ҖУМҺУРИЙƏТЛИК ИҖТИМАИЙ-СƏЯСИЙ ГЕЗИТ
№1 (7702),
6-январь, сешәнбә
2015-жил
Құрметті қазақстандықтар!
Санаулы минуттардан кейін біз жаңа
жылды қарсы аламыз!
Жаңа жыл – баршаға жан шуағын
сыйлайтын жайдары мереке. Жыл сайын
біз оны үкілі үмітпен, игі тілекпен қарсы
алып, толайым табыспен шығарып са-
ламыз. Əлемдік экономикадағы бүгінгі
қиындыққа қарамастан биыл да əл-
ауқатымыз арта түсті.
Өтіп бара жатқан жыл дамудың
келесі кезеңіне бастайтын оқиғалармен
айшықталды. Біз алдағы жылы күш-
қуатымызды
еселейтін
ауқымды
нарықтың есігін ашамыз. Бағдарымыз
– белгілі, таңдауымыз – айқын,
мақсатымыз – биік. Баршаға шұғыла
шашатын «Нұрлы жол» бүкіл еліміздің
күретамырына айналды.
Қымбатты отандастар!
Келер жыл – терең тарихымызға,
құқықтық
негізімізге,
берекелі
бірлігімізге құрмет көрсететін жыл.
Ынтымағы жарасқан халқымыз осы
айтулы оқиғаларды лайықты атап өтеді
деп сенемін. Қазақ халқы қой түлігін
ежелден құт-берекенің басы деп білген.
Ендеше, алдағы Қой жылы молшылық
пен ырысын ала келсін! Еліміздегі əр
шаңырақтың дəулеті мен сəулеті артып,
татулығымыз нығая берсін!
Қиммəтлик қазақстанлиқлар!
Мениң вəтəндашлирим!
Жилларниң
алмишиши — бу
өтмүштин келəчəккə болған рəмзлик
қəдəм. Өткəн жили биз һəқиқəтəнму
келəчəкни йеқинлаштуралидуқ. Буниңда
һəммисиниң үлүш-һəссиси бар.
Мошу өткəн вақит ичидə мəн
силəрниң көпчилигиңлар билəн — йеңи
йол вə йеңи һаят кəлгəн наһийəлəрниң
турғунлири, саламəтликни сақлаш үчүн
надир җабдуқларға егə болған дохтур-
лар, йеңи мəктəплəрниң йоруқ сини-
плирида муəллимлəр вə оқуғучилар,
ечилған карханиларниң цехлирида ин-
женерлар вə ишчилар, жилдин-жилға
мəмликитимизниң
ашлиқ
канини
көпəйтиватқан йеза егилиги хадимлири,
истедатлиқ яшлар вə тəҗрибилик вете-
ранлар билəн учраштим.
Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти
Нурсултан Назарбаевниң Йеңижиллиқ тəбриги
Биз һəммимиз қəдəмму-қəдəм тур-
мушумизни яхшилидуқ. Оңай болмиди.
Биз үзлүксиз өзгириватқан очуқ дуни-
яда яшаватимиз. Һазир бу өзгиришлəр
меңишимизни чапсанлатти. Бирақ биз
өз тəғдиримизни өз қолумизда мəккəм
тутуватқанлиғимизни йəнə бир қетим
испатлидуқ.
Қазақстан қəдəм тəшрип қиливатқан
жилни ениқ бəрпакарлиқ иш-һəрикəтлəр
плани билəн қарши еливатиду. Бу
келəчəктə өзгиришлəрни йеңи утуқ-
муваппəқийəтлəргə айландуруш Йоли.
Биз униң үчүн күч-қувəтни бирлик вə
разимəнликтин — əсирлəр мабайнида
қелиплашқан қəдрийəтлəрдин еливати-
миз. Җипсилиқ, вақит вə əвлатларниң
мустəһкəм алақиси бизниң йолумизни
техиму ишəшлик қилиду.
Қиммəтлик достлар!
Бираз дəқиқилəрдин кейин саатлар
җаң уруп, Йеңи жилниң кəлгəнлигидин
хəвəрдар қилиду. Мəмликəт жүриги
уни күтүп һаяҗан ичрə соқуватиду.
Һəрбиримизниң
жүригиму
униңға
тəңкəш қилған һалда соқуватиду.
Һəммиңларға чиң қəлбимдин течлиқ,
саламəтлик, молчилиқ-паравəнлик вə
утуқ-муваппəқийəт тилəймəн!
Йеңи 2015-жил билəн!
Жаңа жыл құтты болсын, ардақты
ағайын!
Йеңи жилиңлар мубарəк болсун!
Йеңи жилиңлар мубарəк болсун!
Чоңға — ой,
яшқа — қувəт
тилға — йелим,
Йəттиңму алəм кезип, Йеңи жилим!
Зимистан қишта дидар көрүшсəкму,
Сəн кəлсəң бир яширип қалар дилим.
Йəткүзүп утуқларға қолумизни,
Селип тиң мəхсəтлəргə йолумизни.
Үмүтвар қилип дайим келəчəктин,
Йəкүнлəп, башлар өзəң жилимизни.
Ғайип бир қудритиң бар роһландурар,
Бар җанни келəр күнгə оқландурар.
Көкрəкни орап алий тилəклəргə,
Һаятқа ашиқ қилип, зоқландурар.
Өтмəйду лекин өмүр бир қелипта,
Шуңлашқа əмəс дуния тəкши, сипта.
Униң бар қизиғини гəп қилар ким,
Мончақтəк тизилса бар нəрсə жипта.
Яхшидур мүмкин шундақ болмиғини,
Көңүлниң қанаəттин толмиғини.
Əҗирсиз өтсə күниң сəзмигиң тəс,
Мəзмунлуқ яшимақниң салмиғини.
Турсаңму жилида бир қайтилинип,
Кəлмəйду өткəн дəмлəр қайта йенип.
Бариду сени күтүп, узитиштин,
Өмрүмниң пүтүнлүги майдилинип.
Күнлирим өткəн əмəс оюн билəн,
Мəн һели сағлам əс-һош, оюм билəн.
Бар-йоқни əл билəн тəң көрүп кəлдим,
Əвлатқа үмүт-ишəнчə, көйүм билəн.
Сүйигим үгəнмигəн бошаңлиққа,
Жүригим тəн бəрмигəн осаллиққа.
Үзүмниң йоруқлуғи болар, жүрсəм,
Бөлүнүп мəғрурлуқ һəм хошаллиққа!
Тохтатмай өмрүмизниң карвинини,
Өргə тарт көңлүмизниң арминини.
Көрүп бир яширайли изгүлүкниң,
Һəр жилда муқумлишип барғинини,
Ашуруп роһимизниң дəрминини.
Җəмшит РОЗАХУНОВ
Йеңи жилға
хитап
Қиммəтлик вəтəндашлар, һөрмəтлик
қазақстанлиқлар!
Қазақстан хəлқи Ассамблеяси силəрни Йеңи,
2015-жил билəн тəбриклəйду.
Биз силəргə течлиқ, изгүлүк, җүръəтлик иш-һəрикəт вə
чоң ғалибийəтлəр тилəймиз! Вəтинимиз асмини илгəркидəкла
очуқ вə хатирҗəм болсун, һəрбир қазақстанлиқниң өйидə
бəхит-саадəт вə молчилиқ һөкүм сүрсун!
Қəдəм тəшрип қилған жил — мəмликитимиз үчүн
һəқиқəтəнму алаһидə жил. Дөлəт рəһбири Нурсул-
тан Назарбаевниң тəшəббуси билəн у Қазақстан хəлқи
Ассамблеясиниң жили дəп елан қилинди. Униң мəхсити —
барлиқ вəтəндашлиримиз өз келəчигини, балилири билəн
нəврилириниң паравəнлигини бағлаштуруватқан җəмийəтлик
разимəнлик вə төзүмлүк дəври, тəнтəниси болуш.
Алдимиздики жил Вəтинимиз үчүн хатирə жили боли-
ду. Хатирə — бу бирлик! Униңда пəқəт өтмүш вə һазирқи
һаятла əкис əтмəйду. Униң арқилиқ һазирқи күнимиз мəзмун-
маһийəткə егə болиду.
Биз Қазақ ханлиғиниң 550 жиллиғи, Қазақстан
Җумһурийити Конституциясиниң вə Қазақстан хəлқи
Ассамблеясиниң 20 жиллиғи, Улуқ Вəтəн урушидики
Ғалибийəтниң 70 жиллиғи, Ш.Вəлихановниң 180 жиллиқ вə
Абайниң 170 жиллиқ тəвəллудлири охшаш шанлиқ сəнəлəрни
нишанлашқа тəйярлиқ көрүватимиз. Өтмүштə бу вақиəлəр
Вəтинимизниң тəғдирини мəңгүгə өзгəртти. Бу пəқəт тарихниң
байлиғила əмəс, чүнки бирлик, җипсилиқ вə бəрпакарлиқ
роһиниң күчи бизни бүгүнки таңдиму бирлəштүрүватиду!
Қазақстан хəлқи Ассамблеясиниң жили бирлик жили,
Нурсултан Назарбаевниң пүткүл дунияда етирап қилинған
миллəтлəрара төзүмлүк вə җəмийəтлик разимəнлик үлгисиниң
умумхəлиқ тəнтəнə қазиниши жили болиду. Алдимиздики жил
Қазақстан хəлқиниң бəхит-саадити үчүн муваппəқийəтлəрни
вə йеңи идеялəрни елип кəлсун.
Биз умумий қəдрийəтлиримизни бирлишип əмəлгə
ашурғандила Вəтинимизниң, умумий өйүмиз — җаниҗан
Қазақстанниң мустəқиллигини мустəһкəмлəш вə уни
гүллитиш йолида улуқ ишни давамлаштуралаймиз! Йеңи жил-
да бəхит-саадəт, утуқ вə амəт яр болсун!
Қазақстан хəлқи Ассамблеясиниң тəбриги
Һөрмəтлик қериндашлар!
Мана, йəнə бир жил та-
рих сəһиписидин орун алди вə
униң орниға Йеңи — 2015-жил
қəдəм
тəшрип
қилди.
Өткəн
жили
қийинчилиқларму
бол-
ди, амма биз уларниң һəммисигə
бəрдашлиқ
бəрдуқ,
төзүмлүк
билəн қаридуқ. Чүнки бизниң
һаятимизда пəхирлинəрлик утуқлар
көп болди. Шуңлашқа кона жил-
ни, миннəтдарлиқ билəн узаттуқ.
Йеңи жилда бизниң көңлимизгə
пүккəн барлиқ арманлиримиз рояпқа
чиқип,
мəхсəт-муддиалиримиз
келəчигимизгə
йол
көрсəткүч
мəшъəл болғай!
Йеңи жил мубарəк болсун,
қериндашлар!
Шаһимəрдан НУРУМОВ,
җумһурийəтлик Уйғур
этномəдəнийəт мəркизиниң рəиси.
Йеңижиллиқ
изгү тилəк
1957-жили 1-марттин
1957-жили 1-марттин
нəшир қилиниватиду
нəшир қилиниватиду
www.uyguravazi.kz
u_avazi@mail.ru
www.twitter.com/uyguravazi
www.facebook.com/uygur.avazi
6.01.2015
2
Ералы ТОҒЖАНОВ, Қазақстан
хəлқи Ассамблеяси Рəисиниң
орунбасари — Кативат рəһбири.
Һаят — дəрия, өз еқими билəн
еқип, йəнə бир жил арқимизда қалди.
Тəрəққийпəрвəр Қазақ ели утуқлириниң
жилнамисиға йезилиш əнчисигə тəккəн
жил — 2015 — Қой жили босуғидин ат-
лиди.
Президент Нурсултан Назарбаев
бу жилни Қазақстан хəлқи Ассамбле-
яси жили дəп елан қилғанлиғи мəлум.
Мəзкүр жил бирлик билəн разимəнликни
туғ қиливатқан елимиздики əң инавəтлик
институтларниң бири — Қазақстан хəлқи
Ассамблеясиниң қурулғиниға 20 жил то-
луши билəн биллə келиватиду.
Ассамблея
жили
қатардики
тəвəллудларниң бири əмəс. Бу — Прези-
дентимиз тəкитлигəндəк, той тойлайдиған
əмəс, ой ойлайдиған жил. Сəвəви, елимиз-
дики течлиқ вə разимəнликни, турақлиқ
вə өмлүкни сақлап, тəрəққий əткүзүшниң
васитисигə айланған Қазақстан хəлқи
Ассамблеяси
Дөлитимизниң
муһим
қəдрийити — Мустəқилликкə та-
янчи болған Əл бирлигиниң аса-
сий
тутқиси.
Мəмликитимиз
Қазақстандики һəртүрлүк мəртивиси
бар, көплигəн җəмийəтлик яки дөлəтлик
инсититутларниң тəвəллудлирини дөлəт
дəриҗисидə нишанлап өтмəйду. Амма
Ассамблеяниң орни алаһидə. Җəмийəтни
Бирпүтүн организмға охшатсақ, униңға
қан жүгəртидиған һəртүрлүк Қан то-
мурлар
охшаш
барлиқ
саһаларни
бириктүридиған, һəммисиниң йолини
бир еқимға жиғип, башлайдиған бир
жүрəк бар. У жүрəкниң исми — Əл бир-
лиги. Бирлик болмиса, течлиқ билəн
разимəнлик болмиса, маңлай тəримиз
билəн, күч ғəйритимиз билəн əмəлгə
ашуруватқан елимизни тəрəққий əткүзүш
йолидики əмгəкниң һəммиси бекар. Йəни
рəсмий түрдə Қазақстан хəлқи Ассам-
блеяси жили дəп елан қилинған 2015-
жил Ассамблея институтиниң тəвəллуди
əмəс, бизниң асасий байлиғимиз — Əл
бирлиги жили, течлиқ вə разимəнликниң
Назарбаев моделиниң жили.
1995-жил — Мустəқиллигимизни
пүткүл дунияға елан қилип, өзини
мустəқил
дөлəт
сүпитидə
елан
қилғиниға бирнəччə жилла болған
Қазақстанниң
ғулиған
империя-
дин мирас қалған күмпəйкүм болған
ихтисадиниң еғир йолини түзитиш йоли-
дики һəрикити билəн биллə чегарисини
мустəһкəмлəп, дөлəтчилигини күчəйтип,
келəчəк тəрəққият йолини ениқлаш
мəхситидə
дуниявий
җəриянларниң
йөнилишини байқап, тəһлил қилип,
һечкимгə
охшимайдиған,
һечкимни
қайтилимайдиған Қазақстан йолини
селишқа киришкəн пəйти еди. Шу жили
баһарниң дəслəпки күнидə Президент
Нурсултан Назарбаев Қазақстан хəлқи Ас-
самблеяси тоғрилиқ Пəрманға қол қойди.
Аридин бирнəччə һəптə өтүп, өзиниң
беваситə тəшəббуси билəн чақирилған
Қазақстан хəлқи Ассамблеясиниң бирин-
чи сессиясидə тарихий докладини оқуди.
«Мəн елимниң Президенти сүпитидə
җəмийəтлик турақлиқни вə миллəтлəрара
разимəнликни тəминлəшни өзəмниң
асасий вəзиписи дəп һесаплаймəн. Бир-
лик асмандин өзи келип чүшмəйду,
пəқəт əмгəк арқилиқ келиду. Мəн бе-
паян йеримиздə өмлүк билəн течлиқ
болғинини тилəймəн. Буниң, биринчи
новəттə, миллионлиған қазақстанлиқ
аилигə керəк екəнлигини билимəн. Мəн
дəрттин чечи ақарған аниларниң бали-
лирини яд əйлимəслигини, сəбилəрниң
нака болмаслиғини, қери кишилəрниң
2015 — Қазақстан хəлқи Ассамблеясиниң жили
Әл бирлиги жили
ғулиған өйлириниң алдида һəсрəт че-
кип, жиғилмаслиғини халаймəн», дегəн
Нурсултан Назарбаевниң сөзлири шу
пəйттики əң муһим мəсилə сүпитидə
һəрбир
қазақстанлиқниң
қəлбиниң
төридин орун алди.
Аридин 20 жил өтсиму Президентниң
бу
сөзлириниң
актуаллиғи
ешип,
күнлəр
өткəнсири
һаятийлиғини
ениқ көрситиватиду. Қазақстан хəлқи
Ассамблеясиниң дəслəпки қурултийида
Президент
йеңи
институтниң
җəмийəтики роли вə паалийитиниң
асасий контурлирини шу пəйттила:
«Мошуниңдин
башлап
җəмийəтлик
мəсилилəрниң
барлиқ
тəрəплири
бойичə, болупму, миллий сəясəттə
дөлəт актлири Ассамблеяниң пикирли-
рини инавəткə елип вə униң беваситə
қатнишиши билəн қобул қилиниши ла-
зим. У актларниң һəрқайсиси елимизди-
ки барлиқ этносларниң мəнпийəтлиригə
қарши кəлмəслиги назарəт қилинип,
экспертизидин
өткүзүлүши
керəк»,
дəп ениқ көрситип бəргəн еди. Бу
кейинирəк идеологиялик тренд сүпитидə
сиңип, дунияға «Течлиқ вə җəмийəтлик
разимəнликниң Назарбаев модели» дегəн
нам билəн мəлум болған Қазақстан хəлқи
Ассамблеясиниң дəслəпки қəдими еди.
Шуниңдин
бери
тарихий
вақиəлəрниң
əһмийити
турғусидин
дəвирлəргə тетиғидəк 20 жил өтти.
Бийилқи тəвəллудлуқ басқуч, жуқурида
тəкитлигинимиздəк,
ой
ойлайдиған
жил. Өткəн 20 жилда Ассамблея қандақ
йолни бесип өтти? Қандақ утуқларға
йəтти? Қазақстан рəһбириниң «Əл бир-
лиги» сəясити дөлитимизгə немə бəрди?
Əнди қайси йөнилишлəр бойичə иш-
ларни җанландуруш керəк? 20 жиллиқ
əмгəктин кейин, өз тəрəққиятиниң
үчинчи онжиллиғиға қəдəм басқан пəйттə
бу соалларға ениқ җаваплар берилги-
ни тоғра. Шу арқилиқ хəлқимиз течлиқ
билəн җəмийəтлик разимəнлик саһасида
йəткəн утуқлар, йəткəн мəхсəтлəр
ениқлинип, келəчəктики чоққиларни
көрəлəйду.
1995-жилдин башлап Президент Нур-
султан Назарбаевниң Қазақстан хəлқи
Ассамблеясиниң һəрбир сессиясидə
сөзлигəн сөзи вə көтəргəн тəшəббуслири
шу вақиттики дөлəт тəрəққиятиниң
əң муһим мəсилирини өз ичигə алди.
Шуңлашқа Ассамблеяниң тарихи —
кейинки 20 жилдики Қазақстан та-
рихи. Мустəқил инсититут сүпитидə
Ассамблеяниң бесип өткəн йоли, қолға
кəлтүргəн утуқлири вə йəткəн чоққилири
елимизниң тəрəққиятидики əһмийəтлик
вақиəлəр билəн чəмбəрчəс бағлиқ болди.
Өткəн 20 жилда
Қазақстан
җəмийитиниң ички җипсилишишниң,
җəмийəтлик разимəнлик билəн əл бирли-
гини күчəйтишниң бирпүтүн дөлəтлик
вə җəмийəтлик системиси толуғи билəн
қелиплашти. Қазақстан хəлқи Ассам-
блеяси дөлəтниң этнослуқ сəяситини
җəмийəтлик
разимəнлик
сəясити
дəриҗисигə көтəргəн пүткүл хəлиқ
институтиға айланди. Миллəтлəрара
мунасивəтлəрни рəтлəшниң толуқ бази-
си шəкиллəнди. Ассамблеяға Консти-
туциялик орган мəртивиси берилип, у
Қазақстан Җумһурийити Парламентиниң
Мəҗлисигə тоққуз депутат сайлаш
һоқуқиға егə болди. «Қазақстан хəлқи
Ассамблеяси тоғрилиқ» қанун қобул
қилинип, Ассамблеяниң қурулуми вə
хизмитиниң, елимизниң җəмийəтлик-
сəясий системисида егилəйдиған орни
вə
ролиниң
нормативлиқ-һоқуқлуқ
рəтлиниши қанун асасида тəминлəнди.
Ассамблеяниң асасий стратегиялик вə
программилиқ һөҗҗəтлири дунияға
кəлди.
Хəлиқ ичидə чоңқур муһакимə
қилинип, Президент қобул қилған
«Əл бирлиги доктриниси» Течлиқ вə
җəмийəтлик разимəнликни күчəйтишниң
«бир əл — бир тəғдир», «теги башқа
— тəңлиги бир», «миллəт роһиниң
тəрəққияти» охшаш асасий қаидилəрни
ениқлап бəрди. Дөлəт рəһбириниң тохта-
ми билəн тəстиқлəнгəн.
Қазақстан
хəлқи
Ассамблеяси
тоғрилиқ қаидилəр униң мəртивиси
билəн салаһийитини, шундақла Əл бир-
лиги саһасидики дөлəт сəяситини əмəлгə
ашурушқа қатнишиш тəртивини бəкитти.
«Қазақстан
хəлқи
Ассамблеясиниң
2020-жилғичə
тəрəққиятиниң
кон-
цепцияси» Əл бирлигини күчəйтиш
вə җəмийтлик разимəнлик саһасини
тəрəққий əткүзүшниң оттура муддəтлик
стратегиялик
йөнилишини
ениқлап
бəрди. Ассамблеяниң һəр жили өтидиған
новəттики сессияси бу саһаниң қисқа
муддəтлик мəхсəт, вəзипилирини ениқлап
беридиған бирпүтүн диалог мəйданиға
айланған.
Дөлəт миллий сəясəтни əмəлгə
ашурушниң йеңи институционлиқ ме-
ханизмлири толуғи билəн шəкиллəнди.
Өткəн жили Дөлəт рəһбириниң Пəрмани
билəн Президент йенидики «Қоғамдық
келісім»
җумһурийəтлик
Дөлəтлик
мəһкимиси қурулди. «Вилайəтлəрдики,
җумһурийəтлик əһмийити бар шəһəрлəр
билəн пайтəхттики Қазақстан хəлқи
Ассамблеясиниң
ишини
тəминлəш
үчүн» намлиқ йеңи бюджетлиқ програм-
ма қобул қилинди. Регионларда он бир
вилайəтлик «Достлуқ өйи» ишлəватиду.
Йəнə төрт вилайəттə Ассамблея жили
давамида мошундақ өйлəр ечилиду.
Дөлəт рəһбириниң тапшурмиси бойичə
Достлуқ өйлирини тəрəққий əткүзүш
концепцияси
тəстиқлинип,
Достлуқ
өйлири мудирлириниң методикилиқ
кеңиши қурулди. Күндилик һаятта пəйда
болидиған мəсилилəр хəлиқ ариси-
да пəйда болиду, керəк тəшəббусларни
тарқитишму мошу йəрдə əмəлгə ашу-
рулиду. Бу җəһəттин Ассамблеяниң
регионлуқ қурулумлириниң əһмийити зор
екəнлигини əстə сақлап, униң хəлиқ ари-
сидики ишини қоллаш үчүн регионлуқ
Ассамблея кативатлири рəһбəрлириниң
лавазими көтирилди.
Ассамблея ишиниң əң алий қанун
чиқарғучи орган дəриҗисидə тəминлəш
мəхситидə Ассамблеяниң Парламентлиқ
вəкили пəйда болди. Қазақстан хəлқи
Ассамблеясиниң намидин Мəҗлискə
сайланған тоққуз депутат һəрбир миллəт
вəкилиниң муңини ейтип, шундақла
барчə хəлқимизниң бирлиги йолида пар-
ламентта утуқлуқ хизмəт қиливатиду.
Ассамблеяниң Мəҗлистики Депутатлиқ
топиға аталмиш тоққуз депутат билəн
биллə төвəнки палатиниң 7 комитети-
да турақлиқ паалийəт жүргүзидиған,
парламентлиқ партиялəрниң барлиғини
өз ичигə алидиған 12 депутатниң кири-
ши Əл бирлиги мəсилисини һəрқандақ
сəясий баш-баштақлиқтин жуқури
туридиғанлиғини көрситиду. Бу Пре-
зидент Нурсултан Назарбаев Қазақстан
хəлқи Ассамблеясиниң ХХ сессиясидə
жүклигəн «умумгражданлиқ сəясəттин
үстүн туридиған вə умумхəлиқлиқ
сүпəттə
болуши»
тоғрисидики
вəзипиниң Парламентта утуқлуқ əмəлгə
ашуруватқанлиғиниң ениқ дəлили. Мошу
депутатлиқ топниң асасида Парламентта
җəмийəтлик разимəнликни күчəйтиш
мəсилири бойичə партияара һəмкарлиқ
механизми
қелиплашти.
Президент
Ассамблеяниң дəслəпки сессиясидə əң
асасий вəзипилəр сүпитидə тəкитлигəн
һəрқандақ қанун дөлəтниң Əл бирли-
ги сəяситигə дурус келиши турғусидин
мəхсус экспертизидин өтиду. Нəқ
мошундақ депутатлиқ топлар барлиқ
вилайəтлик мəслиһəтлəрдə қурулуп, уму-
мий мəнпийəт үчүн ишлəватиду. Буму
Дөлəт рəһбириниң течлиқ вə җəмийəтлик
разимəнлик
саһасидики
һəрқандақ
тəшəббусиниң аридин қанчə жил өтсиму
һечқачан маһийити вə əһмийитини
йоқатмайдиғанлиғиниң йəнə бир дəлили.
Ассамблея институти гражданлиқ
җəмийəтниң
əң
тəрəққий
əткəн
саһалириниң
бири
бирлəшмə
вə
җəмийəтлик
тəшкилатлар
билəн
дөлəтниң өзара һəрикитидə муһим ди-
олог мəйданиға айланди. Қазақстанда
820
этномəдəний
бирлəшмə
ишлəватиду.
Ассамблея
билəн
этномəдəний бирлəшмилəрниң акти-
ви 67 миңдин ошуқ адəмни өз ичигə
алиду.
Президентниң
тапшурмиси
бойичə регионлуқ һакимийəтлəр йени-
да мəслиһəтчи орган сүпитидə қурулған
Җəмийəтлик разимəнлик кеңəшлири
Ассамблеяниң Президент ениқлап бəргəн
умумхəлиқлиқ мəртивисини ениқлап
бəрди. Сəвəви, йеза, наһийəлəрдики
һəртүрлүк
тəшкилатларниң
бешини
қошуп, җəмийəттə пəйда болған асасий
мəсилилəр билəн шуғуллинидиған мошу
кеңəшлəр. Бүгүнки таңда елимизниң
барлиқ регионлирида һəрхил дəриҗидики
1035 җəмийəтлик разимəнлик кеңиши
утуқлуқ ишлəватиду. Ассамблея йенида
қурулған аилидə толерантлиқ тəрбийə бе-
риш бойичə Анилар кеңиши елимизниң
əң асасий қəдрийəтлири — өмлүк билəн
турақлиқни əвлат қəлбигə сиңдүрүшниң
нəтиҗидар механизми сүпитидə өз иши-
ни башлиди.
Қазақстан хəлқи Ассамблеясиниң
паалийити билəн дөлəтлик Əл бирлиги
сəяситини тəрғибат қилиш турғисидин
системилиқ
əхбаратлиқ
паалийəт
җанландурулди.
Ассамблеядə
ели-
миздики муһим вақиəлəр билəн чарə-
тəдбирлəргə мунасивəтлик 40тин ошуқ
медиа-план түзүлүп, əмəлгə ашурулди.
Дунияниң 47 дөлитигə тарилидиған
«Достық — Дружба» журнали, төрт
телеканалда турақлиқ чикидиған 5 те-
лепрограмма вə 8 радиопрограмма, 9
җумһурийəтлик нəширдə 22 турақлиқ
рубрика,
Қазақстандики
һəрхил
миллəтлəрниң тилида йоруқ көридиған
37 қəрəллик нəшир — мошуниң
һəммиси җəмийəтлик разимəнлик билəн
течлиқни тəрғибат қилишниң күчлүк
қурали. Ассамблея паалийитини хəлиққə
тонушушқа 100дин ошуқ җумһурийəтлик
нəшир вə электронлиқ əхбарат васи-
тилири қатнишиду. Дизайни яхшили-
нип,
техникилиқ
мүмкинчиликлири
йүксəлдүрүлгəн веб-порталму өз иши-
ни башлиди. Ассамблеядə қурулған
миллəтлəрара
мунасивəтлəр
бойичə
журналистлар билəн экспертлар клу-
биму умумий ишқа өз төһпилирини
қошуватиду.
Дөлəтлик Əл бирлиги сəяситини
илмий-экспертлиқ
қоллап-қувəтлəш
йеңи сүпəтлик дəриҗигə көтирилди.
Миллəтлəрара мунасивəтлəр мəсилилири
бойичə
консалтинглиқ
системини
шəкиллəндүрүш йөнилишидə бирқатар
ишлар қолға елинди. Дөлəт рəһбириниң
тапшурмиси билəн қурулған Қазақстан
хəлқи
Ассамблеясиниң
илмий-
экспертлиқ
кеңиши
миллəтлəрара
мунасивəтлəрни муһакимə қилиш вə
уни нəтиҗилирини тарқитиш бойичə
бирпүтүн пикир алмаштуруш мəйданиға
айланди. Жигирмə пəн доктори, тоққуз
пəн намзити вə башқиму абройлуқ
эксперт мутəхəссислəрдин тəркип
тапқан кеңəш течлиқ вə җəмийəтлик
разимəнликни сақлап, тəрəққий əткүзүш
йолида нурғунлиған илмий ишларға
тəшəббускар
болди.
Ассамблеяниң
Илмий-экспертлиқ
кеңишиниң
ил-
мий методикилиқ базиси — Қазақстан
Җумһурийити
Президенти
йениди-
ки Дөлəтлик башқуруш академиясидə
қурулған, өз паалийитини Ассамблея
Кативатиниң беваситə қатнишиши билəн
уйғунлаштуридиған миллəтлəрара вə
конфессияара мунасивəтлəрни тəтқиқ
қилиш мəркизиму ишлəватиду.
Шундақ қилип, мустəқил Қазақ
ели тарихий жил — Қазақстан хəлқи
Ассамблеяси жилиға қəдəм ташлиди.
Жилнамиға йезилип, тарихқа айланған
2014-жилиниң ахирқи күнлиридə Дөлəт
кативи
Гүлшара
Əбдиқалықованиң
рəислиги билəн Қазақстан хəлқи Ас-
самблеяси жилини өткүзүш вə уюшту-
руш мəсилиригə беғишланған Дөлəтлик
комиссияниң дəслəпки мəҗлиси өтти.
Униңда бу жилни уюштуруш вə өткүзүш
бойичə чарə-тəдбирлəрниң Миллий пла-
нини əмəлгə ашуруш муһакимə қилинди.
Дөлəтлик комиссия тəвəллудлуқ чарили-
рини шəһəрлəрдə өткүзүшни уюштуруш
вə методикилиқ бирлигини тəминлəшкə
беғишланған Қазақстан хəлқи Ассам-
блеяси жилини өткүзүш концепцияси-
ни бəкитти. Бу һөҗҗəтлəрдə Ассамблея
жилида əмəлгə ашурулидиған ишларниң
һəммиси өз əксини тапти. Һөкүмəт йе-
нида Премьер-Министрниң орунбасари
Бердибек Сапарбаев рəислик қилидиған
Қазақстан хəлқи Ассамблеяси жили вə
Конституцияниң 20 жиллиқ тəвəллудиға
тəйярлиқ бойичə турақлиқ ишчи топ
қурулди. Йəрлик һакимийəтлəрдə Ас-
самблея жилини өткүзүшниң планлири
түзүлди.