Сборник заданий по суммативному оцениванию по учебным предметам общего среднего уровня первая часть Нұр-Сұлтан 2020



Pdf көрінісі
бет171/229
Дата10.12.2023
өлшемі9,16 Mb.
#135716
түріСборник
1   ...   167   168   169   170   171   172   173   174   ...   229
Оқуғучиларниң утуқ дәрижисини ениқлашта қоллинидиған Җәмилигүчи 
баһалашниң алаһидилиги: 

оғуғучиларға өзлириниң күчлүк вә ажиз яқлирини ениқлашқа вә 
уларни йешишкә ярдәмлишиду; 

оқушқа вә өз билимини баһалашқа ярдәмлишиду; 

оқуғучиларға мәхсәтлик стандартларға қол йәткүзүшкә ярдәмлишиду; 

оқуғучиларни мәхсәтлик стандартларға қол йәткүзүш үчүн чоңқур 
билим елишқа яки көп күч селишқа интилдуриду. 
Җәмилигүчи баһалаш арқилиқ балиниң оқуштики утуғи баһалиниду вә 
бәлгүлүк бир оқуғучиға ярдәмлишиш арқилиқ эффективлиғини баһалашқа 
мүмкинчилик беридиған мустәқил критерийлар диагностикилиқ қурал ретидә 
паалийәт атқуриду. Җәмилигүчи баһалашта оқуғучиниң оқуш паалийитиниң
нәтиҗиси өлчиниду. У дөләтлиә стандартқа мувапиқ билим мәзмунини 
өзләштүрүш бойичә оқуғучиларниң утуқ дәрижиси һәққидә муәллимләргә, 
мәмурийәткә вә ата-аниларға һажәтлик мәлмуматларни топлайду [44]. 
Җәмилигүчи баһалашниң мәхчитигә мувапиқ оқуғучиларниң бәлгүлүк бир 
пәндин ишиниң нәтиҗисини баһалаш пайиз билән өлчиниду. Бөлүм бойичә 
җәмилигүчи баһалаш үчүн максимал болиду. Бөлүм бойичә Җәмилигүчи баһалаш 
өткүзүш нишани (назарәт, практикилиқ яки ижадий иш, лайиһә, еғизчә сораш, 
эссе) билән дәрисини вә Бөлүм бойичә җәмилигүчи баһалаш орунлаш вақти 
рәтләнмәйду. Бөлүм бойичә Җәмилигүчи баһалаш үчүн максимал балл 1-4 
синипларда кам дегәндә 7 вә 15 балдин артуқ әмес, 5-11 (12) синипларда кам 
дегәндә 7 вә 20 балдин артуқ әмәс болуши керәк [3]. 
Чарәклик җәмилигүчи баһалашниң баллири пән бойичә техникилиқ 
спецификация асасида ениқлиниду.


317 
Җәмилигүчи баһалашниң қошумчә идеялири 
Муәллимләр оқуш җәриянида бир қатар ижадий методларни киргүзәләйду. 
Бу йәрдә әнъәнивий викторина яки болмиса язмичә һесават бериш чәмбиридин 
чиқидиған қошумчә җәмилигүчи баһалаш идеялирини мисал ретидә көрситишкә 
болиду: 
-
оқуғучилар үчүн оқуш программисида ичигә елинған вә яш 
алаһидилигигә 
мувапиқ 
келидиған 
материалға 
Җәмилигүчи 
баһалаш 
стратегиялири таллап елиниду. Талланған стратигияләр оқуғучиларниң билим, 
маһарәтлирини эффектив тестлаш үчүн ениқ параметирларға егә болиду. 
-
Оқуғучиларни баһалашта бир қатар методларни таллап елиш вә 
пайдилиниш һәр оқуғучиға өз маһаритини көрсүтүшкә мүмкинчилик бериду. 
Мисалға, оқуғучи үчүн баһалашниң бир нәчә Җәмилигүчи баһалаш идеялири тест 
тапшуруш, чаққан спектакльдики бирләшкән оюн яки бәдиий шәхсий видео 
йезиш вә башқилар кириду [44].
Оқуғучиларниң билим дәрижисини ениқлаш үчүн Җәмилигүчи баһалашта
қамтилиши мүмкин мисаллар: 

Язмичә баһалаш:
оқуғучиларға әхбаратлиқ яки аналитикилиқ эссе 
ретидә әсәр йезиш йезиш тапшурулиши мүмкин;
 

Эффективлиғини баһалаш:
оқуғучилар өз қабилийәтлирини көрсүтүп
алидиған иш-һәрикәт оқуш вәзиплирини ясаш; 

стандартталған баһа:
оқуғучлар берилгән оқуш программиси 
асасида қурулған емтиһан, синақлирини тапшуриду вә жил бойи билим сүпити 
критерийлар асасида қойилиду; 

еғизчә баһа:
оқуғучиларниң еғизчә сөзләш вә презентациялиригә 
қойулиду. 
Оқуғучиларни өзгәрмә һаятқа тәйярлашта күтүлидиған нәтиҗигә қол 
йәткүзүш үчүн муәллимләргә оқуш программиси даирисидә чәклинип қалмашқа 
мүмкинчилик беридиған 
тапшурмиларниң маһийити зор: 
-
оқуғучиниң мәхсәтләр билән йөнүлүшләрни ениқлашни билиши; 
-
проблемини йешиш билән мәхсәткә йетишкә арналған усулларни 
өзлүгидин таллап елиши[41]. 
Таллап елинған тапшурмилар оқуғучиниң өзини-өзи рәтлишигә тәсир 
қилиши һажәт. Өзлигидин рәтләш тапшурмиға қизиқишниң жуқури дәрижисигә 
өтүшини 
тәминләйду. 
Муәллимләр 
өзлириинң 
тәкшүрүш 
ишлирини, 
тәтқиқатлирини 
қошумчә 
алған 
мәлуматлирини 
толуқтуруп 
олтуруп, 
оқуғучиларниң тапшурмиларниң қийинлиғи билән, проблемиларни йешиш, 
мәсилиләрниң маһийитини чүшүнүп, дурус нәтиҗә билән утуққа йетиш 
дәрижисини ениқлайду. Җәмилигүчи баһалаш тест, тәкшүрүш иши, 
музакирилишиш охшаш тапшурма болуши мүмкин. У язмичә түридә, 
фотосүрәтләрниң яки башқиму көрнәкилик қуралларниң яки аудио язмиларниң 
ярдими билән йезилиши мүмкин. Һәр қандақ методикилиқ қурал Җәмилигүчи 
баһалашни өткүзүшкә қолайлиқ форматни таллап елишқа мүмкинчилик бериду.
Җәмилигүчи баһалаш тәләплири: 
Бөлүм вә ортақ мавзулар бойичә 
җ
әмилигүчи баһалаш тәләплири: 
-
Җәмилигүчи баһлаш тапшурмилирини муәллим өзи түзиду; 


318 
-
бөлүм бойичә оқутуш мәхсәтлирини өз ичигә алиду; 
-
15-20 минут арилиғида елиниду;
-
балл дескрипторға мувапиқ қойилиду; 
-
бөлүм бойичә җәмилигүчи баһалаш нәтиҗиси арқилиқ модерация 
жүргизилмәйдуі; 
-
чарәк баһасиға тәсир қилиду (50%). 
Чарәк бойичә 
җ
әмилигүчи баһалаш тәләплири: 
-
чарәк бойичә җәмилигүчи баһалаш тапшурмилирини муәллим 
спецификацияға мувапиқ түзиду; 
-
чарәкниң барлиқ бөлүмлири бойичә оқуш мәхсәтлирини өз ичигә 
алиду; 
-
бир дәрис давамида жүргизилиду (40 минут); 
-
баһалаш балл қойюш жәдвилиға мувапиқ болиду; 
-
чарәк бойичә җәмилигүчи баһалаш нәтиҗиси бойичә модерация 
жүргизилуд (язмичә ишлар үчүн); 
-
чарәк баһасиға тәсир қилиду (50%) [3].(3-4 қошумчилар). 
Билим мәзмунини йеңилаш даирисидә 2020-2020 оқуш жилида 10-11 
синипларда (ИГЙ вә ТМЙ) һәр пән бойичә жұргизилидған ББЖБ сани 5-
қошумчидә көрситилгән. Муәллимләргә оқуғучилар үчүн утумлуқ оқуш 
тәжрибисини тәвсийә қилип, оқуғучиларниң пикирлири бойичә әкси бағлинишқа 
чиқип, өз тәжрибисини критериаллиқ баһалаш вә уни көтүрүш үчүн оқуш 
җәрияни билән оқуғучиларни риважландуруш җәриянида эксперт болуши үчүн 
кәспий маһараәтләр һажәт. Муәллимләр вә оқуғучилар үчүн уларниң қандақ 
мәхсәткә йәткүси келидиғанлиғи муһим. Келәчәк яш әвлатни тез өзгириватқан 
жәмийәтлик һаятқа арлишишқа тәйяр болуш қабилийәтлирини риважландурушта 
муәллимниң кәспий салаһийәтлиги, йеңиланған билим бериш мәзмунидики 
усулларни утумлуқ қоллиниши муһим. Шуниң үчүн тәжрибигә көп көңүл 
бөлүдиған муәллимләр хизмәт қилиш давамида өзиниң кәспий маһарәтлирини 
техиму тәрәққий әттүридиғанлиғи ениқ. Шу мәхсәттә муәллимләр оқуғучиларниң 
ички мүмкинчиликлирини ечиш, оқуштики алаһидиликлирини чүшиниш, 
оқутуштики усулларниң, тиллиқ вә мәдәний қизиқигшлириниң болидиғанлиғини 
чүшиниши керәк. Бөлүм/ортақ мавзулар бойичә җәмилигүчи баһалаш оқуш 
программисиға, оқуш планиға мувапиқ бөлүм яки ортақ мавзуларни 
аяқлаштурғандин кейин жүргизилиду. Аталған җәмилигүчи баһалашниң
нәтиҗиси бойичә билим алғучиларға чарәк баһасини қойған чағда һесапқа 
елинидиған балл қойилиду. Бөлүм бойичә җәмилигүчи баһалашниң қайсу дәристә 
вә қандақ шәкилдә (синаш иши, тәжрибилик яки ижадий иш, лайиһә, еғизчә соал-
жавап, эссе в.б) жүргизидиғанлиғини муәллим өз алдиға ениқлайду. 
Бөлүм/ортақ мавзулар бойичә Җәмилигүчи баһалаш тапшурмилирини 
түзүшни муәллим оқуш программисидики өтүлгән материалниң мураккәплик 
дәрижиси вә мәзмунини һесапқа елип әмәлгә ашуриду. 


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   167   168   169   170   171   172   173   174   ...   229




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет