316
оқуғучиларниң өзини-өзи вә өз ара баһалаш маһарәтлирини
башқурушқа вә баһалаш паалийитигә қатнишалайдиған болуп қураштурулиши
[42].
Оқуғучиларниңң оқуш утуқлирини критерийлар бойичә баһалаш җәриянини
уюштуруш мабайнида оқуғучиларниң тонуп-билиш паалийитиниң
психологиялик
вә педагогикилиқ алаһидиликлирини диққәткә елиш керәк:
-
оқуғучи өзлигидин тапшурмиларни орунлашта билим, маһарәтлирини
йетилдүрүш вә йеңи утуқларға интилишқа тәйяр болуши керәк;
-
өзиниң утуқлирини баһалашни билиши керәк;
-
алдин-ала қоюлған вәзипиләрни чүшүнүши керәк;
-
оқуғучиниң билим елиш йөнүлүшини таллап елишқа вә уни
уюштурушқа интилиши керәк;
-
билим елиш җәриянида тонуп-билиш паалийәтчанлиққа интилиши
керәк;
-
синипдашлири билән мунасивәткә чүшүшкә интилиши керәк;
-
дост вә тәңтушлириниң билимигә көңүл бөлүш, йәни өз ара
баһалашқа интилиши керәк;
-
теориялик вә тәнқидий ойлашниң шәкиллиниши;
-
әхбаратни қобул қилиш дәвридә тәлпүнүшиниң турақлиқлиғи;
-
бир мәхсәткә йөнүлүши;
Достарыңызбен бөлісу: