Сборник заданий по суммативному оцениванию по учебным предметам общего среднего уровня первая часть Нұр-Сұлтан 2020



Pdf көрінісі
бет172/229
Дата10.12.2023
өлшемі9,16 Mb.
#135716
түріСборник
1   ...   168   169   170   171   172   173   174   175   ...   229
 
 
 
 


319 
2 Билим алғучиларниң оқуштики утуқлирини 
җ
әмилигүчи баһалаш бойичә 
тапшурмиларни тәйярлашқа тәвсийәләр 
 
Билим алғучиларниң оқштики утуқлирини Җәмилигүчи баһалаш Қазақстан 
Җумһурийити Билим вә пән министриниң 
 «
Оттура, техникилиқ вә кәспий, оттура 
билимдин кейинки билим бериш мәһкимилири үчүн билим алғучиларниң 
үлгүримини баһалаштики, уларни арилиқ вә йәкүнлүк аттестаттацияләшни 
өткүзүшниң үлгүлүк қаидилирини бәкитиш тоғрилиқ» Қазақстан Җумһурийити 
Билим вә пән министрниң 2008 жилқи 18 марттики №125 Буйриғиниң асасида 
әмәлгә ашиду [3].
Муәллим оқуш программисиға мувапиқ, өтүлгән оқуш материалиниң 
мәзмуни бойичә жәмилүгүчи баһалаш ишлириниң (буниңдик кейин – БЖБ, ЧЖБ) 
тапшурмилирини тәйярлайду. 
Тил пәнлиридин Җәмилигүчи баһалаш сөзләш паалийитиниң төрт түри 
бойичә жүргүзилиду (тиңшаш, ейтиш, оқуш, йезиш). Тиңшаш вә ейтиш 
маһарәтлирини баһалаш җәмилигүчи баһалашни өткүзүш режиләнгән һәптиниң
ичидә дәристә жүргүзилиду. 
Өйдә оқуйдиған, билим елишта алаһидә муһтажлиғи бар балилар үчүн 
муәллим оқуш жүклимисини вә улар оқиған оқу оқуш материаллирини әстә тутуп 
олтуруп шәхсий тапшурмилар тәйярлайду. 
Билим алғучиларниң оқуш утуқлирини Җәмилигүчи баһалаш карантин 
әһваллирида, ижтимаий, тәбиий вә техногенлик түридики пәвқуладә әһвалда 
чарәккә бир БЖБ, чарәкниң ахирида ЧЖБ өткүзилиду. 
Җәмилигүчи баһалаш тапшурмилириниң өурулуми 
Қисқа вә толуқ жавапларни тәләп қилидиған көплигән жавапларни таллаш 
соаллири бар тапшурмилар: 
1) көп жавап талаш соаллирида билим алғучи тәвсийә қилинған жавап 
нусхилиридин таллап алиду; 
2) қисқичә жавапни тәләп қилидиған соалларда билим алғучи жавапни сөз 
яки қисқа жүмлә түриду язиду;
Жавап нусхилири билән тест тапшурмилири. 
Ижадий тапшурмилар, практикилиқ ишлар, баһалашниң критерийлири 
билән тәтқиқ қилиш вәзипилири. 
Бөлүм үчүн Җәмилигүчи баһалашниң оқуш тапшурмилириниң оптимал сани: 
– 2-4 синип оқуғучилири үчүн – 3-4 оқуш тапшурмиси; 
5-11 синип оқуғучилири үчүн 5-9 тапшурма. 


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   168   169   170   171   172   173   174   175   ...   229




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет