ЙәКҮНЛӘш аттестациягә ТӘйярлинишқа беғишланған оқуш-методикилиқ Қурали астана, 2018 Киришмә



бет7/7
Дата15.03.2023
өлшемі279,71 Kb.
#74712
1   2   3   4   5   6   7
хуласә ясаш керәк.
Хуласә қилип,.. Умумән,...Хуласә қилип ейтсақ,..Һәммә мәсилиләрни ейтип өттуқ ,... Сөзүмниң ахирида, ...Һәммисини инавәткә елип ,.. . Мән.... дәп ойлаймән.
Асасий соалға ениқ жавап бериш вә мәсилини һәл қилиш үчүн тәвсийәләр берилиши керәк.



Инсан һаятида яшлиқниң әһмийити қандақ?

Мениң пикримчә,яшлиқ –бу инсанниң күч-қувәткә толған пәллиси. У пүтмәс-түгимәс куч-қувәт, ғәйрәт-шижаәт, журъәт ва қәтъий ирадә мәнбәси. Яшлиқ жиллирида инсанниң ижаткарлиқ паалийити намайән болиду, жәмийәт үчүн йеңидин-йеңи кәшпиятлири пәйда болиду . Бу мавзуда қәләм тәвритиш, мениңчә наһайити муһим вә актуал масилә, чүнки яшлар жәмийәтниң асасий күчи вә келәчәкниң варислиридур. Хош, бүгүнки яшлар өз һаятини немә билан безәватиду? Өмүр, тирикчилик мәзмунини улар қандақ чүшүниду? Яшлиқниң қәдир-қиммитини улар қандақ баһалайду?


Даналар «Яшлиқ –һаятниң гөзәл бир чеғи », дәйду.
Мошу йәрдә мән диққәтни әждалиримизниң һаят йоллириға қаратқум келиду. Бүйүк шаиримиз Әлишер Наваий яшлиғидин илим үгинишкә, китапқа меһир бағлиған. Тинимсиз әмгәкләр түпәйли, у жигирмә сәккиз йешида мукәммәл билимләр егиси, мутәпәккүр, әл-жутиға тонулған шаир вә тәжрибилик, инсанпәрвәр дөләт әрбаби дәрижисигә көтирилгән.
Бүгүн өз яшлиғиниң қәдир-қиммитини баһалимайдиған кишиләр жәмийитимиздә учришиду. Өз вақтини керәксиз нарсиләргә сәрип қиливатқан яшлар техи балағәт йешиға йәтмәй туруп, турмушниң қинғир кочилирида адишип жүргәнләр камму? Оғрилиқ, булаңчилиқ, бузуқлуқ нәтижисидә қара торда олтарған , ақивәттә өмриниң бебаһа дамлирини панжирә кәйнидә өткүзүшкә мәһкүм болғанларчу?
Жуқуридики пикирләрни инавәткә алған һалда шуни ейтишим мүмкинки, яшлиқ һәр бир инсанға, йүксәкликкә интилиш, һаятта өзиниң мунасип орнини тепиши үчүн берилидиған чоң имканийәттур. Шундақ екән, биз яшлар вәтинимиз келәчиги бизниң қолимизда екәнлигини һис қилишимиз лазим. Бүгүнки жәмийәттики мәвқә ва мәсъулиятимизни ашуруш үчүн һәр бир дәқиқини ғенимәт билишимиз, қайтмас яшлиқниң қәдир-қиммитини тоғра баһалашимиз керәк.



Достарыңызбен бөлісу:
1   2   3   4   5   6   7




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет