Муәллимләрниң эссе йезишта әскә алидиған мәсилиләр:
Мавзуни таллаш
Эссе мавзусини таллашта уни әсәр мавзуси билән алмаштурушқа болмайду. Эссе мавзуси оқуғучиниң ойини қозғайдиған мурәккәп мәсилиләрни көтириши керәк.
Инша мавзуси
|
Эссе мавзуси
|
З.Сәмәдийниң «Майимхан» романидики Майимханниң обризи
|
Сизниң оюңизчә, Майимханниң қәһриманлиғини заманивий қизлар тәкрарлиши мүмкинму? (З.Сәмәдийниң «Майимхан» романи бойичә)
|
Тәхминән жавапларни тәйярлаш
Муәллим эссе мавзусини бериштин илгири тәхминән жавапларни тәйярлашқа миннәтлик. Мәсилән, «Сизниң оюңизчә, Майимханниң қәһриманлиғини заманивий қизлар тәкрарлиши мүмкинму? (З.Сәмәдийниң «Майимхан» романи бойичә)» мавзусиға эссе йезишта төвәндикичә тәхмин жавапларни тәйярлашқа болиду:
Заманивий яшларниң бойида вәтәнпәрвәрлик, милләтпәрвәрлик хисләтләр азлиқ қилиду.
Һәр қандақ шараитта қизлиримиз Майимхандәк батурлуққа, қәһриманлиққа тәйяр әмәс.
Қизларниң тәрбийисидә миллитигә хас сипайилиқ билән биллә жасурлуқни, ирадиликни тәрбийиләш лазим.
Мәктәп оқуғучилири үчүн оттура мәктәпни түгитиш емтиһанида
йезилидиған ЭССЕ
Мәктәп оқуғучилирини йәкүнләш аттестациядин өткүзүш емтиһанида оқуғучиларниң ана тили ва әдәбияти пәнидин язма ишлири академиялик эссе түри бойичә өткүзилиду. Академиялик эссе узақ вә қисқа муддәтләрни өз ичигә алиду.
Кәңәйтилгән эссе түрлири узақ муддәтлик академиялик эссе таркивигә кириду. Оқуғучилар өз қизиқиши бойича таллап алған мавзу асасида издиниду. Бу издиниш дәври 1-1.5 жилни өз ичига елиши мүмкин.
Қисқа муддәтлик академиялик эссе оқуғучиниң оқуған, тәһлил қилған, өзләштүргән билимлирини баһалаш мәхситидә қоллинилиду. Қисқа муддәтлик академиялик эссе емтиһан үчүн молжаланған болуп, у қандақла болмисун бир пән бойичә: ижтимаий-гуманитар, тәбиий-математик, тил вә әдәбият пәнлири бойичә йезилиши мүмкин.
Ана тили вә әдәбияти пәнлириниң йәкүнлүк аттестацияләш емтиһанида оқуғучи әдәбий эссе язиду.
Әдәбий эссе –эссе түрлири ичидики әң қийини һесаплиниду. У йезилиш мәхсити бойичә мундақ түрләргә бөлүниду:
-бәдиий тәһлил
-бәдиий-мулаһизә
-бәдиий-синтез
-бәдиий-дәлилий
-әдәбий-ижадий
Әдәбий эссениң һәр бир түри өзигә хас йезиш услубиға егә.
Тәһлил тәрзидики эсседа мавзу жәһәттин тәһлилгә асасий әһмийәт беришни тәләп қилиду.
Мулаһизә тәрзидики эсседа оқуғучи муәллипниң у яки бумәсилә үстидә чиқарған йәкүнигә, вақиә тәпсилати һәққидә тутқан позициясигә өз мунасивитини билдүрүп язиду.
Синтез тәрзидики эсседа мәлум бир мәсилиниң бир нәччә хил йешимини ой-пикридин өткүзүш, шулар арқилиқ йәкүн чиқириши вә өз хуласисини чиқириши билән характерлиниду.
Аргументлиқ эсседа оқуғучи баштинла өз шәхсий көз қаришини билдүриду, уни фактлар орқали далиллайди.
Әдәбий-ижадий эссени оқуғучи әсәр бойичә алған тәсиралиридин елип язиду. Бу йәрдә оқуғучи мәлум қәһриман, униң иш-һәрикәтлиридики сәлбий яки ижабий тәрәпләр һәққидә пикир қилиши мүмкин.
Достарыңызбен бөлісу: |