәтләр

Қошумчә материаллар (видеоматериаллар мәнбәлири):

Иллюстративлиқ материал: дәрислик, 15-17-бәт

Дәрис мәхсити:

Бүгүн дәристә силәр «Чинтөмүр батур вә Мәхтумсула» чөчигиниң «Чинтөмүр батур билән Мәхтумсулиниң учришиши» қисмини оқуп, чөчәкниң мавзуси билән идеясини ениқлайсиләр.



Аталғулар билән иш

Алмута алмиси, төгиниң йәттә чанач сүти

Дәрисниң қисқа тезислиқ конспекти

  • Дәрия бойидики тамашә

  • Мәхтумсулиниң һейлиси

  • Қериндашларниң учришиши

... Күнләрдин бир күни Мәхтумсула өйдила олтирип зерикип кәткәнлигини ейтип, дәрия бойиға берип тамашә қилип келишкә падишадин рухсәт алиду. Мәхтумсула тулпар атқа минип, қириқ хотун, қириқ әр нөкәрлири билән тамашиға чиқип кетиду. Булар Или дәриясиниң бойиға келип чүшиду. Қатар чедирларни тикип, тамақларни пиширип, һәр түрлүк шарапларни ичип, тамашичилар мәс болуп кетиду. Мәхтумсула акисиниң қәйәрдә екәнлиги тоғрисида астиртин хәвәр елип турғачқа, Или дәриясидин өтсила, акисини тепишиға ишинәтти. Бирақ дәрияни кечиш һелиқи тулпар болмиса мүмкин әмәс еди...
... Таз: «Вай, җеним, мән у йәргә баралмаймән, у йәрдә адәмләр тола, мени Чинтөмүрниң йениға киргүзмәйду, мениң чапиним әски», - дәпту. Мәхтумсула: «Яқ, барисән, мән саңа бир һейлә үгитимән. Сән чапиниңни қара патқаққа миләп, қолуңға халтини тутуп, адәмләрниң арисиға берип киргин...
... Узақ жиллар бир-биридин айрилип көрүшмигән икки қериндаш қучақлишип, жиғлишип көрүшиду. Сиңлисиниң дәрдидә өйләнмәй жүргән Чинтөмүр батур өйлинип, хошал өмүр сүриду.

Мәзкүр мавзу бойичә тәпсилий әхбаратни силәр Умумий билим беридиған мәктәпләрниң 5-синиплири үчүн дәрисликниң 15-17-бәтлиридин оқуп алалайсиләр.

Оқуш тапшурмилири

1)3-тапшурмидики кәштини толтуруңлар
2)Чинтөмүрниң көзи қәйәрниң алмиси билән ечилиду? Парчидин дәлил кәлтүрүңлар.
3) Парчә мәзмуниға аит мақалларни дәптәрлириңларға йезиңлар.


Достарыңызбен бөлісу:




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет