ҖУМҺурийəтлик иҗтимаий-сəясий гезит №1 (7702), 6-январь, сешәнбә



Pdf көрінісі
бет2/4
Дата04.02.2017
өлшемі2,69 Mb.
#3379
1   2   3   4

6.01.2015

3

Йеңи жил һарписида Аста-

на  шəһиридики  Мустəқиллик 

сарийида 

Қазақстан 

Җумһурийити Президентиниң 

«Алтын  сапа»  мукапитиниң,  

«Парыз — 2014» конкурсиниң 

вə 

«Қазақстандики 



əң 

сүпəтлик  мəһсулат»  конкурс-

йəрмəңкисиниң  ғалиплириға 

мукапатларни 

тапшуруш 

тəнтəниси өтти. Президентниң 

«Алтын  сапа»  мукапитиниң 

лауреатлири  арисида  мил-

литимиз  вəкили, «АЗМК»  

җавапкəрлиги 

чəклəнгəн 

йолдашлиғиниң 

мудири 

Мукапат мубарəк!



«АЗМК»  —  «Алтын сапа» лауреати

Шөһрəт Шардиновму бар.

Т ө м ү р - б е т о н 

мəһсулатлирини 

ишлəп 

чиқиридиған чоң заводларниң 



бири – «АЗМК»  җавапкəрлиги 

чəклəнгəн  йолдашлиғи  үчүн 

өткəн  жил  һəқиқəтəнму  йе-

мишлик  болди.  Мəзкүр  завод  

2014-жили 

«Қазақстандики 

əң сүпəтлик мəһсулат – 2014» 

регионаллиқ    конкурсқа  иш-

трак  қилип,  баш  мукапатни 

утувалған  еди. «Ат  изини 

тай  басиду»  демəкчи,  атиси 

Əхмəтҗан  Бəһрим  оғлиниң 

ишини 

давамлаштуруп 



келиватқан Шөһрəт Шардинов  

заводниң  «тизгинини»  қолға 

алғанда,  йетиштүрүлүватқан 

мəһсулатларниң  сүпитини  те-

химу яхшилап, уни   хəлиқара 

базарға  елип  чиқишқа    вəдə 

бəргəн еди.  Һазир у нəқ əйнə 

шу  мəхсəтни  көзлигəн  һалда 

паалийəт 

елип 


беривати-

ду.  Өткəн  жили  униң    МДҺ 

əллириниң һөкүмəтлəрара йол 

ясаш хадимлири тəсис қилған 

«Почетный  дорожник  СНГ» 

медали билəн мукапатлиниши 

бу сөзүмизниң ярқин мисали. 

Өткəн  жилниң  йəкүни 

бойичə 

«АЗМК» 


ҖЧЙ 

Қазақстан 

Җумһурийити 

Президентиниң 

«Алтын 

сапа»  мукапитиниң  «Чоң 



тиҗарəтчилик  субъекти»  но-

минацияси  бойичə  лауреат 

аталди.

Мукапатларни  тапшуруш 



тəнтəнисидə  Нурсултан  На-

зарбаев мукапатларни елишқа 

муйəссəр 

болғанларни 

тəбриклəп, 

уларниң 


елимизниң 

иҗтимаий-

ихтисадий 

тəрəққиятиға 

қошуватқан 

салмақлиқ 

һəссисини    алаһидə  тилға 

алди.


          Бəхтишат СОПИЕВ.

СҮРƏТТƏ: 

Премьер-

Министр  Кəрим  Мəсимов 

Шөһрəт  Шардиновқа  мука-

пат тапшуруватиду.

З

Йеқинда 


Ават 

йезисидики 

Өмəр 

Муһəммəдий намидики мəктəпниң коллекти-



ви əмгəк ветерани Ғоҗəхмəт Шамахуновниң 

һөрмитигə тəнтəнə уюштуруп, униңға һөрмəт 

көрсəтти.  Чүнки  Əмгəкчиқазақ  наһийəсиниң 

пəхрий 


граждини, 

наһийəлик 

Уйғур 

этномəдəнийəт  мəркизиниң  асасини  салған 



вə  униң  дəслəпки  рəиси  болған,  бирнəччə 

жил  Ават  йезиси  Ақсақаллар  кеңишини 

башқурған  Ғоҗəхмəт  Шамахунов  һаятиниң 

əллик жилини бала тəрбийисигə беғишлиған 

устаз. 

Тəнтəниниң  риясəтчилири – мəктəпниң 



яш  устазлири  Садиқҗан  Қурбанов  билəн 

Сəнəм  Имрəмзиева  меһманларни  тонушту-

руп,  Ғ.Шамахуновниң  тəрҗимиһалиға  тох-

талди. 


Кəчкə қатнашқан Қазақстан хəлқи Ассам-

блеяси  Кеңишиниң  əзаси,  җумһурийəтлик 

Уйғур 

этномəдəнийəт 



мəркизиниң 

рəиси  Шаһимəрдан  Нурумов,  мəркəзниң 

иҗраий  мудири  Зихруллам  Қурванбақиев, 

рəисиниң  орунбасари    Нурмəһəмəт  Пал-

тахунов,  җумһурийəтлик  «Уйғур  авази» 

гезитиниң  баш  муһəррири  Ершат  Əсмəтов, 



Устазға һөрмәт көрситилди

Ават  йеза  округиниң  һакими  Ерғали 

Байбөриев,  Əмгəкчиқазақ  наһийəлик  Уйғур 

этномəдəнийəт  мəркизиниң  рəиси  Арсе-

лин  Зулияров,  Əмгəкчиқазақ  наһийəсиниң 

Пəхрий граждини Музəппəр Митəлипов, Ават 

йезисиниң жигитбеши Үсəнҗан Абдрахманов 

Ғоҗəхмəт  Шамахуновқа  иллиқ  тилəклирини 

изһар қилди. Əмгəкчиқазақ наһийəлик Уйғур 

этномəдəнийəт  мəркизи  рəисиниң  орунба-

сари  Айнисəм  Вайдинова  Ғоҗəхмəт  акиға 

«Бейбітшілік  əлемі»  хəлиқара  қазақ  иҗадий 

бирлəшмиси  тəсис  қилған  «Ел  ардақтысы» 

медалини тапшурса, наһийəниң чоң жигитбе-

ши  Турсунмəһəмəт  Абдусемəтов  наһийəниң 

жигитбашлири,  ханим-қизлар  вə  яшлар 

кеңəшлири,  Ават  жутиниң  җамаəтчилиги 

намидин  мəрасим  егисигə  чапан  кийгүзди. 

Алаһидə 

һөрмəт-еһтирамға 

бөлəнгəн 

Ғоҗəхмəт  Əзиз  оғли  барлиқ  меһманларға, 

жутдашлириға 

миннəтдарлиғини 

изһар 

қилди.    



Кəч давамида оқуғучиларниң орунлишида 

Ғоҗəхмəт акиға беғишланған шеирлар, саз вə 

нахшилар иҗра қилинди.

Рашидəм РƏҺМАНОВА. 

Əмгəкчиқазақ наһийəси.

Тəнтəнə

Өткəн  жили  Дөлəт  рəһбири 



барчə  қазақстанлиқларға  өзиниң 

«Нұрлы 


жол» — келəчəккə 

башлайдиған 

йол» 

намлиқ 


Мəктүбини елан қилип, келəчəккə 

йəнə  бир  нурлуқ  йол  салди.  Пре-

зидент тəвсийə қилған бу йол, би-

ринчи  новəттə,  келəчəк  əвлатқа 

көрситиливатқан 

ғəмхорлуқтур. 

Миллəт 

Лидери 


елимиздики 

миллий  разимəнлик,  хəлиқлəр 

достлуғи һəққидиму əтраплиқ тох-

талди. «Бирлигимиз  нəтиҗисидə 

бəрикəтлик  əл  аталдуқ,  бир-

биримизни  камситмай,  иҗил-инақ  яшап  келиватимиз.  Бу – 

бизниң  асасий  байлиғимиз.  Буниң  һəммиси  Қазақстанниң 

келəчигигə  болған  ачқуч.  Миллəтлəрара  разимəнлик — бу 

һаятбəхш  əткүчи  кислород..»  дəп  Қазақстандики  миллəтлəрара 

достлуқни мəмнунийəт билəн тилға алди.

Җүмлидин  қазақстанлиқ  уйғурларниң  роһий  озуқ  алидиған 

мəнбəлири,  шүкри,  бираз    болсиму    бар.  Мəсилəн,  атмиштин 

ошуқ  оттура  мəктəптə  пəрзəнтлиримиз  ана  тилида  билим  ели-

ватиду. Иҗадий ишлəватқан устазлиримизниң иш-тəҗрибилири 

җумһурийəт  дəриҗисидə  тəрғип  қилинип,  илғар  муəллимлəргə 

мукапатлар  тапшурулуватқанлиғини  аммивий  əхбарат  васити-

лиридин  оқуп  биливатимиз.  Миллитимизниң  əйниги – «Уйғур 

авази»  гезити  болса,  елимиздики  вə  дуниядики  йеңилиқларни 

бизгə  ана  тилимизда  йəткүзүватиду.  Униң  сөйүп  оқуйдиған 

гезитимға  айланғиниға 50 жил  болди.  Униң  һəрбир  санини 

тақəтсизлик  билəн  күтимəн,  сəһипилиридə  йоруқ  көрүватқан 

чоң-  кичик  барлиқ  мақалиларни  қалдурмай  оқуймəн.  Ге-

зитимиз  өзигə  жүклəнгəн  вəзипə  һөддисидин  шəрəп  билəн 

чиқиватиду.  Униң  сəһипилиридə  бесиливатқан  материаллардин 

биз алəмдə, елимизда вə, һəтта, һəрбир йезида болуватқан муһим 

йеңилиқлардин хəвəрдар болуватимиз. Шундақла тарихимизға, 

мəдəнийитимизгə, əдəбиятимизға, маарипимизға, сəнъитимизгə, 

урпи-адəт  вə  əнъəнилиримизгə  даир  мақалилар  турақлиқ  бе-

силиватиду,  уларни  оқуп,  роһий  озуқ  еливатимиз.  Буниңдин  

ташқири  күндилик  турмушимиздики  өзгиришлəр,  йеңилиқлар, 

камчилиқлар  гезит диққитидин чəттə қеливатқини йоқ. Мундақ 

ейтқанда,  гезитимиз  һаятимизниң  əйниги,  миллитимизниң 

байриғи  ролини  атқуруватиду.  Амма  буни  һəммимиз  тоғра 

чүшиниватқинимиз йоқ. Шундиму бийил муштирилар саниниң 

бултуқиға  нисбəтəн  азирақ  болсиму  көпəйгини  мени  хошал 

қилиду. Мошу күнлəрдə Алмута шəһири бойичə «Уйғур авази» 

гезити  үч  миң  данидин  сəлла  ошуғирақ  тарилидекəн.  Йеқинда 

буни  аңлап,  һəйран  болдум,  уялдим.  Турмуш  əһвалимизға 

келидиған  болсақ,  умумйүзлүк  ейтқанда,  анчила  яман  əмəс. 

Буниңға  өткүзүлүватқан  той-төкүн  вə  башқа  мəрасимлар 

рошəн  испат  болалайду.  Дəстихинимизда  назу-немəт  вə  һарақ- 

шарапларниң  түмəн-түрлирини  көрисиз,  уссулчилар  башлири-

дин өрүлүватқан ахчиларчу, техи. Əнди шу мəрт кишилəрниң хе-

лиси гезитларға йезилишқа кəлгəндə толиму бехил. Шуниң үчүн 

бу муһим мəсилидə əң алди билəн жигитбашлири чүшəндүрүш 

ишлирини турақлиқ жүргүзүп туруши керəк.

Əнди  йəнə  бир  роһий  озуқ  алидиған  дəргаһимиз — 

Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийəтлик дөлəт Уйғур музыкилиқ 

комедия театриға кəлсəк, тамашибинлар миллий нахша-сазлар-

дин  ташқири,  қедимий  тарихимиздин  дерəк  беридиған  сəһнə 

əсəрлиридин  бəһримəн  болуп  келиватиду.  Умумəн,  талантлиқ 

рəһбəр  Савутҗан  Сонуров  башқуруватқан  Уйғур  театри  пəқəт 

уйғур  миллитиниң  мəдəнийити  вə  сəнъитиниң  алтун  бөшүги 

болупла  қалмай,  көпмиллəтлик    Қазақстан  мəдəнийитиниң 

аҗралмас  бир  қисми    дəп  ишəшлик  ейтишқа  болиду.  Униң 

шундақ  екəнлиги  өткəн  жили  декабрь  ейида  Уйғур  театриниң 

қурулғининиң 80 жиллиқ  сəнəсини  атап  өткəндə  техиму  яққал 

байқалди. 

Җумһурийəтлик  Уйғур  этномəдəнийəт  мəркизиниң  рəиси 

Шаһимəрдан  Нурумов  мəркəзниң  даирисидə  өтүватқан  барлиқ 

чоң-кичик  баш  қошушлар  билəн  мəдəний  чарə-тəдбирлəрдə 

бизниң  һəрбир  қəдимимиз  Асасий  Қанунимиз – Конститу-

ция  тəлəплири  даирисидə  болуши  керəклигини  үзлүксиз 

тəкитлəп  келиватиду.  Пурсити  кəлгəчкə,  шу  нəрсини  алаһидə 

қəйт  қилмақчимəнки,  ҖУЭМ  Қазақстанда  яшаватқан  барлиқ 

уйғурларниң  толуқ  һоқуқлуқ  вəкили  сүпитидə  хəлқимизниң 

һаят-паалийитиниң  барлиқ  тəрəплири  үчүн  тəшəббусни 

вə  җавапкəрликни  өз  зиммисигə  елип,  җиддий  паалийəт 

жүргүзүватиду.  Шуңлашқиму  бүгүнки  вəзийəт  һəммимиздин 

мəзкүр тəшкилатниң əтрапида бирлишишни тəлəп қилиду. Биз, 

Қазақстан уйғурлири, мошуни əстин чиқармиғинимиз əвзəл.

Хошал  боларлиғи,  бийилқи  жил  қолға  кəлтүргəн 

утуқлиримизни  баһалайдиған  мəйрəмлик  жил  болмақчи. 

Қазақ  ханлиғиниң 550 жиллиғи,  Қазақстан  хəлқи  Ассамблеяси 

билəн Конституциямизниң 20 жиллиғи, Улуқ Ғалибийəтниң 70 

жиллиғини атап өтмəкчимиз. Буниң һəммиси қазақстанлиқларни 

нурлуқ келəчəккə башлайдиған жил болидиғанлиғиға ишəнчим 

камил. Умумəн, биз бүгүн нурлуқ йолда келиватимиз. Шу йоли-

миз дағдам болғай.

Тохтасун һаҗим БЕЙШАНОВ, 

Қазақстан Журналистлар иттипақиниң əзаси.

      Нурлуқ  

       йолда 

 келиватимиз


6.01.2015

4

Һашимжан ҚУРБАНОВ, Қазақстанниң хизмəт көрсəткəн 

əрбаби:

—  Умумəн,  өткəн  жил  мениң  үчүн 

наһайити  утуқлуқ  болди.  Җумһурийəт 

даирисидə 

уюштурулған 

чоң 


төрт 

көргəзмигə  қатнаштим.  Венгриядə  

өткəн  қурултайға  иштрак  қилип,  өз 

əсəрлиримни  намайиш  қилдим.  Андин 

уссул  ойнидим,  қизип  кетип,  нағриму 

чалдим.  Қисқиси,  қазақстанлиқ  бир 

топ  уйғурлар  венгерларға  хəлқимизниң 

мəдəнийитини көрситип қайттуқ.

  Йəнə  бир  утуғум,  қазақстанлиқ 

рəссамлар һəққидə йезилған алтə китапта 

тəрҗимиһалим берилип, əмгəк паалийитим йорутулди.

Əнди бу жилниң ахирқи күнини қизимниң өйидə «узаттуқ». 

У йəрдə маңа алди билəн Қиш бовайниң ролини ойнаш тапшу-

рулди. Һəммə нəрсə шундақ қизиқ башланди. Икки нəврəм билəн 

һəрхил  оюнларни  ойнидуқ.  Раса  образға  кирип  кəтсəм  керəк, 

ахири чоң нəврəм мени тонуп қалди. Шуниңға қаримай, «арча 

мəйрими» қизиқ өтти. Кейин мəйрəмлик дəстиханға олтардуқ. 

Дəстихандики əң асасий таам —  манта болди. Бу қетим маңа 

Қиш  бовайниң  роли  жүклəнгəчкə,  мəн  қазан  бешиға  арилаш-

мидим.  Болмиса  мундақ  күнлири  өйдикилəр  мениң  қолумдин 

тамақ  йегəнни  яхши  көриду.  Бу  һүнəрни  мəн  Ташкəнттə 

оқуватқанда үгəнгəн. Студент пəйтимдə, йəни йеза егилиги иш-

лирида  жүргəндə,  аяқ  астидин  ашпəзниң  дадиси  ағрип  қелип, 

маңа йүз балиға тамақ тəйярлашқа тоғра кəлгəн еди. 

Бу  қетимқи  Йеңи  жилниң  йəнə  бир  алаһидилиги,  мени 

тонумайдиған  адəмлəр  телефон  қилип  тəбриклиди.  Буниңға 

наһайити рази болдум.

Махмут ДƏРАЕВ, артист:

— Бу соаллириңиздин кейин бирдинла 

көз алдимға туғулуп өскəн жутум кəлди. 

Чоң  Ақсуда  Йеңи  жил  бөлəкчə  əтивалиқ 

бир мəйрəм. Мəсилəн, биздə нəқ шу күни 

мундақ  бир  əнъəнə  болидиған.  Һазир 

барму-йоқму,  билмəймəн,  Йеңи  жил  ке-

чиси төрт-бəшимиз жугини тəтүр кийип, 

үзлиримизгə ниқап тақап, бириниң өйигə 

киримиз. У йəрдə пуғанимиз қанғичə оюн 

-тамашə  қилимиз.  Оюн  давамида  улар 

бизни  тонумаслиғи  керəк.  Əгəр  тонуп 

қалса,  кийим-кечигимизни  йешип,  өзимизни  көтирип  кочиға 

ташлаветиду. Тонумиса меһман қилип йолға салиду. Шəһəрлик 

болғандин кейин ундақ нəрсилəргə зар болдуққу. 

Бийилқи жилни, адəттикидəк, өйдə аилəм билəн қарши ал-

дим. Растимни ейтсам, дəстиханда қой гөшидин башқа һəммə 

нəрсə болди. Бу əттəй қилған нəрсə əмəс. Немишкиду, шундақ 

болуп  қалди.  Амма  дəстихинимиз  бай,  əң  əвзили,  тамақлар 

мейизлик  болди.  Əву  бир  жиллири  өзəм  мəхсус  йеңижиллиқ 

лəңмəн тəйярлаттим. Бу, биринчидин, мениң сөйүмлүк таамим, 

иккинчидин, махтинип қояй, уни бəк охшитип тəйярлаймəн. 

Кона  жил  билəн  хошлишиветип,  у  жил  бизгə  немилəрни 

елип кəлди, униму ойлидим. Бизниң аилидə хошаллиқ дəмлəр 

көп  бопту.  Оғлум  шəһəрниң  сиртидин  йəр  елип,  өй  салди. 

Бир  нəврəмниң  хəтмə  тойини  қилдуқ.  Əң  кериги,  жил  бойи 

саламəтлигимгə  шикайəт  қилмидим.  Маңа  буниңдин  артуқ 

бəхит  керəк  əмəс.  Йеңи  жилға  аз  қалғанда,  сəнъəттики  ака-

һəдилиримни  телефон  арқилиқ  тəбриклидим.  Һəммиси  хошал 

болуп кəтти. Мениму шагиртлирим тəбрикливеди, өзəмму хуш 

болуп қалдим. Мана һаят мошундақ давамлишиватиду.

Абдурешит 

МƏХСҮТОВ, 

җумһурийəтлик  Уйғур  этномəдəнийəт 

мəркизи  йенидики  Жигитбашлири 

кеңишиниң рəиси:

— Өткəн жили Уйғур театрида пүткүл 

жигитбашлириниң  бешини  қошуп,  өзəм 

башқуруватқан кеңəшниң бəшжиллиғини 

атап өттуқ. Бу мениң үчүн чоң утуқ. Жут 

башқуруп  жүргəн  талай  кəсипдашлирим 

билəн һəмсөһбəттə болдум. Əнди шəхсий 

һаятимға келидиған болсақ, өткəн жил аи-

лимиз үчүн яман болмиди. Йеңи жилни, 

адəттикидəк, өйдə аилə əзалири вə өзимизниң шəхсий «Дилназ» 

кафесиниң  коллективи  билəн  қарши  алдуқ. «Арча  мəйрими» 

кафеда  ишлəватқанларниң  кичик  балилириға  соға  бериштин 

башлинип,  униң  ахири  оюн-тамашиға  улашти.  Йеңи  жилни 

қарши  елип  болғандин  кейин  мəн  дəстихан  əтрапидикилəргə 

яшлиғимизда йеңи жилни қандақ қарши алғанлиғимни сөзлəп, 

бираз күлдүрдүм. 

«Кона жилни әсләп,

 Йеңи жилни күттуқ»



Йеңи жил — кона жилға бир нəзəр ташлайдиған пəйт. 

Шуниң билəн биллə Йеңи жилни əстə қаларлиқ дəриҗидə 

қарши елишқа интилиш əнъəнисиму бар. Биз мураҗиəт 

қилған  гехитханлиримизму  əйнə  шундақ  ойлайдекəн. 

Уни уларниң ейтип бəргəнлиридинму көрүшкə болиду.

Мирзəхмəт МЕРИМОВ

Йеңи жилға изгү тилəк 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Ирландиядə  пудинг  (ту-

хум,  қəнт,  сүт  вə  ун  арилаш-

миси  билəн  пиширилидиған 

инглизчə 

пазəндичилик 

мəһсулати) пишириду.



Исраилда пəқəт татлиқ та-

амларни истимал қилиду.



Эквадорда 

жил 


бойи 

сəяһəт  қилмақчи  болғанлар 

саатларниң җаң уруши астида 

чемоданлирини  қолиға  елип, 

өйини  он  икки  қетим  жүгрəп 

дегидəк  айлинип  чиқиду.  Бу 

мəмликəттə  шундақла  Йеңи 

жил  кирип  болғандин  кей-

ин  бай  болуш  үчүн — сериқ 

рəңлик,  бəхит-саадəт  үчүн 

қизил  рəңлик  ич  кийим  кий-

иду.  Шундақла  кона  жилниң 

барлиқ 

яманлиқлириниң 



мəңгү қелиши үчүн кочиға су 

толтурулған стакан ташлайду. 



Болғариядə қараңғу йəрдə 

үч минут сөйүшиду. 



Венгриядə яман күчлəрни 

Йеңи жил иримлири

Адəмлəр  Йеңи  жилни  чоң  ишəнчилəр  билəн  қарши 

алиду. Кона жилда орунлалмай қалған арзу-арманлири-

миз рояпқа чиқсекəн, дəп үмүт қилиду. Шуңлашқиму улар 

Йеңи жилни қарши алған кечиси һəрқандақ иримларға 

əмəл қилиду. Биз төвəндə бирқатар мəмликəтлəрдə қандақ 

иримларға ишинидиғиғанлиғиға тохтилип өтмəкчимиз. 

қоғлаш  үчүн  һуштəк  челип, 

хошаллиқ  вə  паравəнликни 

чақириду. 



Япониядə бəхит-саадəтни 

топлаш  үчүн  бир-биригə 

тирна  соға  қилиду.  Амəтлик 

болуш  үчүн  Йеңи  жил 

башланғанда күлиду.

Шотландиядə  «Хогмани» 

мəйримидə  кочиларда  зəһəр 

селип көйдүрүлгəн туң сөрəп 

маңиду.


Франциядə 

шарап 


қуюлған туңни қучақлап, уни 

мəйрəм билəн тəбриклəйду.



Кубада  деризилəрдин  су 

чачиду.


Хитай  билəн  Мьянми-

да  сени  тəбриклəп  болғичə 

үстүңгə су қуйиду. 



Испаниядə  он  икки  данə 

үзүм йəйду.



Иранда  милтиқлардин  оқ 

атиду.


Бирмида  Йеңи  жилда 

бəхитлик  болуш  үчүн  ағамча 

тартишиду.

Панамида 

чирко-


и б а д ə т х а н и л а р н и ң 

қ о ң ғ у р а қ л и р и , 

автомобильларниң сиренили-

ри яңрайду. 



Грекиядə 

меһманға 

барғанда  өзлири  билəн  таш 

еливелип,  уни  «ғоҗайинниң 

байлиғи  мошу  таштəк  еғир 

болсун», кичик ташни болса, 

«ғоҗайинниң  бешиға  кəлгəн 

еғирчилиқлар  мошу  таштəк 

кичик  болсун»  дегəн  сөзлəр 

билəн босуғиға ташлайду. 



Швециядə 

йоруқлуқ 

мəликиси Лючияни таллайду. 

У  үстигə  ақ  көйнəк,  бешиға 

шамлар  йенип  турған  таҗ 

кийиду. 


Италиядə  вə  Җəнубий 

Африка 

Җумһурийитидə 

кона  нəрсилəрни  ташлавети-

ду.

Һиндстанда  нурғунлиған 

шамларни яқиду.



Англиядə 

1843-жилдин 

буян  бир-бирини  тəбриклəп, 

открыткиларни  йоллайду.  Бу 

əнъəнə  нəқ  əйнə  шу  йəрдин 

башланған.

Бесип өткəн қалди йоллар арқида,

Үмүтлəр йетəклəр арзулар таман.

Өкүнүш-пушайман һели көңүлдə

Вə изгү нийəтлəр əвҗидə һаман.

Һаятлиқ вə өмүр кəчмишлири бу,

Яхшиму, яманму өтти алдиңдин.

Қолуңға тəккини əмгəк əҗриң у,

Кайима, рəнҗисəң, көрмə замандин.  

Яшнитип көңүлни изгү нийəтлəр,

Жил беши ташлидуқ ишəшлик қəдəм.

Алдиңни торайду мүшкүл  өткəллəр,

Ғайəт зор болсиму йеңиду адəм.

Үмүтни бағлиған изгү нийəткə,

Башлинар бу қутлуқ Йеңи жил беши.  

Дост-яран алқишлар:

Йəткин мəхсəткə,

Алдиңда сəпəрниң язу һəм қиши.

Сəн күткəн учрашмас бəзəн бекəттə,

Достуң мəн дəп, қарши алар қарақчи.

Айлинип үмүтлəр тəшвиш, һəсрəткə,

Алдинип қалисəн ишəнчə  ялғанчи. 

Бу жилму өмүрниң бир мусаписи,

Униңда қан-тəрлəр, шəрəп-шан парлар.

Тарих боп қалиду өткəн  һəммиси,

Өткəндин туғулар йеңи  гүл бағлар.

Чарақлап һəм парлап,зил-зилə селип,

Йеңи жил пəрвази қақиду қанат.

Миллионлар тилида  изгү нийəтлəр,

Яңрайду, шатлинип  пүткүл  Каинат... 

Һəрхил саһаларда бəлгүлүк 

утуқларға 

қол 


йəткүзгəн 

уйғур 


яшлири 

тоғрилиқ 

чоң-кичик  мақалилəр  йезип 

жүргəн болсамму, бу қетимқи 

қəһриманим — Қазақ  мил-

лий  университетиниң  та-

рих-археология  вə  этноло-

гия  факультетиниң  студенти 

Сəйярə  Оғулғазиева  мениңда 

алаһидə  тəсират  қалдурди. 

Чүнки  чуғи  кичик  бу  қизниң 

билим 


елишқа 

болған 


қизиқиши  һəм  таллавалған 

кəспи  бойичə  техи  оқушини 

тамамлимай 

туруп, 


келəчəккə 

иш-реҗилəрни 



Интилғанға амәт яр

Ана  тилимизда  чиқиватқан 

җумһурийəтлик  «Уйғур  авази» 

гезитидин  җумһурийитимиздə 

йүз  бериватқан  йеңилиқларни, 

алəмдə  болуватқан  вақиəлəрни 

вə 

хəлқимиз 



вəкиллириниң 

утуқлирини оқуп, улардин толуқ 

хəвəрдар болуп туримиз. Болуп-

му Уйғур театриниң 80 жиллиғи 

кəң миқияста нишанланғанлиғи, 

униңға 


биртүркүм 

Парла-


мент  депутатлириниң  келип, 

миллитимизгə  қарита  иллиқ 

гəплəрни  қилғанлиғи,  Парла-

мент  Сенатиниң  рəиси  Қасым-

Жомарт  Тоқаевниң  «Уйғурлар 

Түрк дуниясида алаһидə орунға 

егə  вə  миллəт  мəдəнийитини 

əвлаттин-əвлатқа 

давамлаш-

туруп  келиватқан  бай  тарихқа 

егə  миллəт»  дəп  йезип  əвəткəн 

тəбрик  сөзи  бизни  алаһидə 

роһландурди.  Бəш  күн  давами-

да  өткəн  «Йеңижиллиқ  гүлхан» 

хəлиқни 

чоң 


хошаллиққа 

бөлиди. 


Һəзил-күлкə 

маһирлири 

Р.Саттарова, 

Р.Мəхпирова, 

М.Дəраев, 

Р.Һəмраева, 

Г.Насирова, 

нахшичи-


лар  Н.Варисов,  Т.Əйсарова, 

Н.Қурванбақиева, М.Норузов вə 

яшлар топлири билəн «Рухсарə» 

уссул  ансамбли  көпчиликкə  

алаһидə алқишиға егə болди.

Бизму,  өз  новитидə,  мил-

лий  сəнъитимизниң  тəрəққий 

етишигə 


өз 

һəссисини  

қошуватқан 

артистлиримизға 

иҗадий утуқ тилəймиз. 

Дилбəр НАДИРОВА.

Қапчиғай шəһəрлик Уйғур 

этномəдəниəт мəркизиниң 

рəиси.

Иҗадий утуқ тилəймиз

түзүвалғанлиғи,  униң  чоқум  йетүк  мутəхəссис  болуп 

йетилидиғанлиғидин дерəк берип туриду.

Биз униң билəн тəсадипи учрашқинимиз йоқ. Йеқинда 

билимгə тəшна Сəйярə Җəнубий Кореяниң «РОSCO Asіa 

Felloowshіp»  ширкитиниң  қазақстанлиқ  студентлар  үчүн 

бəлгүлигəн мəхсус стипендиясини елишқа муйəссəр бол-

ди. 


Уйғур  наһийəсиниң  Чонҗа  йезисидики 1-рус 

мəктивини 2001-жили  тамамлиған  Сəйярə  Оғулғазиева 

кичигидин мирасгаһлар вə кона тарихтин учур беридиған 

ядикарлиқларға һəм уларни һимайə қилишқа қизиқидиған. 

Һазир у мошу саһа бойичə билим еливетипту. 

—  Мошу  күнлəрдə  диплом  ишлирим  билəн  бəнт  бо-

луп  жүргинимдə, «Сиз  кореялик  ширкəтниң 500 АҚШ 

доллири  көлəмидики  стипендияни  утувалдиңиз»,  дегəн 

хəвəр  мени  хелила  һаяҗанландуруп  қойди, — дəйду  у 

хошаллиғини  йошуралмай. — Илгири  университет  сту-

дентлири  бу  «бəхиткə»  еришипту,  дегəнни  аңлап  жүргəн 

болсамму,  өзəмни  шуларниң  қатарида  көрүнимəн  дəп 

ойлимиған едим.

Мəлумки, кореяликлəр қазақстанлиқ мутəхəссислəрни 

өз  мəмликитигə  җəлип  қилиш  мəхситидə  мошундақ 

мукапатларни  тəсис  қилиду.  Униңға  иккиниң  бирини 

аливəрмəйду,  əлвəттə.  Сəйярə  охшаш  оқушта  əла,  ти-

ришчан  студентлар  арисида  конкурс  елан  қилип,  ғалип 

чиққанларға  берилиду,  халас.  Əйнə  шундақлар  қатарида 

уйғур қизиниң болуши хошал боларлиқ əһвалдур. 




Достарыңызбен бөлісу:
1   2   3   4




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет