6.01.2015
«Кона жилни әсләп,
Йеңи жилни күттуқ»
Пəрһат МАДАЛИЕВ, полиция полковни-
ги:
— Мениң Йеңи жилни ишта қарши
еливатқинимға бийил оттуз жил болди. Буниңға
өйдикилəрму үгинип қалди. Һазир маңа,
бирнəччə жил болди, оғлум Таһир қошулди.
Уму полиция хадими. Иккимиз кечиси саат
бирлəргə йеқин өйгə келип, бир-биримизни
тəбриклəштуқ. Атап қойған соғилиримизни
тəғдим қилдуқ. Əллик грамм шампандин кейин
нəврилəрниң һүнирини тамашə қилдуқ.
Йəнə бир оғлумиз — Ислам, наһийəлик
олимпиадиға қатнишип, география пəнидин
биринчи орунни алди. Иккинчи қəдəһни шу оғлумизниң утуғи үчүн
көтəрдуқ. Кейин талаға чиқип, салют аттуқ.
Өткəн жил шəхсəн өзəм үчүнму утуқлуқ болди дейишкə боли-
ду. Мəн рəһбəрлик қиливатқан Шəхсий мүлүккə вə оғрилиққа қарши
күришиш бөлүми җинайəтни паш қилиш бойичə яхши көрсəткүчлəрни
қолға кəлтүрдуқ. Əмгигимиз жуқури баһалинип, хизмəт бабида
пайдилинидиған йеңи машина елишқа муйəссəр болдуқ. Бу һəрқетим
Йеңи жилни ишта қарши алидиғинимниң пайдиси.
Аидəм ПƏХИРДИНОВА, тележурналист:
— Һелиму ядимда, мəн алтинчи синип-
та оқуватқанда Алмутида туридиған һəдəм
маңа «Красная шапочка» мултьфильмидики
баш қəһриманниң кийимини елип кəпту. Шу
жилдин башлап, мəн арча мəйримидə «Крас-
ная шапочкиниң» обризини яраттим. У кийим
башта маңа йоған болуп, уни кичиклитишкə
тоғра кəлди. Қизиқ йери, мəн он биринчи си-
нипни пүтирип кəткичə, шу рольни ойнидим.
Жуқарқи синипларға көчкəндə һелиқи костюм-
ни йоғатишқа тоғра кəлди.
Йезидики йеңи жилниң йəнə бир ядим-
да қалғини, достлар билəн дадилиримизниң җугисини тəтүр кий-
ип, қолумизға көсəй тутуп, өйму-өй кирəттуқ. Шундақ өй арилап,
кəдимкидəкла кəмпүт жиғаттуқ. Униңдин кейин достлар билəн дөңгə
чиқип, чана тейилаттуқ.
Вақит өтүп, көп нəрсилəр унтулуватиду. Мəн шуниңға өкүнимəн. Қой
жилини өйдə достлирим билəн қарши алдим. Бийил мениң мүчилим.
Шуңлашқа дəстиханда асасəн қойниң гөши болди. «Қойниң гөшини бу
жили дəстиханға қоюшқа болмайду» дегəнгə мəн ишəнмəймəн. Амма
мүчəл йешида яхши көргəн кийимини биригə бериветидиған иримға
ишинимəн. Һазирниң өзидə бираз кийимимни «соға» қилип үлгəрдим.
Илаһим, бу жилму, өткəн жиллар охшаш хатирҗəм өтсекəн дəймəн.
Мəхсəтҗан ҚАҺҺАРОВ, тиҗарəтчи:
— Өткəн жилни аилəм билəн Уйғур
наһийəсидики «Тумар» дəм елиш орнида қарши
алған едуқ. Бу яқта азду-тола тиҗаритимниң
барлиғини йошурмаймəн. Шуңлашқа һəм
тиҗарəт һəм дəм елиш болди. Дəм елишқа
тохтилидиған болсақ, у йəрдə бал маскарад
уюштурдуқ. Дəм алғучилар йеңи жилға йе-
рим саат қалғичə оюн-тамашə қилип, андин
дəстиханға олтарди. Алмутидин талантлиқ
сəнъəткар Сəһəрдин Йүсүпов башчилиғида
бир топ артистлар келип, дəм алғучиларниң
хизмитидə болди. Бийилму бу əнъəнə давам-
лишиватиду. Амма бу қетимқи йеңижиллиқ кəчкə мəн қатнишалмай
қалдим. Чүнки Йеңи жилни аилəм билəн Алмутида қарши алдим.
Буниңму өзигə чүшлуқ сəвəви бар. Алмутидики Сулейман Димерел
намидики колледжда оқуватқан оғлум Арманҗан Америкиға оқушқа
атлиниш алдида туриду. Шуниңға мунасивəтлик биз йеңи жилни Алму-
тида қарши елип, униңға ақ йол тилидуқ. Əнъəнивий арчимизни қоюп,
уни безəшни 5-синипта оқуватқан қизимиз Шахсəнəмгə тапшурдуқ.
Уму акиси охшаш əлачи оқуйду. Уни рəғбəтлəндүрүш нийитидə: «Арчи-
ни чирайлиқ безəң, сизгə Қиш бовай соға елип келиду» дедим. Қизим
һеч ойланмастинла : «У Қиш бовайниң исми Мəхсəтжан Қаһһаров»
деди. У ишəнмисиму арчиниң йениға соға қоюшқа тоғра кəлди. Бийил
дəстихинимизниң асасий таами қой гөшидин тəйярланған сирнə болди.
Дилмурат БАҺАРОВ, композитор:
— Хаталашмисам, «Дəрвишлəр» топи
қурулғандин кейин сəккиз жил уда Йеңи жилни
сəһнидə қарши алдуқ. Бу, биртəрəптин, қизиқ.
Йəнə бир тəрəптин, һерип кетисəн. Өйни, өйниң
тамиғини сеғинисəн дегəндəк. Сəккиз жилниң
ичидə қизиқ вақиəлəрму көп болди. Бир жили
Йеңи жил кечиси Астанада бир чоң концертқа
қатнишип, шу күнила Алмута йəнə бир
мəрасимға алдиридуқ. У вақитта топимизниң
əзаси Əзиз акам рəмити һаят еди. Биз Адилҗан
Җанбақиев иккимиз бир самолетқа, Əзиз
Мəсимов билəн Райим Һəмраев иккиси башқа
самолетқа олтириваптимиз. Улар шу самолетта бизни бар, дəп ой-
лапту. Бизму һəммимиз биргə учуватимиз, дəп ойлидуқ. Уқушсақ, бу
уюштурғучиларниң «хаталиғи» екəн. Кейин Алмутида тепишип, раса
күлгинимиз ядимда.
Өткəн жил биз үчүнму йемишлик болди, дəп ишəшлик ейталаймəн.
Таҗикстанда өткəн хəлиқара фестивальға, шундақла көплигəн
телелайиһилəргə қатнаштуқ. Вақтимизниң қислиғиға қаримай, икки
жилдин буян Йеңи жилни уруқ-туққан, қом-қериндашлар билəн қарши
еливатимиз. Йеңи жил кечиси мениң əтрапимда мəн яхши көридиған
адəмлəр нурғун. Шуңлашқа мениң йеңижиллиқ кəйпиятим жуқури бол-
ди.
Гезитханларниң пикрини билгəн Бəхтишат СОПИЕВ.
Йеңи
жил
һарписида
имканийи-
ти чəклəнгəн балилар үчүн «Инайəт»
ассоциациясиниң
уюштуруши
билəн
йеңижиллиқ Арча мəйрими болуп өтти.
«Береке» ресторанида өткүзүлгəн бу чарə-
тəдбиргə 100дин ошуқ нака балилар билəн
уларниң ата-анилири қатнашти.
Дəслəп
балиларни
география
пəнлириниң доктори, Əл-Фараби намидики
Қазақ миллий университетиниң профессо-
ри Шерипҗан Надиров тəбриклиди. Андин
Қиш бовай билəн Қар қизи бир саат давами-
да балиларниң көңлини көтəрди.
Балиларни Йеңи жил мəйрими билəн
тəбриклəп кəлгəнлəр америкилиқ «Кон-
салтинг Азия» мəркизиниң хадимлири,
«Җанан» аяллар клуби балиларға һəрхил
оюнчуқларни,
кийим-кечəклəрни
тап-
шурди вə тəминати начар аилилəргə 50
000 тəңгə ианə қилди. «Дилназ» кафеси-
дин Зумрат Абдурешит қизи, «Назугум»
фондиниң мудири Зоһра Самсақова, шəхсий
кархана егиси Шəмшинур Мəхсүтова
Мəлумки,
Мəдəнийəт
өйила əмəс, һəтта клуби,
балилар бағчиси йоқ йези-
ларму бар. Мана мошундақ
камчилиқниң орнини би-
раз
болсиму
толтуруш
мəхситидə Ғəйрəт йезисиниң
яшлири Йеңи жил һарписида
йезидики 3 яштин 5 яшқичə
болған 85 гөдəк үчүн мəйрəм
уюштурди.
Қиш бовай, Қар қиз,
Маша вə Ейиқ, Ялма-
вуз момай, Мальвина вə
башқиму һəрхил чөчəклəр
қəһриманлириниң
кийи-
мини кийгəн йеза яшлири
балиларни һəрхил оюнлар
балиларға мəйрəмлик соғиларни берип,
меһманларниң миннəтдарлиғиға еришти.
Тонулған нахшичи Халима Шаваева
йеқимлиқ нахшилири билəн меһманларға
арамбəхш дəмлирини һəдийə қилди.
Балиларму Арча мəйримигə қуруқ қол
кəлмəпту. Улардин Асимҗан Һапизов, Ер-
жан Дүйсенбиев уйғурчə-қазақчə нахши-
ларни, Нигара Тохтахунова вə Шакир Аву-
тов миллий уссулларни жуқури маһарəт
билəн орунлап, һəмминиң кəйпиятини
көтиривəтти.
Мəйрəмниң ахирида балиларға «Ас-
фальтобетон-1» заводи билəн «БеНТ»
ширкəтлири
тəрипидин
тəйярланған
соғилар тапшурулди.
Йеқимлиқ нахша-саз, əвришим ус-
суллар, тəмлик таамлар билəн өткəн
бу мəйрəм көңли пучулған балилар вə
уларниң ата-анилириниң хатирисидə узақ
сақлинидиғанлиғи талашсиз.
Тəлъəт ҺƏМРАЕВ.
Алмута шəһири.
Хошаллиқ дəмлирини
Хошаллиқ дəмлирини
беғишлиди
беғишлиди
билəн қизиқтурди. Арча
əтрапида нахшилар ейти-
лип, уссуллар ойналди. Ба-
лилар бағчисини вə мəктəп
босуғисини техи атлимиған
гөдəклəр өзлирини сехирлиқ
дунияға кирип қалғандəк
һис қилғанлиғи уларниң чи-
райлиридин ениқ көрүнүп
турди.
Балиларни Йеңи жил
билəн тəбриклəп кəлгəн
Аси
йеза
округиниң
һакими
Орынбасар
Төлепов,
йезиниң
жи-
гитбеши
Муһидин
Турғанов, наһийəлик Уйғур
этномəдəнийəт
мəркизи
йезилиқ шөбисиниң рəиси
Һурийəт
Шавдинова,
Ханим-қизлар кеңишиниң
рəиси Зəйтүнəм Турдано-
ва, йеза активисти Елтай
Сейтахунов вə ата-анили-
ри мəзкүр чарə-тəдбирниң
уюштурғучиси, йеза яшли-
ри кеңишиниң рəиси Ри-
шат Турғановқа разилиғини
билдүрди.
Арча мəйримигə тəклип
қилинған һəрбир бала Қиш
бовайниң соғисини елип,
жуқури кəйпиятта өйлиригə
қайтти.
Рашидəм РƏҺМАНОВА.
Əмгəкчиқазақ наһийəси.
5
***
Мəйрəмлик кəйпият
6.01.2015
8
(Ахири. Беши 2014-жилниң 52-санида).
3. ИҖТИМАИЙ ҖИПСИЛИШИШ
ВƏ ҖƏМИЙƏТНИҢ БИРЛИШИШИ —
ИҖТИМАИЙ СƏЯСƏТНИҢ МУҺИМ
ЙӨНИЛИШИ
Иҗтимаий җипсилишиш вə бирлишиш заманивий
җəмийəтниң тəрəққиятидики муһим доктриниларниң
бири болуп һесаплиниду. Бу йəрдə җəмийəттики
актуал мəсилилəрни һəл қилишқа аһалиниң паал
қатнишишини мəхсəт қилиду. Иҗтимаий сəясəт
һəрхил дөлəтлəрдə миллий вə дуниявий өлчəмлəрдə
ахирқи жилларда өзгириш җəриянини баштин
кəчүрмəктə. Униңға ихтисадий-сəясий, иҗтимаий вə
демографиялик өзгиришлəр тəсир қиливатиду.
Биртəрəптин, иҗтимаий тəминлəш системи-
си өзгəрмəктə. Бу дуния дөлəтлиридики демогра-
фиялик өзгиришлəргə мунасивəтлик (мəсилəн,
яшанғанларниң саниниң көпийиши, миграцияниң
көпийиши, əмгəк базирида аялларниң қатнишишиниң
өсүши) болмақта. Иккинчи тəрəптин болса, аһалиниң
иҗтимаий һимайə қилиш системисиға болған йеңи
тəлəплириниң шəкиллинишиму сəвəп болувати-
ду. Бу җəмийəттə йүз бериватқан өзгиришлəргə
җавап ретидə аммивий аң-сəвийəдə иҗтимаий
җипсилишишниң принциплирини қелиплаштурушни
тəлəп қилмақта.
Иҗтимаий
җипсилишиш — у
пəқəт
қануншунаслиқ яки иш-һəрикəт стандартидики
амиллар əмəс. Бу иҗтимаий мунасивəтлəр, нормилар
Иҗтимаий сəясəт
һаятиға арилишишқа йол қоймаслиқ принциплири вə
мəҗбурийəтлири көрситилгəн.
Һисдашлиқ. Мəлумки, инсанийəтниң адиллиқ
турғусидин тəрəққий етиш үчүн һисдашлиқ муһим
роль ойнайду. Һисдашлиқ дегинимиз пəқəт башқа
бир инсанниң қайғусини, дəрдини чүшинипла
қалмай, бəлки əшу адəмниң өз мəхсəтлиригə йетиш-
тики күришигə ярдəм бериш болуп һесаплиниду.
Адəттə айрим шəхс, аилə, топ вə бирлəшмə билəн
һəтта этникилиқ топлар билəн һисдашлиқ қилиш
һиссиятида болуши мүмкин. Иҗтимаий саһаниң ха-
димлири һəрқандақ зорлуқ-зомбилиқниң зəрдавини
чəккəн вə əркинликлири чəклəнгəн инсанлар билəн
һисдаш болуши керəк.
Иҗтимаий
җавапкəрлик.
Иҗтимаий
җавапкəрлик — бу аһалиниң тəминати начар
қатламлириниң вə инсан һоқуқлири дəпсəндə
қилинған адəмлəрниң мəнпийити үчүн əмəлгə
ашурулидиған
паалийəт.
Демəк,
иҗтимаий
җавапкəрликни һисдашлиқниң əмəлий тəрипи дəп
ейтишқиму болиду,
Течлиқ вə зорлуқ-зомбилиқтин ваз кечиш.
Бу принциплар вə қəдрийəтлəр инсан һоқуқлири
концепциясиниң асаси вə инсанлар арисиди-
ки
мунасивəтлəрниң
сүпитини
көрситидиған
амил. Əлвəттə, əң асасий қəдрийəтлəрниң бири у
течлиқ болуп һесаплиниду. Шуңлашқа течлиқни
сақлаш вə тəминлəш үчүн барлиқ шараитларни вə
мүмкинчиликлəрни пайдилиниш муһим.
вə қəдрийəтлəр, ишəнчə, интегративлиқ нормилар
һəм қəдрийəтлəр саһалири билəн уйғунлаштурулған
дəриҗидə өз əксини тапиду. Бу шундақла
җəмийəттики җипсилишиш вə қəдрийəтлəр ғайиси.
Иҗтимаий җипсилишиш чүшəнчиси Европа
иттипақида дөлəт тəҗрибисидə кəң қоллинилиду.
Европа иттипақиниң һөҗҗəтлиридə: «Иҗтимаий
җипсилишиш — бу җəмийəтниң һəрбир əзасиниң
паравəнлигини
тəминлəш,
тəрəққияттики
тəңпуңсизлиқни йоқитиш ихтидарини көрситиду»
дəп тəкитлəнгəн.
Инсан һоқуқи саһасидики гражданлиқ, сəясий,
иҗтимаий вə ихтисадий əркинликлəр комплексли-
ри, асасəн, икки һөҗҗəттə, йəни, инсан һоқуқини
һимайə қилиш бойичə европилиқ конвенция вə қайта
қаралған Европа иҗтимаий хартиясидə көрситилгəн.
Умумəн, қайси һоқуқлар инсан һоқуқлири
саһасиға кириду?
Бирлəшкəн
Миллəтлəр
Тəшкилати
инсан
һоқуқлириға төвəндикичə ениқлима бериду: «Уму-
мий көрүнүштə инсан һоқуқлирини адəмниң һаят бо-
луп туруши үчүн инсанниң тəбиитигə хас һоқуқларни
аташқа болиду».
Инсан һоқуқлири вə асасий əркинликлəр бизниң
инсаний пəзилəтлиримизни, əқил-параситимизни,
талантимизни пайдилинишқа вə тəрəққий əткүзүшкə
шараит яритиду.
Əнди асасий инсан һоқуқлирини тəһлил қилип
көрəйли. Улар — һаятқа болған һоқуқ, əркинлик,
тəңлик вə камситмаслиқ, адиллиқ, һисдашлиқ,
иҗтимаий җавапкəрлик, течлиқни тəминлəш вə
зорлуқ-зомбилиқтин ваз кечиш.
Һаятқа болған һоқуқ. Тəкитлəш лазимки, инсан
һаятиниң қəдрийитини чүшиниш, инсан һоқуқлири
саһасидики əң асасий иш болуп һесаплиниду. Ин-
сан һаятиниң вə башқиму тирик җаниварларниң
һаятиниң қəдрийити — бу башқа идеаллар вə
қəдрийəтлəрниң мəнбəси. Бу йəрдə һечким мəҗбурий
түрдə өлтүрүлүши мүмкин əмəслиги һəм һаятқа
болған һоқуқ һəрбир инсанниң мутлақ һоқуқи
екəнлигини көрситиду.
Əркинлик. Мəлумки, «һəммə адəмлəр əркинликтə
туғулиду» дегəн принцип инсан һоқуқлириниң уму-
мий декларациясиниң биринчи икки маддисида өз
əксини тапқан. Асасий əркинликлəр: əркинликкə
болған һоқуқ; қуллуқтин азат болуш һоқуқи; инсан
шəниниң дəпсəндə қилинишидин, җазалайдиған,
қийин-қистақлардин əркинлик; һечбир асассиз
қамаққа елиштин əркинлик; һечбир асассиз аилə
вə шəхсий һаятиға арилишиштин əркинлик; һаят
кəчүрүш үчүн макан-җай таллаш вə һəрикəт қилиш
əркинлиги. Буларниң һəммиси новəттики 19 маддида
көрситилгəн.
Тəңлик вə камситмаслиқ. Тəкитлəш лазимки,
һəммə инсанларниң тəңлиги охшаш асасий прин-
цип инсан һоқуқлириниң умумий декларациясиниң
1 маддисида көрситилгəн. Амма у күндилик һаятта
толуқ қоллинилмайду. У адиллиқ принципиниң
асасиға ятиду. Шуңлашқа чоңқур тəтқиқатларни
тəлəп қилиду.
Адиллиқ. Бу йəрдə адиллиқниң һəрхил аспект-
лирини, йəни һоқуқ, сот, иҗтимаий вə ихтиса-
дий тəрəплирини ядимизда сақлиғинимиз дурус.
Буларниң һəммиси җəмийəт əзалириниң шəнини
һөрмəт қилиш принциплириға асасланған вə шəхсниң
бехəтəрлигини тəминлəштə асаслиқ роль ойнайду.
БМТниң хəлиқара шəртнамилирида инсанни аса-
сий əркинлигидин мəһрум қилиш яки униң шəхсий
Хəлиқара һоқуқта инсан һоқуқлириға һөрмəт
билəн қараш принциплириниң ениқлимилири
уларниң хəлиқара нормилири вə стандартлири ениқ
көрситилгəн.
Мəлумки,
һəрқандақ
дөлəтниң
сəясити
мəмликəтниң конституциясидə өз əксини тапиду.
Мəсилəн, Қазақстан Җумһурийитиниң Конституци-
яси. Бу йəрдə һоқуқ нормилири җəмийəтниң һəрхил
саһалиридики дөлəт сəяситиниң йөнилишини
көрситип бериду. Һоқуқ болса, җəмийəтлик
мунасивəтлəрниң механизмини ениқ бир шəкилгə
кəлтүриду. Уни Қазақстан җəмийитиниң һəрбир
əзаси орунлиши керəк.
Жуқурида байқиғинимиздəк, дөлəт сəясити
əмəлгə ашуруш җəрияни барлиқ саһаларда һоқуқ
бойичə рəтлəш механизми билəн чəмбəрчас бағлиқ.
Һазир җəмийитимиздə дөлəтниң вə Һөкүмəт
органлириниң паалийитиниң қанун асаслири
тоғрилиқ гражданлириға чүшəндүрүш бойичə
əхбаратлиқ кампанияни əмəлгə ашуруш һаҗəт
болмақта. Чүнки җəмийəтни һоқуқлуқ дөлəт, һоқуқ
нормилириниң орунлиниши, һоқуқларни һимайə
қилиш чүшəнчилири əтрапида бирлəштүрүш
җəмийəтни иҗтимаий җəһəттин җипсилаштурушниң
асаси болуп қелиши мүмкин.
Иҗтимаий җипсилишиш дөлəтниң тəрəққиятиға
иҗабий тəсир қилиду. Чүнки турақлиқ җəмийəт яхши
ихтисадий паалийəт үчүн шараитларни тəминлəйду.
Бүгүнки таңда постиндустриаллиқ җəмийəтлəрдə
ихтисадий
паалийəткə
қатнишиватқанларниң
иҗтимаий җавапкəрлиги кəңəймəктə. Тиҗарəтниң
иҗтимаий җавапкəрлиги мəсилисигə қизиқиш
көпəймəктə һəм бу қизиқишни əмəлгə ашуруш
бойичə һəрхил васитилəр тəйярлиниватиду.
Җəмийəт, униң һəрбир əзаси өзигə җавапкəрликни
алғанда
җипсилашқан
болуп
һесаплиниду.
Гражданларниң һоқуқлири биртəрəптин гражданлар
өзлириниң җавапкəрлигини чүшəнгəн җəмийəттила
яхши һимайə қилиниду. Шуңлашқа җəмийəтниң
һəрбир əзаси иҗтимаий җипсилишишқа һаҗəт болған
җавапкəрлик билəн һəмкарлиқни тəрəққий əткүзүштə
өзиниң ролини чүшəнгəндила җанлиниши мүмкин.
Униң үчүн гражданлиқ җəмийəтниң тəшкилатлири,
билим бериш системиси вə ата-анилар гражданлиқ
паалийəтчанлиқниң йеңи услублирини тəрəққий
əткүзүши лазим.
Хуласилəп ейтқанда, иҗтимаий сəясəт чүшəнчисигə
һəрбир шəхсниң вə җəмийəтниң паалийитидики кəң
даирилик мəсилилəрни киргүзүшкə болиду. Иҗтимаий
сəясəт, шундақ қилип, җəмийəтниң тəминати начар
қатламлирини қоллап-қувəтлəш, уларға мунасип һаят
дəриҗисини тəминлəшкə қаритилған сəясəттин баш-
линип, умумəн, җəмийəтниң тəрəққиятини вə ишлəп
турушини тəминлəш үчүн болған даирини егилəп ту-
риду. Чүнки җəмийəтлик тəрəққиятниң нəтиҗисидə
һəрхил саһалардики өзгиришлəрму өз əксини тапиду.
Җəмийəтлик тəрəққиятниң мəхсити, у җəмийəтниң
өзи, йəни җəмийəттə иҗтимаий чүшəнчилəрниң
көпийиши, һəрбир шəхсниң иҗтимаий тəрəққияти
үчүн
мүмкинчиликлəрниң
кəңийиши
болуп
һесаплиниду. Шуңлашқа заманивий җəмийəтниң
иҗтимаий сəясити шəхсниң əркинлигини, уларниң
ихтидарини əмəлгə ашурушқа қаритилған болуши
керəк.
Раушанбек ƏБСАТТАРОВ,
профессор, философия
пəнлириниң доктори.
Мəлумки, Қазақстан илим-
пəн вə технология утуқлириниң
Хəлиқара ихтисаслаштурулған
«ЭКСПО-2017» көргəзмисигə
тəйярлиқ көрүватиду. Униң
«Келəчəк энергияси» мавзуси
– энергияниң альтернативилиқ
мəнбəлирини
вə
уни
қоллинишиниң йеңи усуллирини издəп тепишқа
қаритилған.
«Йеза яшлири. «ЭКСПО-2017» көргəзмисигə
тəйярлиқ» мавзусида Йеқинда Əмгəкчиқазақ
наһийəлик ички сəясəт бөлүминиң қоллап-
қувəтлиши вə Шəриқ аяллириниң хəлиқара эко-
логиялик ассоциациясиниң уюштуруши билəн
Ишиктə
гуманитарлиқ-ихтисадий
колледжи-
да конференция болуп өтти. Униңға Қазақстан
Җумһурийитиниң баш экологи Мелс Елеусизов,
биология пəнлириниң доктори Аюп Исқақов,
наһийə һакиминиң орунбасари Дəулет Нурғисанов,
«Нур Отан» партияси наһийəлик шөбиси
рəисиниң орунбасари Қуат Байғожаев, наһийəлик
мəслиһəтниң депутати Күлсара Егинбаева, наһийə
мəктəплириниң мудирлири, һөкүмəтлик əмəс
тəшкилатлар рəһбəрлири, шундақла Балтабай,
Əмгəк, Ақбастав вə Қ.Орымбетов намидики от-
тура мəктəплəрниң 10-11-синип оқуғучилири
қатнашти.
Мошу йəрдə алаһидə атап кетиш керəкки,
конференцияни уюштурған Шəриқ аяллириниң
хəлиқара экологиялик ассоциацияси 10 жил-
дин ошуқ вақит мабайнида пəқəт Қазақстандила
əмəс, шундақла йеқин вə жирақ чəт əллəрдə,
җүмлидин Қирғизстан, Таҗикстан, Корея вə Япо-
ния əллиридə қуяш технологиялирини (қуяш энер-
гияси билəн йəл-йемиш, көктатларни қурутуш
вə су исситиш васитилири) орнитишқа ярдəм
берип, турғунларниң «йешил энергия» билəн
тəминлинишигə мүмкинчиликлəр яритиватиду.
Мисалға, Ассоциация һамийларниң ярдими билəн
Ишиктə шəһиригə җайлашқан вилайəтлик ярдəмчи
мəктəп-интернатида, Ишиктə вə Челəк балилар
өйлиридə қуяш шолиси билəн су исситидиған
васитилəрни орнитип бəрди. Һəқсиз иссиқ суға
қоли йəткəн бу объектлар коллективи Һурқиз Или-
евадин чəксиз рази.
– Қазақстан энергия ресурслириниң нурғун
запасиға егə, бирақ, бу «шу запас һечқачан
түгимəйду» дегəн гəп əмəс, – дəйду ассоциация
президенти Һурқиз Злавдун қизи, – «Йешил их-
тисат» намратчилиқни йоқитишқа, тəбиəтниң
тазилинишиға,
турғунлар
саламəтлигиниң
яхшилинишиға,
шамал,
қуяш
вə
башқа
мəнбəлəрниң көплəп пайдилинишиға, шуниң
билəн биллə пайдилиқ қезилмилар запаслириниң
ихчам пайдилинишиға елип келиду. Бизниң
мəхситимиз, наһийə турғунлириға «ЭКСПО-2017»
көргəзмисиниң маһийитини, «Йешил ихтисат»
əһмийитини чүшəндүрүш, наһийəниң иҗтимаий
орунлириға су исситидиған қуяш васитилирини
орнитишқа ярдəм бериштин ибарəт.
Көргəзминиң маһийитини атап өткəн Қуат
Байғожаев яшларға мураҗиəт қилип: «Əл келəчиги
– силəр. Яритилған мүмкинчиликлəрдин орунлуқ
пайдилинип, билимиңларни мустəһкəмлəңлар.
Силəрниң əл роһини көтирип, улуқ мəхсəткə
йетилəйдиғиниңларға ишəнчим камил», – деди вə
утуқ тилиди.
Һурқиз Илиева «Қазақстан йезилирини шамал,
қуяш вə башқа мəнбəлəрни өз ичигə алидиған
«йешил энергия» билəн тəминлəш», «Ақ бота»
җəмийəтлик фондиниң рəһбири Татьяна Нец-
ман «Йеза мəктəплиридики «йешил энергия»
технологиялириниң пайдиси» мавзусида до-
клад оқуди. Алмутилиқ эксперт А.Сударев өзи
кəшип қилған йəл-йемиш вə көктат қурутидиған
васитилəр һəққидə вə 2012-жили Һурқиз Злавдун
қизиниң тəшəббуси билəн ечилған Əмгəк йезиси-
дики ресурслиқ мəркəздə орнитилған васитилəрдин
пүткүл йезиниң пайдилиниватқанлиғини алаһидə
атап өтти.
Андин кейин конференциягə қатнашқан мəктəп
оқуғучилири «Йешил ихтисат», «Келəчəк энерги-
яси» мавзусиға йезилған əмгəклирини намайиш
қилди.
Достарыңызбен бөлісу: