Сборник заданий по суммативному оцениванию по учебным предметам общего среднего уровня первая часть Нұр-Сұлтан 2020


Бөлүм/ортақ мавзулар бойичә җәмлигүчи баһалаш нәтиҗилирини



Pdf көрінісі
бет179/227
Дата26.12.2022
өлшемі9,16 Mb.
#59654
түріСборник
1   ...   175   176   177   178   179   180   181   182   ...   227
Бөлүм/ортақ мавзулар бойичә җәмлигүчи баһалаш нәтиҗилирини 
тәһлил қилиш бойичә усунуш 
Муәллимгәбөлүм/ортақ 
мавзулар 
бойичә 
җәмлигүчи 
баһалашниң 
нәтиҗилиригә тәһлил жүргүзүш усунулиду. Мәзкүр тәһлил билим алғучиларға 
әкси мунасивәт орнитишқа, синипниң билим елиш дәриҗисини ениқлашқа 
мүмкинчилик бериду. Буниңдин башқа муәллим һаҗәт болған пәйттә 
қелиплаштурғучи вә җәмлигүчибаһалашларниң келәчәктики усуллирини, 
тапшуруқлирини, дәрис реҗилирини тәкрар қаришиға болиду.  
Камчилиқларни ениқлаш үчүн муәллимләргә сапалиқ (валидлиқ) 
тапшуруқларни таллап/түзүши, бөлүм/ортақ мавзулар бойичә җәмлигүчи 
баһалашҗәриянинидәристә һәрбир оқуғучиниң материални өзләштүрүш 
дәриҗисини өз вақтида диагностикилашқа мүмкинчилик беридиғандәк реҗиләш 
керәк. Камчилиқларни қараштурушға бағлиқ алдираш йешим қобул қилиш, 
тәклип бериштин жирақ болған дурус. Ениқ хуласә пәқәт бирла тапшурмиға яки 
бир қетимлиқ тәкшүрүшкә бағлиқ болмиши керәк.
Тапшурмини тәһлил қилиш үчүн беғишланған соаллар:


324 
 
тапшурма оқуш мәхситигә, баһалаш критерийлиригә, көрситилгән ойлаш 
дәриҗисигә мувапиқ келәмду? 
 
соалниң яки тапшурминиң берилиши чүшинишликму (қобул қилмаслиқ, 
һаҗәтсиз қийин сөзләр, мурәккәпләштүрүлгән синтаксис,диалект сөзләр, ениқ 
әмәс сөзләр вә б.)? 
 
тапшурминиң берилишидә чүшиник бериддиған тәрәплири йоқма (удул, 
көчмә)? 
 
тапшурмиларниң мурәккәплиги йетәрлик дәриҗидиму? 
 
сүрәтләр, диаграммилар, схемилар вә б. ениқму? 
 
грамматикилиқ вә орфографиялиқхаталар йоқма? 
 
балл қоюш Җҗәдвили/дескрипторлар тапшурмиға мувапиқму? 
 
җавап вариантлириниң ичидәтоғра җавави барма? 
 
җавап 
вариантлири 
логикилиқтәртип 
билән 
орунлашқанму? 
Тапшурмини тәһлил қилиш үчүн қойилидиған тәләпләр: 
 
тапшурмилар спецификация билән мувапиқ (оқуш мәхсити, балл сани, 
орунлашвақти); 
 
тапшурмилар оқуш мәхситигә мувапиқ; 
 
тапшурмиларойлаш дәриҗисигә мувапиқ; 
 
тапшурмиларни орунлашвақти рационаллиқтүрдәбәлгүләнгән; 
 
җәмлигүчи баһалаштапшурмилириниң чүшәнчиси тәклип қилинған; 
 
баллқоюш схемисиниң тәркивидә барлиқ асасий компонентлар сақланған 
(тапшурма номери, тапшурмини орунлашновити көрситилгән җаваплар, 
һәрэтапниңупайи, балл қоюшбойичә тәклипләр кәлтүрүлгән қошумчәәхбарат); 
 
тапшурминиң мурәккәплигигә бағлиқ балл санимувапиқ келиду. 
Оқуш оқуғучиниң дәсләп чүшиниши, йәткүзүши, молҗалаш түридә 
болидиғинини әстин чиқармаслиқ керәк, шуниң үчүн хуласини (баһалаш) дурус 
чиқириш керәк. Асас ретидә қелиплаштурғучи баһалаш пәйтидики назарәт қилиш 
вә бөлүм/ортақ мавзулар бойичәҗәмлигүчи баһалаш пәйтидики нәтиҗиләр хизмәт 
атқуруши мүмкин. Униңдин башқа қошумчә асас ретидә муәллимниң 
камчилиқларниң алдини елиши тоғрилиқ йешим қобул қилиши, оқуғучи билән 
бирликтә қийинчилиқларни тәһлил қилиши ишәнчини ашуриду. Униңға ярдәм 
бериш пурсити туғулғандила, бу иш тоғрилиқ униң пикрини, ойини билишкә 
болиду.
Чарәклик җәмлигүчи баһалашни чарәкниң яки оқуш жилиниң ахирқи 
күнлири өткүзүш тәклип қилинмайду. 
Чарәклик җәмлигүчи баһалашни өткүзүштин бурун муәллим оқуғучиларниң 
тапшурмини орунлаш пәйтидә ярдими тегидиған, рухсәт етилмигән җисимларни 
әкәлмигинигә көз йәткүзүши һаҗәт. Рухсәт етилмигән җисимларниң болуши 
қаидигә риайә қилинмаслиқ болуп һесаплиниду.  


Достарыңызбен бөлісу:
1   ...   175   176   177   178   179   180   181   182   ...   227




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет