327
Қәһриманни шәхсийләштүрүш арқилиқ һаят һәқиқитини
көрситиду
Ойлаш иқтидариниң
дәриҗиси
Жуқарқи басқуч дәриҗиси
Орунлаш вақти
12-20 мин
Тапшурма
1.
Әсәрдики қәһриманлар бойичә җәдвәлни толтуруңлар.
Әсәрниң
мавзуси:
Муәллипи Қәһриман Қандақ? Сизгә
қандақ
яхши
хисләтлири
яқти?
Бу
қәһриманға
охшиғуңиз
келәмду?
Немишкә?
2.
Үзүндини оқуп, баш қәһриманниң ой-пикрини ениқлап, һаят
билән бағлаштуруп
дәлилләң. Әдип қәһриманниң нутқида қандақ тәсвирий васитиләрни ишлитиду?
Вәтәндин айрилип кәткәндин кейин, сән җаһанда җан беқип, қосақ тойдуруш үчүн
кечә-күндүз қасирип жүргән қосиғи ач бөригә охшап қалисәнкән. Кишиниң жутида қанчә
қосиғим тойди дегән биләнму, бир йериң ачтәк, өзәм хатирҗәм дегән биләнму, көңлүңдә
бир йериң камдәкла қилип туридекән... Растини ейтсам, мундақ һаятқа башқилар үгәнгән
билән, мән үгинәлмәйдиған охшаймән. Мана «Сән азат», дәп түрмидин чиқиривәткән икки
күндин бери шундақ хуласигә кәлдим. Бәри бир сим ичидә сим бар екән. Мону җәмийәт
сениң билән маңа охшаш чәт әл адәмлиригә гуман билән қариғини қариған екән. Бизгила
шундақ қариса мәйлиғу, әтә-өгүн бизниң балилиримизғиму шундақ қарайдекән. Биз
тартқан күнләр уларниңму бешиға кәлмишигә ким кепил? Шу
чағда биз алдинқи
әвлатлиримизни мошу күнләргә селип қойғини үчүн қарғиғандәк, биздин кейинкиләрму өз
вәтинимиздин елип чиқип, яқа жутларда ташлавәткинимиз үчүн, миң бир ләнәт оқуп
қарғишиму мүмкин... – Садиқҗан тамакисини чекип, демини басқандәк болдидә, андин
йәнә қизип сөзләп кәтти. – Бу
яққа бекар чиқиптимиз, ағинә. Епини тепип, кәтмисәк
болмайдиған охшайду. Болмиса бу җәмийәт иккиләнни өлгичила ешәккә охшаш ишлитип,
пайдилинидиған охшайду
.
_______________________________________________________________________________
_______________________________________________________________________________
_______________________________________________________________________________
____________
3.«Венн диаграммиси» усули арқилиқ Әсқәр билән Садиқҗанға тәриплимә бериң
Баһалаш критерийиси
№
тапшурма
Дескриптор
Балл
Билим алғучи
Бәдиий әсәрдики
қәһриманлар тизимини
жиғиду ;
1-2
Әсәрдики қәһриманларға миҗәзнамә
бериду;
1
Қәһриманлар һаятини селиштуруп,
уларға баһа бериду
1
328
Мәсилиниң муһимлиғини һаяттин
мисаллар кәлтүрүп дәлилләйду
2
Қәһриманни
шәхсийләштүрүш
арқилиқ һаят
һәқиқитини көрситиду
3
Әсәрдики қәһриманларниң охшашлиғи вә
пәрқини ениқлайд
1
Өз ойини дәлилләп көрситиду
2
Барлиғи
7
«
Достарыңызбен бөлісу: