Уйғур тили пәни бойичә мәктәп ичилик олимпиадиниң 1 (ижадий иш) турининиң тапшурмилири



бет2/2
Дата11.12.2023
өлшемі27,3 Kb.
#136969
1   2
Байланысты:
мектеп ішілік олимпиада

Баһалаш критериялири:

  • Мәтин билән тонушуш.

  • Мәтин бойичә тапшурмиларни орунлаш һәр бир тапшурма 2 балл билән баһалиниду.

Умумән баһалаш критериалириниң барлиғи орунланғанда 10 балл қоюлиду.
Шөһрәт Митәлипов 1961-жили Алмута шәһириниң йенидики Ават йезисида дунияға кәлгән уйғур биолог-алими. Бүгүнки күндә АҚШниң Орегон университетиниң приматларни тәтқиқ қилиш мәркизиниң чоң илмий хизмәтчиси, Америкидики Ғол (ствол) һүҗәйриси мәркизиниң профессори. У дуния йүзидә тунҗа қетим илимға “клонлаш” усулини киргүзгән. Клонлаш дегинимиз — бир өсүмлүк яки тирик җанлиқ нәрсиниң тән клеткисини көчириш арқилиқ туташ организмни өсүрүп чиқириштур. У Паркинсон яки Альцгеймер охшаш дегенеративлиқ ағриқ түрлирини сақайтишқа ярдәм қилиши мүмкин. У мәңгүлүк яшлиқниң сирини өз тәҗрибисидин өткүзгән алим. Униң пикричә, клонлаш арқилиқ организмни қериштин тохтитипла қоймай, уни башқурушқиму мүмкинчилик бериду. Митәлипов адәм һүҗәйриси вә эмбрионлар билән тәҗрибә ясашқа лицензия алған дәсләпки алим екәнлигини алаһидә ейтқан тоғра. Алим түрлүк булҗуң гөш, устихан яки нейронларни өсүрүш үчүн дифференциаланған яш клеткилар билән ишләйду. Улар яш эмбрионларда болиду, чоңларниң организмида уларни пәқәт жулун суюқлуғидин тепишқа болиду. Миталипов қериш яки ағриқ вақтида организмниң бирқатар һүҗәйрилири өз хизмитини тохтитидиғинини, бирақ уларни йеңиси билән алмаштурушқа болидиғанлиғини ейтти.
Мәңгүлүк яшлиқниң сириму мана шуниңда дәйду. Лекин алимлар бу усулни пайдилиниш үчүн ствол һүҗәйрилирини “программилашни” билиши керәк екән, йәни уларниң тәрәққий етишини назарәт қилишни билиши керәк екән. Шундақла, чоң кишиниң организмиға орунлаштуруш үчүн уларни иммунлаш муһим. Алим йетәкчилик қиливатқан бир топ алимлар мәңгүлүк яшлиқниң сирини издәштүрүштә ствол һүҗәйрилирини клонлаш билән шуғулланған. Улар эмбрионни һүҗәйрә көчүрмисиниң “түп нусхисидин” һеч айримчилиғи йоқлиғини дәлилләп чиққан. Һазирчә алимлар бирнәччә мәхсәтни ениқлиди: ствол һүҗәйрилириниң тәрәққий етишини назарәт қилиш, уни трансплантацияләш вә уни җаниварларға синап көрүштә ховупсизлиғи вә нәтиҗидарлиғини ениқлаш. Мошу вақитқичә мәңгүлүк яшлиқниң сири толуқ ечилмиған, шуниң үчүнму алим ствол һүҗәйрилири билән давалинишни тәклип қили диған алдамчиларға ишәнмәсликкә мәслиһәт бериду, оң нәтиҗә беридиғиниға көз йәткүзмигичә бу давалашниң ховуплуқлиғини әскәртти. Шөһрәт Митәлипов дәсләпки қетим генетикилиқ модификацияләнгән адәм уруғини ясиған алим. Тәтқиқат даирисидә чоң көләмдики бир һүҗәйрилик эмбрионларниң ДНКси CRISPR дәп атилидиған генлиқ редакцияләш қурали арқилиқ өзгәртилгән. Америка алимлири мундақ тәтқиқатларға ховуп билән қариған еди. Сәвәви өзгә әлләрниң тәҗрибилири һәрқачан муваппәқийәтсиз аяқлашқан еди. Мәсилән, Хитайниң тәтқиқат нәтиҗилири бойичә, күтүлгән өзгиришләр эмбрионниң пәқәт бирнәччә һүҗәйрисидә әмәлгә ашқан. Бу “Мозаицизм” дәп атилидиған усулниң ховуплуқ екәнлигини көрсәтти. Бирақ Митәлипов билән униң кәсипдашлири генлиқ модификацияләш вақтидики хаталиқларға йол бәрмәсликниң йолини ойлап тапти. CRISPR усулиниң ховупсизлиғи билән нәтиҗилиги модификацияләнгән генларни уруқ билән биллә киргүзгән чағда дәлилләнди. Бу сирт көзгә молекулилиқ қаршилиқ арқилиқ ДНКни кесип елип, орниға башқисини орунлаштурушқа охшайду. Артуқчилиғи — генлиқ терапияға қариғанда бу усул ениғирақ. Сәвәви генлиқ терапия қолланған чағда өзгиришләр халиған йәрдә әмәлгә ашмай қелиши мүмкин. CRISPR усули арқилиқ генлар өзгириштин кейин турақлинип, келәчәк әвлатқа берилиду. Бу усул гөдәкләрдә көплигән нәсиллик берилидиған ағриқларниң алдини елишқа мүмкинчилик яритиду. 2017-жилниң бешида АҚШдики Миллий илим академияси билән миллий медицина академияси докладида генларниң модификациялиниши пәқәт мурәккәп ағриқларниң алдини елиш мәхситидила қоллинишқа тегиш дәп ейтилған. Һазирчә АҚШта эмбрионларни бирнәччә күндин көп вақит өсүрүшкә вә балиятқуға селишқа рухсәт берилмигән. Профессор Шөһрәт
Митәлипов адәм эмбрионлири билән анилиқ уруқлириға тәҗрибиләр өткүзүшкә рухсәт алған дәсләпки алим.
(https://egemen.kz/)

  1. Шөһрәт Мутәллип ким?

а) алим
ә) философ
б) ботаник
в) зоолог
2. Ш.Мутәллип қайсу уссулни илимға дәсләп киргүзди?
а) ДНКси
ә) CRISPR
б) генлиқ модификация
в) «клонлаш»
3. «Клон» дегинимиз немә?
а) көчириш
ә) охшаш б) йеңи организм
«Бекімтемін»
Мектеп директоры
______________
Л.Ж. Нурмаханова

Ұйғыр тілінен 8-9 сыныптарға арналған


олимпиада тапсырмалары
(мектепілшілік)

Жауапты: Д.К. Хелилова




2023-2024 оқу жылы

Достарыңызбен бөлісу:
1   2




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет