ҖУМҺурийəтлик иҗтимаий-сəясий гезит №1 (7702), 6-январь, сешәнбә



Pdf көрінісі
бет4/4
Дата04.02.2017
өлшемі2,69 Mb.
#3379
1   2   3   4

Рашидəм РƏҺМАНОВА. 

Əмгəкчиқазақ наһийəси.



 

«ЭКСПО-2017»

 көргәзмисигә 

тәйярлиқ

Уйғур хəлқиниң өтмүшини, бүгүнини 

йорутуп,  кəлгүси  йолумизни  көрситип 

келиватқан  «Уйғур  авази»  гезитиға 

2015-жилға муштири топлаш аяқлашти. 

Биз,  Түгмəн  йезисиниң  турғунлири, 

сөйүмлүк  гезитимиз  «Уйғур  авазиға» 

толуқ  йезилимиз  дəп  вəдə  бəргəн  едуқ. 

Вəдимизниң  һөддисидин  чиқиш  үчүн 

қолумиздин  келидиған  барлиқ  ишни 

қилдуқ. 


Түгмəн йеза округи бойичə 130 аилə 

муштири  болғандин  кейин,  гезитқа  йе-

зилиш тохтап қалғандəк болди. Униңдин 

кейин,  муштири  топлаш  үчүн  қурулған 

тəшкилий 

топ 


намидин 

гезитқа 


йезилмиған  аилилəргə  бир  жилға  муш-

тири  болушини  илтимас  қилип,  мəхсус 

хəт йоллидуқ. Шундақла тəшкилий топ 

тирикчилиги йолға қоюлған жутдашларни 

жиғип,  сөзлəшкəндин  кейин  гезитқа  йе-

зилиш  қайтидин  җанлинип,  муштирилар 

сани 240 адəмгə йəтти. Муштири топлашқа 

ярдəм  бəргəн,  шундақла  ярдəм  қолини 

сунған  Зəйнидин  Тохсунов,  Һакимҗан 

Җəлилов,  Ғəйрəтҗан  Шəмшидинов,  Ис-

майил Сəвирдинов,  Турсун Асимов, Летип 

Җелилов, Йолдаш Мəмиров, Йолдаш Ис-

ламов, Бүвипатəм Абдуллаева, Һенипахун 

Итахунов,  Батур  Митəллипов  охшаш 

мəрт-мəрданə жутдашларға тəшкилий топ 

намидин  рəхмəт  ейтмақчимəн.  Шундақла 

биз билəн биллə кечə-күндүз биллə болған 

йеза  алақə  бөлүминиң  рəһбири  Һелимəм 

Салаеваға миннəтдарлиғимиз чəксиз. 

Турсун НОРУЗОВ.

Уйғур наһийəси.

Т гмәнликләргә тәшәкк р

6.01.2015

9

Малинур БИШƏРОВА

Алмута шəһири

Мошу жилниң 1-январь күни вападар яр, ғəмгүзар ана, меһриван 

мома вə көйүмчан қериндаш Малинур Бишəрова мубарəк 70 яшлиқ 

тəвəллудини  қарши  алди.  Шу  мунасивəт  билəн  биз  пасибанимизни 

сəмимий мубарəклəп, униңға изгү тилəклиримизни билдүримиз.

Қəдирданимиз пүткүл аңлиқ һаятини маарип саһасиға беғишлап, 

йүзлигəн  пəрзəнтлəрни  һаятқа  учум  қилди,  уларниң  җəмийəттин 

мунасип  орун  егилишигə  барлиқ  билимини,  күч-қувитини  сəрип 

қилди.  Шу  арқилиқ  шагиртлириниң  қəлбидин  чоңқур  орун  алди. 

Униң ишлəмчанлиғи вə ирадиси күчимизгə күч, ғəйритимизгə ғəйрəт 

қошуп,  бизгə  мəдəт  бериду.  Шуңлашқа  биз  униң  билəн  һəқлиқ 

рəвиштə пəхирлинимиз.

Ғəмгүзар  пасибанимизға  чоңқур  миннəтдарлиғимизни  изһар 

қилип, узақ өмүр, хатирҗəмлик тилəймиз.



ТƏБРИКЛИГҮЧИЛƏР: йолдиши Кəрим, пəрзəнтлири Зумрəт 

— Һакимҗан, Һакимҗан — Гүлмира, Гүлшат, нəврилири Мали-

ка — Таһир, Турсун, Əкрəм, Камила, Заир, Интизар, Шахрияр, 

чəвриси Тамирлан вə қериндашлири Турғанҗан — Саламəт.

***

Йеңи жилниң 1-январь күни қəдинас достумиз — алий дəриҗилик 

муəллим Малинур Үсүвахун қизи өзиниң мубарəк 70 яшлиқ баһарини 

қарши  алди.  Шу  мунасивəт  билəн  биз,  достлири,  уни  қизғин 

тəбриклəп, дуниядики бар яхшилиқларни тилəймиз.

Ташкəнт  шəһиридики  Низами  намидики  педагогика  институ-

тини 1966-жили  түгəткəн  у  иш-паалийитини  Маливай  йезисидики 

оттура  мəктəптə  уйғур  тили  вə  əдəбияти  пəниниң  муəллими  болуп 

башлайду. Кейинирəк, аилə шараитиға бола, Алмута шəһиригə көчүп 

келип,  шəһəрдики  А.Розибақиев  намидики 153-мəктəп-гимназиядə 

башланғуч  синипларға  устазлиқ  қилип,  йүзлигəн  шагиртлири-

ни  һаятқа  учум  қилди.  Малинур  иккинчи  синип  оқуш  китавиниң 

һəм  муəллиплириниң  бири  вə  мəзкүр  китапниң  программисиниң 

муəллипи болди. Көпжиллиқ җапалиқ əмгиги мунасип баһалинип, у 

алий дəриҗилик устаз намиға сазавəр болди. 

Қəдинас  қаяшимиз  аилисидиму  сөйүмлүк  яр,  көйүмчан  ана, 

меһриван момидур. Өмүрлүк йолдиши Кəримҗан Исрайилов билəн 

үч пəрзəнт сөйүп, уларниң һəммисини алий билимлик инсанлардин 

қилип йетилдүрди, өй-очақлиқ қилип, 7 нəврə вə бир чəврə сөйди.

Биз,  достлири,  қəдирданимизни  мубарəк  тəвəллуди  билəн  йəнə 

бир  қетим  тəбриклəп,  узақ  өмүр,  саламəтлик,  аилəвий  бəхит  вə 

хатирҗəмлик тилəймиз.



ТƏБРИКЛИГҮЧИЛƏР:  достлири  Бəкрəмҗан — Ағчихан, 

Гүлҗаһан,  Махмут — Һəлимəм,  Зунун,  Мухпул — Зенəтбүви, 

Тохтахун — Реһанбүви,  Мөмүн — Зəйнəпбүви,  Абдуғени — 

Шəрəпəтхан.

Хəлқимиздə  «Мəктəп – 

билим  булиғи,  һүнəр  униң 

чириғи» дегəн дана гəп бар. 

Һə,  əйнə  шу  хасийəтлик 

булақ  сүйигə  тəшна  яшлар 

дилида  һүнəр  чириғини 

яндуруштəк 

шəрəплик 

вə 


җавапкəрлик 

кəсип 


егилириниң бири, пешқəдəм  

мəрипəтчи,  Қазақстан  ма-

арип 

əлачиси 


Малинур 

Бишəрова.  У  өз  һаятиниң 

қириқ жилға йеқин вақтини 

яш  əвлат  қəлбигə  билим 

уруғини 

чечип, 


һүнəр 

чириғини 

яндурушқа 

беғишлиған мəрипəтчи.

Һəрқандақ 

тəлим-


тəрбийə  устазниң  билим, 

тəпəккүр  даирисигə  бағлиқ  екəнлиги 

мəлум.  У  өзи  беваситə  оқутуватқан 

балиларниң кəлгүсидə қандақ адəм болуп 

чиқишиға көп көңүл бөлиду. Қəлбигə би-

лим уруғини чачқан шагиртлириниң əтики 

күндə һаяттин өз орнини егилəп, əҗдатла р 

йолини  давамлаштурушиға  қарап  устаз 

əмгигиниң  баһалинидиғанлиғини  əсла 

ядидин  чиқармайду.  Мəктəптə,  болупму 

башланғуч  синипта  пухта  тəһсил  көргəн 

бала кəлгүсидиму өз ой-пикрини, немигə 

қабиллиғини  һəрқандақ  йəрдə  ишəшлик 

намайиш қилалайду дегəн қаидигə қаттиқ 

əмəл қилиду.

Пешқəдəм  мəрипəтчи  əйнə  шундақ 

адиланə  хислəтлири  түпəйли,  һазирқи 

Əмгəкчиқазақ  наһийəсиниң  Маливай 

йезисидики  оттура  мəктəптə  сəккиз 

жил (1966 — 1974-жилғичə),  Алмута 

шəһиридики  А.Розибақиев  намидики 

153-мəктəп-гимназиядə  оттуз  жилдин 

(1974 — 2010-жилғичə) ошуқ башланғуч 

синип муəллими болуп ишлəп кəлди, кол-

лективи  арисида  һөрмəткə  бөлəнди.  Шу 

өткəн  жиллар  мабайнида  у  нурғунлиған 

шагиртларни  тəрбийилəп,  һаят  йолиға 

учум  қилди.  Уларниң  ичидə  нурғуни 

алий  оқуш  орунлирини  тамамлап, 

бүгүнки  күндə  җəмийитимизниң  һəрхил 

саһалирида  əстаидил  əмгəк  қиливатиду. 

Устаз  пəқəт  дəрис  өтүш  билəнла 

чəклəнмəстин,  бəлки  шагиртлирини  тур-

мушта,  əмгəккə  лаяқəтлик,  чидамлиқ 

болушқа, һəрхил тосқунлуқларни қандақ 

йеңиш, һаяттин өз орнини қандақ тепиш 

Муəллим һəққидə сөз

Пешқәдәм мәрипәтчи



Махмут ҺƏМРАЕВ, Ибрагим Талип вə 

Томирис ДҮЙСЕНОВА

Ғалҗат йезиси, Уйғур наһийəси

Бəрикəтлик 

Қой 

жили 


бизниң 

қутлуқ 


аилимизгə 

қош-қош  хошаллиқларни  елип 

кирди.  Əвладимизниң  мəзмут 

түврүги  болған  атимиз  һəм 

бовимиз 

Махмут 


Һəмраев 

һаятиниң сəксининчи даваниға 

көтирилсə,  он  алтə  жил  арман 

қилған  оғлумиз  Ибрагим — 

9  яшқа,  нəвримиз  Томирис 2 

яшқа  толди.  Биз  уларни  ушбу 

шанлиқ мəрикилири билəн чин 

қəлбимиздин тəбриклəймиз.

Бəрикəт-байлиғимиз  болған  атимиз  пүткүл  аңлиқ  һаятини 

мəшəқəтлик  əмгəккə  беғишлап,  бизниң  заман  тəливигə  лайиқ  ин-

санлардин  болуп,  һаяттин  өз  орнимизни  тепишимизға  зəмин  ярат-

ти.  Шуңлашқа  өзимизни  униң  алдида  бир  өмүр  қəриздар  дəп 

һесаплаймиз  һəм  униңға  дуниядики  бар  яхшилиқларни  тилəймиз. 

Əнди пəрзəндимиз билəн нəвримизниң келəчəктə əқиллик, билимлик, 

бойиға  вəтəнпəрвəрлик,  миллəтпəрвəрлик  охшаш  есил  хислəтлəрни 

сиңдүргəн 

əзимəтлəрдин 

болуп 


йетилишигə 

тилəкдашлиқ 

билдүримиз.  Илаһим,  уларға  һəрқəдəмдə  мустəһкəм  саламəтлик, 

утуқ-амəт вə бəхит-саадəт яр болғай!



ТƏБРИКЛИГҮЧИЛƏР:  Турғанҗан — Мəрийəм  вə  уларниң 

пəрзəнтлири билəн нəврилири. 

Шат ƏЛАЕВ

Алмута шəһири

Йеңи  жилниң  дəслəпки  күни  өзиниң  иллиқ 

чирайи,  муамилиси  билəн  һəрқандақ  адəмни 

өзигə  мəптун  қиливалидиған  қəдинас  достли-

римиз  Шат  вə  Абидəм  Əлаевларниң  өйидə  чоң 

хошаллиқ. 1-январь  күни  Шат 60 яшқа  толса, 

уларниң  аилə  қуруп,  өй-отақлиқ  болғиниға 40 

жил болди. Шу мунасивəт билəн биз уларни чин 

қəлбимиздин тəбриклəймиз.

Исми  җисмиға  ярашқан  Шат  өзиниң 

хушчақчақлиғи,  һазирҗаваплиғи  билəн  оттуз  оғулниң  гүли  бо-

луп  кəлмəктə.  Биз  мəшривимизни  униң  чақчақлирисиз  тəсəввур 

қилалмаймиз. Шат билəн Абидəм өзлириниң əҗайип меһмандостлуғи 

билəн  алаһидə  пəриқлинип  туриду.  Улар  үч  қиз,  бир  оғул  тепип, 

тəрбийилəп,  қатарға  қошти.  Пəрзəнтлириму  һаяттин  өз  орнини  те-

пип,  ата-анисини  хошал  қилип  келиватиду.  Биз  «алтун  үзүккə  яқут 

көз ярашқандəк» бу аилини дайим пəхирлиниш билəн тилға алимиз 

һəм мошундақ достлиримизниң бар екəнлиги билəн мəғрурлинимиз. 

Мошу мəрикилик күнлəрдə уларға мустəһкəм саламəтлик, узақ өмүр, 

хатирҗəмлик тилəймиз.



ТƏБРИКЛИГҮЧИЛƏР:  Сəйдəхмəт — Тамараханум,  Адил 

— Разийəм, Муйəссəр — Халидəм, Жанар, Адайəт — Рашидəм, 

Имəрҗан — Арзигүл.  

керəклигини 

аянмай 

үгəтти. 


Оқуғучиларни 

ана 


тилиға, 

əдəбий 


мираслиримизға, 

бай 


тарихимизға қизиқтуруш 

вə  иштияқ  бағлитиш 

арқилиқ 

иҗадий 


ишлəшни  ойғитиш  иш-

лириниму елип барди.

Маарипимизниң садиқ 

пасибани 

башланғуч 

синип 


муəллими 

сүпитидə  өзиниң  мол 

тəҗрибиси 

асасида 


2-синипниң 

«Оқуш 


китави» 

дəрислиги 

м у ə л л и п л и р и н и ң 

бири, «Методикилиқ 

қолланминиң»  муəллипи 

екəнлиги  мəмнунийəт  билəн  тилға  ели-

ниду.

70  яшниң  пəллисигə  қəдəм  басқан 



пешқəдəм  устаз  һəққидə  гəп  қилғанда, 

униң  аилиси  тоғрилиқ  икки  еғиз  гəп  ач-

май  мүмкин  əмəс.  Йолдиши    Кəрим  Ис-

райиловму  пүткүл  аңлиқ  һаятини  бала 

тəрбийисигə беғишлиған мəрипəтчи. Узун 

жил  Қазақстан  Политехника  институти-

да  оқутқучилиқ  қилди,  һазир  һөрмəтлик 

дəм  елишта.  Малинур  һəдə  əшу  башти-

ла  өйдиму,  иштиму  йолдишиға  садиқ 

ярдəмчи  болушни  билди.  Һəқиқəтəнму 

һəмдəрт,  һəмшериклик  бəхит.  Бийил 

уларниң  баш  қошқиниға 49 жил  бопту. 

«Пəрзəнт,  нəврилəргə  қарап,  жилларға 

тəн беридекəнсəн», дəп күлиду улар. Əр-

аял  иккиси  Зумрəт,  Һакимҗан,  Гүлшат 

исимлиқ  пəрзəнтлəрни  тепип,  қатарға 

қошти.  Улар  һазир  һаяттин  мунасип 

орунлирини тепишти. Ата-анисиға   йəттə  

нəврə вə бир чəврə  һəдийə қилди.

Алий категориялик устаз узун жиллиқ 

иш-паалийитидə  көплигəн  маддий  вə 

мəнивий  соғиларға,  Пəхрий  ярлиқларға 

еришти. «Қазақстан      Маарип  əлачиси» 

дегəн  шəрəплик  атаққа  муйəссəр  болди. 

Амма    устазниң  əң  чоң  утуғи  йүзлигəн 

шагиртлириниң  хатирисидə  қалғини  бо-

луши  керəк.  Чүнки  қəлбиңгə  яхшилиқ 

уруғини сəпкəн адəмлəрни унтуш мүмкин 

əмəс.

Шəмшидин АЮПОВ.

Алмута шəһири.



ЕЛАН

Уйғур наһийəсиниң Чарин 

йезисидики дехан егилигини 

сатимəн яки униңға шерик 

издəймəн. Дехан егилигидə 

320 гектар йəр, униңда 

промбаза, 30 тонниға 

молҗаланған тараза, 3 

фазилиқ свет, йəр асти сүйи, 

чепинлиқ вə яйлақ моҗут. 

Йеңи селинған төмүр йол 

егиликниң йеридин кесип 

өтиду (Автобан йенида).

Алақə бағлаш телефони: 

8-771-759-58-98.

АЛМУТА ВИЛАЙИТИ ВƏ АЛМУТА 

ШƏҺИРИДИКИ УЙҒУР ТИЛИДА БИЛИМ 

БЕРИДИҒАН ВƏ АРИЛАШ МƏКТƏПЛƏРНИҢ 

МУДИРЛИРИ БИЛƏН КИТАПХАНИЧИЛИРИНИҢ 

ДИҚҚИТИГƏ

«Дəуір»  басмиханисида    йоруқ  көргəн  «Һазирқи  за-

ман  уйғур тилиниң изаһлиқ луғити» вə «Түркі халықтар 

ертегелері»  вə  «Уйғур  хəлиқ  чөчəклири»  намлиқ  топлам-

лирини  тез арида һəқсиз елип кетишиңларни сораймиз.

Тəлəп  қилинидиған  һөҗҗəтлəр:  рəсмий  мураҗиəт, 

ишəнчə хəт, тиркəш һөҗҗити, мəктəптики оқуғучиларниң 

умумий сани. 



Макан-җайимиз:  Алмута  шəһири, 153-мəктəп-

гимназияси.

Алақə-бағлаш телефонлири:

203-97-61, 230-98-71, 8-777-529-97-80.

Редакциягə хəт

Редакциягə хəт

Редакциягə хəт

Редакциягə хəт

Ò 

áðèêë éìèç    



å

å


6.01.2015

10

Мəктəп  босуғисини  дəслəпки 

қетим  атлиған,  балиларниң  би-

лим  елишқа  болған  қизиқиши 

башланғуч  синиплардин  баш-

линиду. 


Бу 

күнлəрдə 

җай-

җайлардики  билим  дəргаһлирида 



илимниң 

ачқучи 


«Елипбə» 

билəн  хошлишиш  мəрасимлири 

өткүзүлүватиду.

Йеқинда 


Панфилов 

наһийəсиниң  Чоң  Чиған  йезиси-

дики оттура мəктəптə 1 — «В» си-

нип оқуғучилири «Елипбə» билəн 

хошлашти.  Синип  йетəкчиси 

Разийəм  Тайированиң  көп  күч 

чиқириши 

вə 


ата-аниларниң 

тəшəббуси  түпəйли,  балилар 

бир  хил  заманивий  кийимлəрни 

кийип  сəһнигə  чиқти.  Алаһидə 

мəйрəмлик  кəйпиятта  өткəн  бу 

мəрасим қатнашқучиларда чоңқур 

тəсират  қалдурди.  Чүнки  хошли-

шиш  кечилиги  өтүватқан  синип 

шундақ  дит  билəн  безəлгəнки, 

у 

йəргə 



киргəн 

һəрқандақ 

адəмгə  хошаллиқ  туйғулирини 

беғишлайдиғанлиғи 

талашсиз 

еди.


Мəрасим 

җəриянида 

оқуғучилар  вəтəн,  билим  вə 

«Елипбə»  китави  һəққидə  шеир 

вə  мақал-тəмсиллəрни  уйғур  вə 

қазақ  тиллирида  бемалал  ейтип, 

өзлириниң төрт ай давамида оқуп-

үгəнгəнлирини  көпчилик  алдида 

намайиш қилди.

Ахирида  мəктəп  мудириниң 

орунбасари  Гүлмира  Жанпе-

исова,  ата-анилардин  Розигүл 

Əйсаева,  Шəһəрбанум  Тохтиева 

вə  Гөһəрбанум  Идрисова  сөзгə 

чиқип, Разийəм Абликим қизиниң 

шəрəплик  ишиға  муваппəқийəт 

тилəп,  миннəтдарлиғини  изһар 

қилди.


Рəна БАСИТОВА, 

Светлана ҚАСИМОВА.

Панфилов наһийəси. 



***

 Йеңи жил һарписида Алмута 

шəһиридики  М.Яқупов  намиди-

ки 101-мəктəп-гимназияниң 1 

— «А»  синип  оқуғучилириниң 

«Елипбə»  билəн  хошлишиш 

мəрасими өткүзүлди. Униңға ата-

анилар,  муəллимлəр  вə  башқа 

меһманлар тəклип қилинди.

    Синип  бөлмиси  мəрасим 

тəнтəнисигə  лайиқ  безəллəнгəн. 

Оқуғучилар қатар тизилип шеир, 

тепишмақ,  даналиқ  сөзлəрни 

ипадилик 

оқуди. 

Тəбиəткə, 



билимгə, 

ата-аниға, 

һаятқа, 

əмгəккə  беғишланған  шеир  вə 

нахшилар 

тиңшиғучиларда 

яхши тəсират қалдурди.

Оқуғучиларниң  иҗрасидики 

шеирлар,  болупму  даналарниң 

һекмəтлик 

дурданилири 

балиларниң 

татлиқ 

тилида 


ейтилғанда, 

йеңи 


програм-

мида  түзүлгəн  «Елипбəниң» 

мəзмунини 

миллитимиз 

əнъəнилирини,  мəдəнийитини 

намайəн  қилип  турғанлиғиниң 

гувачиси болдуқ.

      Мəрасим  ахирида  сөзгə 

чиққан мəктəп мудири Хуршидəм 

Ниязова, 

Султанқорған 

мəһəллисиниң 

баш 

жигит-


беши 

Ғəйрəт 


Мəмəтəлиев 

оқуғучиларға алий тилəклирини 

ейтти.  Синип  рəһбири  Рашидəм 

Илиеваға 

ата-анилар 

изгү-


тилəклирини,  миннəтдарлиғини 

изһар қилип, гүл тəғдим қилди.

Билим  йолиниң  дəслəпки 

басқучидин  өткəн  оқуғучилар 

қəлбидə  бу  мəрасим  унтулмас 

болуп  сақлинип  қалидиғанлиғи 

сөзсиз. 

Венера МƏҢСҮРОВА.

Алмута шəһири.



Мунасивəтни техиму 

кəскинлəштүрүши мүмкин

Украина Алий радиси президент Петр Порошенкониң мəмликəтниң 

блоктин ташқири статустин баш тартиш тоғрилиқ тəкливини бесим 

көпчилик аваз билəн мақуллиди.

Һазирғичə  Украининиң  НАТОға  əза  болидиғанлиғи  тоғрилиқ  ениқ 

мəлумат  йоқ.  Украина  һөкүмитидики  əмəлдарларниң  көпчилиги  бу 

мəсилигə жирақтики истиқбал сүпитидə қарайду. Шундиму Украина пре-

зиденти бирнəччə қетим мəмликəтниң НАТОға əза болуш тəрəпдари болуп 

пикир ейтқан. У бу мəсилиниң пүткүл хəлиқ референдумиға қоюлушини 

алаһидə тəкитлигəн.

Өз  новитидə  рəсмий  Москва  Украина  парламентиниң  блоктин 

ташқири  статусидин  баш  тартиш  тоғрилиқ  қарарини  қəтъий  əйиплиди. 

Россия ташқи ишлар министри Сергей Лавров Украининиң бу қарарини 

нəтиҗидарсиз  қəдəм  дəп  атап,  бу  икки  дөлəт  оттурисидики  униңсизму 

кəскин  мунасивəтни  техиму  мурəккəплəштүриду,  дегəн  билдүрүшни 

қилди.

Əнди  Россия  һөкүмитиниң  рəһбири  Дмитрий  Медведев  «блоктин 



ташқири статустин баш тартиш, əмəлиятта НАТОға əза болушқа интилиш 

бу Украинини Россияниң һəрбий рəқивигə айландуриду», дəп билдүрди. 

Рəсмий  Кремль  Украининиң  НАТОға  əза  болушини  дөлəт 

бехəтəрлигигə  қилинған  уттур  ховуп  дəп  баһалайду.  Шундиму  əгəр 

мəмликəтниң  шəрқидики  һəл  қилинмиған  тоқунушни  һесапқа  алидиған 

болсақ, Украининиң бу армини пат-йеқинда əмəлгə ашмайдиғанлиғи ениқ.



Адəттин ташқири 

қиш болиду

Украина Җумһурийитиниң пайтəхти Киев 

шəһириниң мэри Виталий Кличко исситиш 

мəвсүминиң  мурəккəп  болидиғанлиғини 

агаһландуруп,  энергияни  ихтисат  қилиш 

технологиялирини җарий қилишқа чақирди.

«Бу  жили  биздə  адəттин  ташқири  қиш  бо-

лиду» деди мэр. Униң сөзичə, пүткүл мəмликəт 

даирисидə  мурəккəп  вəзийəт  орун  еливати-

ду.  Беналарни  тəкши  исситиш  үчүн  мэрия 

бирқатар  районларда  новəтлишип  иссиқ  суни 

өчириватиду. 

Евроиттипақниң 

он тоққузинчи əзаси

Йеңи 

жилдин 

тартип 

Литва 

Евроиттипақниң он тоққузинчи əзаси болуш 

үчүн  миллий  валютиси — лит  билəн  хош-

лашти. Бу Вильнюсниң Евроиттипақ валю-

та клубиға əза болушқа қилған иккинчи уру-

нуши. Литваниң 2007-жили қилған дəслəпки 

илтимаси  мəмликəтниң  бирқатар  ихтиса-

дий  көрсəткүчлəр  бойичə  тəйяр  əмəслиги 

түпəйли рəт қилинған еди.

Экспертларниң  пикричə,  һазирқи  күндə 

җумһурийəт  вəдисини  толуқ  орунлиди:  дөлəт 

қəризи вə инфляция хелə төвəнлиди, ишсизлиқ 

муəммаси  һəл  қилиниватиду,  чəттин  энер-

гия  сетивелиш  тəртипкə  кəлтүрүлди.  Литва 

Балтиқ  деңизи  бойидики  җумһурийəтлəр  ари-

сида  ахирқи  болуп  Евроиттипаққа  əза  болува-

тиду.  Җумһурийəт  һакимийити  аһалиға  евроға 

көчүш  билəн  баһаларниң  өсмəйдиғанлиғини 

вə 

инфляцияниң 



болмайдиғанлиғини 

капалəтлəндүрүватиду. Айлиқ мааш 4-5 пайизға 

өсиду. 

Наразилиқ намайиш

Йеңи жил һарписида Германияниң Дрезден шəһиридə мəмликəттə 

вə  умумəн  Евроиттипақта  ислам  дининиң  тарқилишиға  қарши 

наразилиқ намайиши өтти. 

Униңға 17 миңдин ошуқ адəм қатнашти. «Вəтəнпəрвəр-европилиқлар 

Ғəриптə  ислам  дининиң  тарқилишиға  қарши»  һəрикитини  уюштурған 

бу  хилдики  чарə-тəдбирлəр  Германияниң  башқиму  шəһəрлиридə 

өтти.  Мошуниң  өзидə,  намайишчилар  оңчи  радикал  чарилəрни  көрүш 

тəрəпдарлири  əмəслигини,  пəқəт  Европиниң  исламлишишиға  қарши 

екəнлигини  вə  əнъəнивий  христиан  дини  қəдир-қиммəтлирини  һимайə 

қилиш тəрəпдарлири екəнлигини алаһидə тəкитлимəктə.



80 миллионға 

көпəйди

Өткəн 2014-жили  йəр  аһалиси 80 

миллионға 

өсти, 

дəп 

хəвəр 

қилиду 

Германияниң  «Зюддойче  цайтунг»  гезити 

«Йəр  аһалиси»  фонди  жүргүзгəн  тəтқиқат 

йəкүнлиригə асаслинип.

Шундақ  қилип,  йеңи 2015-жилниң  бешиға 

қəдəр  йəр  аһалисиниң  умумий  сани 7,3 мил-

лиард  адəмгə  йəтти.  Фонд  экспертлириниң 

пикричə,  һəрбир  секундта  сəйярə  аһалиси 

оттура 


һесапта 2,6 адəмгə 

өсидекəн. 

Мутəхəссислəрниң  тəхминичə, 2050-жилға 

қəдəр  йəр  аһалисиниң  умумий  санидики 

европилиқлар вə азияликлəрниң үлүши хелила 

қисқирайду,  əнди  африкилиқларниң  сани  бол-

са, 2014-жил  билəн  селиштурғанда 15 — 25 

пайизға ашиду.



Қиш бовайниң хиз-

мити қəйəрдə қанчə 

туриду

Қиш  бовай  (Санта-

Клаус, Папа Ноэль, Баб-

бо  Натале)  Германия, 

Франция,  Испания  вə 

Италиядə  гномларниң 

һəмра  болушида  кели-

ду.  Европида  мəзкүр 

хизмəт  түрлири 100 — 

300 евро туриду. Əпсус, 

бу 

жили 

мурəккəп 

ихтисадий 

вəзийəт 

түпəйли 

көплигəн 

агентлиқлар 

мəзкүр 

хизмəт түрини 60 пайизға төвəнлəтти.

Босния, 


Герцеговина, 

Македония 

вə 

Сербиядə  Қиш  бовайниң  хизмəтлири  бираз 



əрзəнирəк.  Униң  икки  саатлиқ  программи-

си 50 доллар  турса,  Словения,  Хорватия  вə 

Черногориядə бу хизмəт 90 доллар. 

Чехия вə Венгриядə Микулашни чақиртиш 

100 долларға тохтайду. 

Жилниң əң əстə қаларлиқ 

вақиəлири

Wіkіpіdіa қамуси 2014-жилниң йəкүнини чиқирип, он икки ай ичидə 

əң əстə қаларлиқ вақиəлəр киргəн видеороликларни елан қилди. 

Əң  муһим  вақиəлəр  қатариға  Фергюсон  вə  Гонконгтики  наразилиқ 

һəрикəтлири,  Украинидики  «Евромайдан»,  Сочидики  Олимпиада 

вə  футбол  бойичə  Бразилиядики  дуния  чемпионати,  Шотландияниң 

мустəқиллиги тоғрилиқ референдум, Украининиң шəрқи-җəнубидики вə 

Ғаза секторидики қураллиқ тоқунушлар, «Ислам дөлити» һəрикитиниң 

қурулуши,  шундақла  Оскар  мукапитиға  егə  болған  «Он  икки  жил 

қулчилиқта» фильми киргəн.



Йеңи пайтəхт салмақчи

Авғанстан 

заманивий 

пайтəхт — Йеңи  Кабулни 

селишқа тəйярлиқ көрүватиду. 

Мəзкүр лаһийигə 80 миллиард 

доллар аҗритилмақчи. 

Мəлум  болушичə,  Йеңи  Ка-

бул  һазирқи  пайтəхтниң  йениға, 

йəни шəһəрниң Хаджи-Раваш аэ-

ропорти билəн АҚШниң һəрбий 

базиси  орунлашқан  Баграм-

дики  аэродром  оттурисидики 

территориягə  селинмақчи.  Йеңи 

пайтəхтни селиш 15 жилға планланған. Униңда тəхминəн 2,5 миллион 

адəм  яшайдиған  болиду.  Буниңдин  кейин  Кона  Кабул  дəп  атилидиған 

мəмликəтниң һазирқи пайтəхти бир миллион адəмгə молҗалаған болси-

му, бу йəрдə 5-6 миллион адəм яшайду. 

АЛӘМДӘ  НЕМӘ  ГӘП     

АЛӘМДӘ  НЕМӘ  ГӘП     



«ЕЛИПБƏ» 

БИЛƏН 

ХОШЛАШТИ

Түркүмни тəйярлиған Насирахун РОЗАХУНОВ.

Соғдин зəрдап чəкмəктə

Һиндстанниң  Уттар-Прадеш  шта-

тида һава райиниң адəттин ташқири 

соғ  болушидин  қириқтин  ошуқ  адəм 

көз жумди

Декабрь  ейидила  пүткүл  мəмликəт 

бойичə 92 адəм 

зəрдап 


чəкти. 

Температуриниң 

төвəнлиши 

вə 


көплигəн  җайларни  қоюқ  чаң  бесиши 

түпəйли 150тин ошуқ поезд қатнашлири 

вə бирқатар авиарейслар рəт қилинди, йолувчилар транспортлириниң 

қатнашлириму  еғирлашқан.  Синоптикларниң  мəлуматлиричə,  штат 

территориясидə  температура  адəттикидин 10 градусқа  төвəнлигəн. 

Йəрлик  һакимийəт  өйсизлəргə  түнəш  чедирлирини  сетивелиш  үчүн 

300 миң доллар бөлди. 

Мəктəп һаяти

Мəктəп һаяти

Мəктəп һаяти

Мəктəп һаяти


өрлəйсиз  вə  жиқилисиз,  күлисиз  вə 

жиғлайсиз,  муһəббəткə  еришисиз  вə 

дүшмəнму таписиз. Бирақ немила йүз 

бəрмисун,  һаятқа  үмүт-ишəнчə  билəн 

қараң. 

Мезан 

(Весы, 

24.09 —  23. 10).  Йеңи 

жилда  сизни  өзиңиз 

тəсəввурму 

қилмиған 

вақиəлəр  күтүп  тури-

ду.  Пəхəс  болмисиңиз, 

тəңпуңлуғиңизни сақлап қалалмайсиз. 

Айиғиңизда 

чиң 

туруң, 


ички 

туйғуңиз  сизниң  əң  садиқ  достиңиз 

вə  йеқин  мəслиһəтчиңиз  болиду. 

Алдирақсанлиқ  қилишниң  һаҗити 

йоқ. Һəммə нəрсиниң өз новитидə йүз 

бəргини яхши. 



Чаян 

(Скорпи-

он, 24.10 — 22. 11). 

Һаятиңизға 

қандақту-

бир  йеңилиқни  қошуң, 

шундақла  яхшилиқтин 

башлаң. 


Хелидин 

буян  көзиңиздин  нери 

болған  кимду-бири  қайтип  келиши 

мүмкин.  Əқлиңиз  вə  ички  туйғуңиз 

келишмəсликлəрниң  алдини  елиш, 

тиришчанлиғиңиз  болса,  һəрқадақ 

проблемини һəл қилиш имканийитини 

бериду. 


Ячақ 

(Стре-

лец, 23.11 — 21. 

12). 

Һəрнəрсиниң 

өз  вақти-саати  бар. 

А л д и р а қ с а н л и қ 

қилсиңиз, кəлгəн бəхит-

амəттин айрилип қелишиңиз мүмкин. 

Өзиңизгə 

вə 


əтрапиңиздикилəргə 

ишиниң. Бəзидə бəхит-саадəт тəсадипи 

келип қалиду. Турмуш-һаятиңиз анчи-

ла йеник болмайду. Бирақ у илгəркигə 

қариғанда хелə қизиқарлиқ өтиду. 

Оғлақ 

(Козерог, 

22.12 — 20. 01).  Қандақ 

ишни 


қолға 

алмаң, 


һəммиси  оңушлуқ  боли-

ду.  Муһəббəт,  ишəнчə, 

тоқунушлардин  қечиш 

вə 


һəммə 

нəрсини 


яхшилиққа 

җоруш 


маһаритиңиз 

утуқлуқ  болушиңизға  ярдəмлишиду. 

Жилниң бешида йеқинлириңиз билəн 

бир  мəсилини  һəл  қилишқа  урунуш 

кəйпиятиңизни 

чүширип 


қоюши 

мүмкин.  Бирақ  һəммə  нəрсə  оңушлуқ 

болиду.  Тоғра  тамақлиниш  сиз  үчүн 

бемəна һəвəс əмəс, бəлки зөрүрийəт. 



Дəлвə 

(Водолей, 

21.01 — 20. 02).  «Немə 

тəрсəң,  шуни  оруйсəн» 

дегəн 

мақалға 


əмəл 

қилиң. 


Өткəн 

жили 


йүз 

бəргəн 


барлиқ 

мурəккəп 

вақиəлəр 

билəн  тоқунушларни  көз  алдиңиздин 

өткүзүп, 

тəһлил 


қилиң, 

хуласə 


чиқириң. Сиз мүҗəзи əң еғир адəмлəр 

билəн мунасивəт орниталайсиз. Бирақ 

саламəтлигиңиз биринчи орунда туру-

ши керəк.



Белиқлар  (Рыбы, 

21.02 — 20. 03).  Узун-

дин  буян  издəватқан 

нəрсиңизни 

таписиз 


вə  у  сизгə  һəқиқий 

хошаллиқ 

һəдийə 

қилиду.  Ялғузларниң  сөйүмлүк  ади-



мини  учритиш  имканийити  бар. 

Əгəр  һазир  қешиңизда  өзиңиз  ан-

чила  яқтурмайдиған  адəм  болса, 

униңдин 


чапсанирақ 

үзүл-кесил 

жирақлишишқа  тиришиң.  Əксичə 

болғанда, көңүл кəйпиятиңизға сəлбий 

тəсир қилиши мүмкин.   

6.01.2015

11

Қоза  (Овен, 21.03 

— 20. 04).  Қой  жили 

сизгə 


һəрхил 

соға-


мөҗүзилəрни  тəйярлап 

қойди. Йеңи тонушларни 

тепишиңизму 

мүмкин. 


Бирақ  һəммə  нəрсини  əқил  таразиси-

дин  өткүзмисиңиз,  көп  нəрсилəрдин 

айрилип  қелишиңиз  еһтимал.  Йеңи 

жилниң  еқин-қиниға  чүшүш  қийин. 

Бирақ  сизниң  қолиңиздин  келиду! 

Йотқиниңизға қарап путиңизни созуң 

вə  пəқəт  өзиңизгила  үмүт  қилиң.  Бу 

саламəтлигиңизни  сақлап  қелиш  им-

канийитини бериду. Аилəвий ишларға 

диққəт  бөлүң.  Йеқинлириңиз  сиздин 

миннəтдар болиду.

Уй  (Телец, 21.04 

— 20. 05). Алдиңизға 

чиққан 


һечнəрсигə 

қаримай, 

көзлигəн 

м ə х с и т и ң и з г ə 

йетишкə 

тири-


шисиз.  Көп  нəрсə 

бəзидə утуқ-амəткə, бəзидə өзиңизниң 

қ ə т ъ и й л и к - т и р и ш ч а н л и ғ и ң и з ғ а 

бағлиқ.  Пəқəт  еғир-бесиқ  болуң. 

Өйүңиздə  «дегиним  дегəн»  дəп 

турувалмаң. 

Шундақ 

қилғандила 



барлиқ  тоқунушлар  биртəрəп  боли-

ду.  Һəддидин  ташқири  зориқип  ке-

тиш  саламəтлигиңизгə  тəсир  қилиши 

мүмкин.  Һəммə  нəрсини  ичиңизгə 

алмаслиққа тиришиң. 

Гезəклəр  (Близ-

нецы, 21.05 — 21. 

06). Қой жилиға чоң 

үмүт  қилиң. 2015-

жил  сизгə  асасəн 

ш ат - ш а д и м а н л и қ 

д ə м л ə р н и 

беғишлайду.  Қолға  алған  ишлириңиз 

орунлиниду. 

Һəрқандақ 

синақ-

ховуплардин 



өткəн 

аилəвий 


мунасивəтлəрдə  қизиқарлиқ  дəвир 

пəйда  болуп,  һиссиятлар  қайтидин 

ойғиниду. 

Қисқучпақа 

(Рак, 

22.06 — 22. 07).  Сиз 

өзгиришлəр  һарписида 

турисиз. 

Һечнемидин 

қорқмай,  уларға  тəйяр 

болуң. 


Узақ 

жиллиқ 


тоқунушларни  биртəрəп 

қилиш 


вə 

һəммə 


нəрсини  унтуп  қелиш  имканийити 

моҗут.  Жирақ  сəпəргə  атлиниш  сизгə 

көплигəн  йеңи-йеңи  һис-туйғуларни 

һəдийə қилиду вə һаятиңиздин қанаəт 

һасил  қилисиз.  Саламəтлигиңизгə 

диққəт бөлүң.



Арслан  (Лев, 23.07 

— 23. 08).  Һəммə 

нəрсини 


кейингə 

қалдуруп, 

үмүт-

амитиңизни 



издəп-

тепишқа 


алдираң. 

Жираққиму  бармайсиз, 

у  сизни  йеқин  йəрдила  күтүп  тури-

ду.  Бирла  агаһландуруш:  өйүңиздə 

течлиқ-инақлиқ 

һөкүм 


сүрсун 

десиңиз,  өзиңизни  Қойдəк  жугач 

тутуң. 

Саламəтлигиңиз 



диққəтни 

тəлəп қилиду.



Қиз  (Дева, 24.08 

— 23. 09).  Асав  Ат 

өткəн  жилқи  барлиқ 

келишмəсликлəрни 

вə 


ағриқларни  елип  кети-

ду. Бу жилда кона алақə-

мунасивəтлириңизни 

жүтирип  қойисиз.  Кона 

п р о б л е м и л а р д и н м у 

қутулисиз.  Һаятиңиз  һəрхил  болиду: 

Бу һаятта əң йеқин адимиңдин айрилиштəк еғир мусибəт 

йоқ екəн. Мошундақ җудалиқ дəрдини биз жигирмə тоққуз 

жилдин буян баштин кəчүрүватимиз. 1986-жили 11-февраль 

күни икки пəрзəнтниң аниси, қериндашлириниң йөлəкчиси, 

хушхой  инсан  Аминəм  Салмановадин  туюқсиз  айрилип 

қалдуқ.  Шу  мəһəл  өйүмизгə  ғайиптин  чақмақ  чүшкəндəк 

билинди.  Бирақ  һаят  давамлишип,  тириклəр  тирикчилиги-

ни қилидекəн. Ғəмгүзаримиз бəкму хушхой, қəдир-қиммити 

үстүн  инсан  еди.  Униң  арзулап  баққан  пəрзəнтлири  өй-

очақлиқ  болуп,  арман  қилған  нəврə  вə  чəврилири  дунияға 

кəлди. 

Əзизимиз  һаят  болса,  бийил 10-январь  күни 80 яшқа 



толар  еди.  Биз  уни  чин  қəлбимиздин  тəбриклəп,  гүл  соға 

қилишниң орниға көз яшлиримизни сия қилип, мошу хати-

рини йезиватимиз. Қəдирданимизниң иллиқ қияпити көз алдимиздин кəтмəйду. У 

биз үчүн мəңгү һаят дəп əслигүчилəр: йолдиши Дəра, пəрзəнтлири Тохтахун 



— Муһəббəт, Асийəм — Ришат вə 6 нəвриси һəм 5 чəвриси.

Чонҗа йезиси, Уйғур наһийəси. 



ХАТИРƏ

Астрологиялик тәхмин

Мана, 2015-жил — Қой  жилиму  қутлуқ  өйүмизгə  қəдəм  тəшрип 

қилди.  Адəмлəрниң  Йеңи  жилни  чоң  үмүт-ишəнчилəр  билəн  қарши 

алидиғанлиғи, униңдин яхшилиқларни күтидиғанлиғи тəбиий. Шундақ 

екəн,  Қой  жили  бизгə  немə  елип  келиду.  Əлвəттə,  жилниң  қандақ 

өтүши,  биринчи  новəттə,  һəрбир  адəмниң  өзигə  бағлиқ.  Шундақ  болси-

му, «Палға  ишəнмə,  палсиз  жүрмə»  демəкчи,  төвəндики  астрологиялик 

тəхминлəргиму диққəт бөлүп қойғанниң зийини болмиса керəк. 

Алмута шəһиридики 15-шипаханиниң кол-

лективи  мəзкүр  мəһкиминиң  хадимлири  Дил-

мурат вə Меһрибанум Имəровларға һəдиси



Имһанəм ҺОШУРОВАниң

вапат  болуши  мунасивити  билəн  чоңқур 

қайғуруп тəзийə билдүриду.

Бир  топ  дост-бурадəрлири  Панфилов 

наһийəси Дехан Ғəйрəт йезисиниң турғуни

Имһанəм ҺОШУРОВАниң

мəзгилсиз  вапат  болуши  мунасивити  билəн 

мəрһумниң  аилисигə  вə  қом-қериндашлириға 

чоңқур қайғуруп тəзийə билдүриду.

Хəлиқара  Уйғур PEN клуби  мəзкүр 

җəмийəтлик  тəшкилатниң  əзаси  язғучи,  журна-

лист

Мəмтимин РОЗИБАЕВниң

вапат  болуши  мунасивити  билəн  мəрһумниң 

аилисигə  вə  қом-қериндашлириға  чоңқур 

қайғуруп тəзийə билдүриду.

Алмута  шəһиридə  истиқамəт  қилидиған  бир 

топ  чөчəклик  жутдашлири  Фирузаға  йолдиши, 

Халимаға иниси

     Мəмтимин РОЗИБАЕВниң 

вапат  болуши  мунасивити  билəн  чоңқур 

қайғуруп тəзийə билдүриду.

Абай 


намидики 

Қазақ 


Педагогика 

институтиниң  уйғур  бөлүмини 1963-жили 

тамамлиған  савақдашлар  Қəһриман — Раһат, 

Баһар — Зерип,  Нурванəм — Камалдин,  Реһан 

— Тельман, Абдуреһим — Саадəт, Нариман — 

Һурийəт,  Турсун — Ризвангүл,  Абдусалам — 

Реһан савақдиши, пешқəдəм мəрипəтчи вə шаир

Мирғияс СЕМƏТОВниң

вапат  болуши  мунасивити  билəн  мəрһумниң 

аилисигə  вə  қом-қериндашлириға  чоңқур 

қайғуруп тəзийə билдүриду.

«Уйғур  авази»  гезитиниң  коллективи  

пешқəдəм мəрипəтчи вə шаир



Мирғияс СЕМƏТОВниң

вапат  болуши  мунасивити  билəн  мəрһумниң 

аилисигə  вə  қом-қериндашлириға  чоңқур 

қайғуруп тəзийə билдүриду.

Талғир 

наһийəсиниң 



Туздыба-

став  вə  Бесағаш  йезилириниң  жут-

җамаəтчилиги 

Бесағаш 


йезисиниң 

турғуни, жут активисти



Нурмəһəмəт ЗАКИРИЯРОВниң

вапат  болуши  мунасивити  билəн 

мəрһумниң 

аилисигə 

вə 

қом-


қериндашлириға 

чоңқур 


қайғуруп 

тəзийə билдүриду.

Əмгəкчиқазақ 

наһийəси 

Қизилшəриқ  йезисиниң  җамаəтчилиги 

жутдиши


Тайир ҚУРБАНОВниң

вапат  болуши  мунасивити  билəн 

мəрһумниң 

аилисигə 

вə 

қом-


қериндашлириға 

чоңқур 


қайғуруп 

тəзийə билдүриду.

Мəмировларниң,  Қурбановларниң 

вə 


Қəмирдиновларниң 

аилилири 

Қизилшəриқ йезисиниң турғуни

Тайир ҚУРБАНОВниң

вапат  болуши  мунасивити  билəн 

мəрһумниң  аилисигə  чоңқур  қайғуруп 

тəзийə билдүриду.

Турсунмəһəмəт, Аблимит – Мерван, 

Туғлуқ – Турғунбүви,  Шəрəпəт,  Сейи-

тахун – Туранқиз, Пидахмəт, Сейитахун 

–  Баһар,  Абдукерим,  Аюп – Патигүл, 

Һошурахун – Нурбүвидин  тəркип 

тапқан мəшрəп əһли мəзкүр мəшрəпниң 

əзаси 

Тайир ҚУРБАНОВниң

вапат  болуши  мунасивити  билəн 

мəрһумниң 

аилисигə 

вə 

қом-


қериндашлириға 

чоңқур 


қайғуруп 

тəзийə билдүриду.

Адəттə, 

меһман 


үзүлмəйдиған 

өйүмизгə  бу  қетим  адəмлəр  наһайити 

көп жиғилди. Биз анимиз Имһанəм Аб-

дрим қизидин айрилип, еғир мусибəткə 

чөмдуқ.  Жутдаш,  қаяшлар  бизни 

бəзлишип, тəң һəсрəт чекишти.

Биз атимиздин кичик қалдуқ. Анимиз 

бəш балиға ата һəм ана болуп көп җапа 

чəкти.  Һелиму  есимда.  Таң  сəһəрдин 

кəч  киргичə  етизда  ишлəп,  ахшими 

нан  йеқип,  кир-қатлиримизни  жуят-

ти. 1958-жили  ШУАРда  кооперативлар 

қурулғанда,  у  аяллар  бирлəшмисиниң 

рəиси  болуп  сайланди.  Бу  вəзипини 

наһайити  җавапкəрлик  билəн  атқурди. 

Кечə-күндүз  өй  көрмəй 1963-жилғичə 

зор  меһнəт  қилди.  Хизмити  мунасип 

баһалинип,  талай  қетим  наһийəлик, 

вилайəтлик  конференциялəргə  делегат 

болуп  қатнашти.  Зор  һөрмəткə  сазавəр 

болди.  Бу  мəзгиллəрдə  анимизға  қол-

қанат  болушқа  тириштуқ.  Биримиз 

əтигəн  туруп  сийир  сағаттуқ,  бири-

миз  қазанда  чай  қайнитаттуқ.  Өйни  су 

чечип  сүпирип,  тазилап,  чоңлиримиз 

етизға,  кичиклəр  мəктəпкə  кетəттуқ. 

Мəн мəктəптə яхши оқудум. Ата-анилар 

жиғинлири, мəйрəмлəрдə əлачи атилип 

мукапатларға  еришкинимдə,  қанчилик 

хошал  болған  едиңиз,  ана! «Мениң 

үзүмни йəргə қаратмай, яхши оқуғиниң 

үчүн  саңа  разимəн,  оғлум»  дəп 

бағриңизға чиң бесип сөйгəнлириңизни 

һеч унтумаймəн.

1963-жили  биз  бу  диярға  көчүп 

чиқип, Чоң Чиған йезисиға орунлаштуқ. 

Шундин башлап бизниң йеңи һаятимиз 

башланди.  Биз  аста-аста  əр  йетип, 



Сиз биз үчүн мəңгү һаят!

һəммимиз  ой-очақлиқ  болуп,  өз  тирик-

чилигимиз  билəн  мəшғул  болдуқ.  Сиз 

йəнила  тиним  тапмай  һəрбиримизниң 

ғемида  сəкпарə  болуп  жүрдиңиз. 

Келинлириңизни  өз  қизиңиздин  артуқ 

көрүп,  меһриңизни  төктиңиз.  Уларму 

сизни  өз  анисидəк  көрди.  Қəдирлиди, 

һөрмəт қилди. 

Сизниң  арам  алғиниңизни  задила 

билмəймəн,  ана.  Мəлини  күнигə  нəччə 

айлинип,  һəрбиримизниң  əһвалимизни 

билип, нəврилириңизниң һалидин хəвəр 

елип,  ағрип  қалса,  давалап  кетəттиңиз. 

Қолиңиз  қандақ  шипалиқ  еди,  ана! 

Чоңчиғанлиқлар сизни «скорый момай» 

дəп атавалған еди. Барлиқ уруқ-туққан, 

холум-хошна  вə  жутниң  һалидин 

хəвəр  алаттиңиз.  Уларни  йоқлаттиңиз. 

Қолиңиздин келишичə давалаттиңиз. 

Һөрмəтлик  ана!  Сиз 97 жил  өмүр 

сүрдиңиз,  һалавəтму  көрдиңиз.  Сиз 

бақиға қайтқанда, Яркəнт тəвəси тəврəп 

кəтти. Биз билəн биллə һəсрəт чəкти. Яз 

бойи  бир  тамча  яғмиған  ямғур  у  күни 

бир  тəвлүк  тохтимай  йеғип,  җиназа 

намизиңиз  алдида  бирла  тохтиди.  Буни 

мəн  бизгə  қошулуп, «Асман  жиғлиди, 

зимин  жиғлиди»  дəп  тəсəввур  қилдим, 

əзиз ана!

Һəммимизни 

жиғип, 


көп 

несиһəтлəрни  қилип  «Мəн  силəрдин 

рази.  Келинлирим,  қизлирим  силəрдин 

у  дуния,  бу  дуния  разимəн»  дəп 

дуариңизни берип кəттиңиз. Сизму биз-

дин  рази  болуң,  əзиз  ана!  Сиз  бизниң 

жүригимиздə мəңгү яшайсиз.

Азат ТОХТАЕВ.

Алтөй йезиси, Панфилов наһийəси. 

«Уйғур авази» гезитиниң тəһрирати  

гезитимизниң  сабиқ  хадими  Учқун 

Қурбанниязовқа аниси

Сəвлəтханниң

вапат  болуши  мунасивити  билəн 

чоңқур қайғуруп тəзийə билдүриду.

Яднамə


Яднамə

Яднамə


Яднамə

12

6.01.2015

ГЕЗИТНИҢ ТƏСИСЧИСИ ҺƏМ НƏШИР  ҚИЛҒУЧИСИ: “ҚАЗАҚ ГАЗЕТТЕРІ” ҖАВАПКƏРЛИГИ ЧƏКЛƏНГƏН ЙОЛДАШЛИҒИ 

“Уйғур авази” гезитида елан қилинған материалларниң 

муəллиплик һоқуқи “Қазақ газеттері” җавапкəрлиги 

чəклəнгəн йолдашлиғиға мəнсүп.



Бизниң адресимиз: 

050009, Алмута шəһири, 

Абай проспекти,143-өй 

(Гагарин кочисиниң 

дохмуши),  5-қəвəт.

Телефонлар:  қобулхана 

394-41-31, 

394-37-60(факс)

Электрон почтимиз: 

u_avazі@maіl.ru

www.uyguravazі.kz

“Уйғур авази” – индекси  65357, 

җумһурийəтлик иҗтимаий-

сəясий гезит, һəптисигə бир 

қетим – пəйшəнбə күни чиқиду. 

Ройхəткə елиш гувана-

миси №7330-Г. Қазақстан 

Җумһурийити Мəдəнийəт вə 

əхбарат  министрлигиниң 

Əхбарат вə архивлар коми-

тети тəрипидин 2006-жили 

4-июнь күни  берилгəн. 

 4  басма тавақ 

М 1 2 3 4 5 6 7 8 9 10  П 1 2 3 4 5 6 7     Буйрутма 2050 Тарилиши 13095 нусха

Муһəррирлəр 

кеңишиниң

 рəиси  –  

Баш  мудир 

Жумабек

КЕНЖАЛИН

Баш 

муһəррир

 Ершат 

ƏСМƏТОВ

“Уйғур авазиниң” сәйилгаһи

қобулхана 394-42-90, kaz_gazeta@maіl.ru.

Гезит “УЙҒУР АВАЗИ”  редакциясиниң компьютер 

мəркизидə  терилди вə сəһипилəнди.

“Алматы — Болашақ” акционерлиқ җəмийитиниң 

басмиханисида бесилди. 

Алмута шəһири, С.Муқанов кочиси, 223 в.

Гезитимиз сəһипилиридə бесилған мақалилар 

муəллиплириниң мəвқəси редакция мəвқəси болуп 

һесапланмайду. Редакциягə кəлгəн материаллар егисигə 

қайтурулмайду вə уларға җавап берилмəйду.

Қолязма қобул қилинмайду. Редакциягə əвəтилгəн мате-

риаллар компьютерда терилгəн болуши шəрт вə үч бəттин 

ашмаслиғи керəк.

Бир жилда 12 ай бар.

Сааттики рəқəмлəр сани — 12

Адəм  бəдини    асасəн 12 

бөлəктин  ибарəт:  баш,  йүз,  яңақ, 

мүрə,  омуртқа,  сағра,  жуқарқи 

билəк,  төвəнки  билəк,  қол,  йота, 

пақалчəк, пут.

Башта 12 чоң мейə əсəби бар.

Көкрəктə 12 көкрəк омуртқиси, 

12 чоң қовурға орунлашқан.

Жулунда 12 өгə вə униңға мас 

12 җүп жулун əсəби бар.

Аччиқ 

үчəйниң 


биринчи 

бөлиги «12 бармақ үчəй» дəп ати-

лиду.  Чүнки  униң  узунлуғи 12 

бармақниң  кəңлигигə  тоғра  кели-

ду.

Адəм организмидики 12 томур 



12 ички əза билəн тутишиду.

Башқиларниң  үмүтини  йе-

никлик  билəн  йоққа  чиқармаң. 

Бəлким,  бу  уларниң  бирдин-бир 

үмүти болуши мүмкин.

Аччиғиңиз  кəлгəн  пəйттə 

һəрқандақ қарарни чиқармаң.

Яллиған 


адəмлириңизгə 

ишини  түгəтмəй  туруп,  һəргиз 

һəққини бəрмəң.

Һеч  немиси  йоқ  адəмдин 

еһтият қилиң.

Əдəплик  вə  əпчиллик  билəн 

«яқ» дейишни үгиниң.

Турмушниң тамамəн адил бо-

лушини үмүт қилмаң.

«Билмəймəн» 

дейиштин 

қорқмаң.


Күндə үч кишини махтаң.

Һеч 


болмиғанда 

бир 


қетим  таңниң  сүзүлүшидин 

һөзүрлиниң.

Башқиларниң көзигə көпирəк 

қараң.


«Рəхмəт» дегəн сөзни нурғун 

пайдилиниң.

Башқиларниң 

өзиңизгə 

қандақ муамилə қилишини үмүт 

қилсиңиз,  уларғиму  шундақ 

муамилə қилиң.

Йеңи  дост  тутуң,  кона 

достлуқни мустəһкəмлəң.

Мəхпийликни 

сақлашни 

билиң.


Хаталиғиңизни  вақтида  ети-

рап қилиң.

Башқиларни  көңүл  қоюп 

аңлашни үгиниң.

Яман гəплəргə қулақ салмаң.

Əгəр  сиздə  бир  анар  болса, 

амал  қилип,  униңдин  ширнə 

чиқириң.


Жуюнуватқанда нахша ейтиң.

Мəс  һалəттə  кишилəрниң 

көзигə чүшмəң.

Җора  издигəндə  наһайити 

еһтиятчан болуң. Чүнки у сизниң 

90 % бəхтиңизни бəлгүлəйду.



www.baxlan.com

Бәхитлик вә амәтлик 

болумән десиңиз...

Сиз  аңлиғанму?

Сиз  аңлиғанму?

12 сани һəққидə

Чашқан жили 

туғулғанлар йеқимлиқ, 

дипломат, тəсирчан, 

зеһинлик, ихтисатчил, 

җəзбилик келиду.

Кала жили 

туғулғанлар түз, йеңилиқ 

яритишқа меһир, 

мəхсəтчан, еһтиятчан, 

сөзмəн келиду.

            

Йолвас жили 

туғулғанлар қизғин вə 

сəмимий, паалийəтчан, 

батур, меһриван, 

җəлипкар, абройлуқ 

келиду.


Тошқан жили 

туғулғанлар зерəк, 

еһтиятчан, қоли гүл 

келиду.


Белиқ жили 

туғулғанлар 

күчлүк, қизғин, 

муваппəқийəтлик, 

җигəрлик, сағлам, 

һиссиятчан келиду.



Илан жили 

туғулғанлар беваситə 

туйғулуқ, парасəтлик, 

җəзбилик, зерəк-чаққан, 

еһтиятчан, дилкəш ке-

лиду.


Ат  жили  туғулғанлар 

чүшəндүрүшкə 

маһир, 

рəсим-йосунлуқ, 



зерəк 

һəм  өз    нəтиҗилири 

билəн 

кишилəрниң 



алқишиға 

сазавəр 


болидиғанлардин.

Қой жили 

туғулғанлар һəвəсмəн, 

рəһбирий ихтидарға 

егə, зерəк, парасəтлик, 

тəмкин, қизғин келиду.

Маймун жили

 туғулғанлар 

еһтиятчан, əқиллик, 

сəзгүр, зерəк-чаққан 

келиду.

Тоху жили 

туғулғанлар маслишиш-

чан, җанкөйəр, сəмимий, 

һəзилкəш келиду.



Ишт жили 

туғулғанлар изчил, 

мəсъулийəтчан, 

батур, җасарəтлик, 

əқиллик, һөрмəтлик, 

əхлақлиқ келиду.



Тоңғуз жили 

туғулғанлар еһтиятчан, 

батур, мəдəнийəтлик, 

сəмимий растчил 

келиду.

«12 мүчəл һəққидə қизиқарлиқ 

параң» китавидин елинди.

Мүчәл һәм 

мүҗәз

рд

Йолдиши  аялиға  «Үч  күндин 



кейин  келимəн»  дəп  қоюп,  сəпəргə 

атлинипту.  Аридин  бир  һəптə,  бир 

ай  өтүпту.  Шу  чағда  аяли  əнсирəп, 

йолдишиниң  барлиқ  ағинилиригə 

телефон 

қилишқа 

башлапту. 

Бир  қизиғи,  уларниң  һəммисила 

дəл  шу  тапта  ағиниси  уларниң 

өйидə  екəнлигини  ейтип,  аялини 

хатирҗəмликкə чақирипту.

Қени 

əмсə, 

достлар, 

қəдəһлиримизни  садиқ  ағинилəр 

үчүн көтириветəйли!

***

Һарақкəш достлиридин сорапту:

—  Ейтиңлара,  бир  челəккə  су, 

йəнə  бир  челəккə  һарақ  қуюп, 

ешəкниң алдиға қойса, у қайсисини 

ичиду?

 — Əлвəттə, суни.

—  Көрдүңларму,  у  шуниң  үчүн 

ешəктə!

Қени 

əмсə, 

достлар, 

қəдəһлиримизни 

һаятта 

тоғра 

йолни 

таллавалғанлар 

үчүн 

көтириветəйли!

ЙЙ

ең



ңи-

и-

ж



жи

ил

лл



ли

и

қ



 

 т

то



ос

ст

т



ла

ар

р



Студентниң тости: 

— 

Қени 

əмсə, 

достлар, 

қəдəһлиримизни  «Җан  көйдүрүп,  ти-

ришип-тирмишип,  чин  һəвəс  бағлап 

оқуватиду»  дəп  ойлап,  бизгə  ишинип 

жүргəн  йезидики  ата-анилиримиз 

үчүн көтириветəйли!

***

Бир аял дохтурға мундақ дəпту:

—  Мениң  йолдишим  ғəлити 

бир  ағриққа  дучар  болуп  қалди. 

Қанчə 

вақирисамму, 

тилисам-

му  қулиғиға  гəп  кирмəйду.  Худди 

һечнəрсə болмиғандəк, өзиниң ишини 

қиливериду.

— Хатирҗəм болуң, бу ағриқ əмəс, 

худаниң  бəргəн  бир  амити.  Ундақ 

хислəткə еришишни һəрқандақ əр ар-

ман қилиду, —дəп җавап берипту дох-

тур.

 Қени  əмсə, достлар, қəдəһлиримизни 

бизгə дайимла вақирап, тиллап, иши-

мизни  алдиға  бастуридиған  аяллар 

үчүн көтириветəйли!

***

—  Мəн  яхши  көридиғанларға 

—  мустəһкəм  саламəтлик,  мени 

яхши 

көридиғанларға 

пүтмəс-

түгимəс  байлиқ  тилəп,  алдимиздики 

қəдəһлиримизни көтириветəйли!

Буш билəн Обама Қəшқəр базирида.

Буш билəн Обама Қəшқəр базирида.

(Гезитимизниң 

новəттики 

сани 15-январь,  пəйшəнбə  күни 

чиқиду).

Һəзил-сүрəт.

Һəзил-сүрəт.

Document Outline

  • 1-
  • 2-3
  • 4-5ps
  • 6-7
  • 8-9ps
  • 10-11
  • 12


Достарыңызбен бөлісу:
1   2   3   4




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет