Өзгиришләрни өз ичигә алидиған ижтимаий-сәясий мәзмунғиму егә


Қедимий уйғур әдәбиятида «баһар» сөзиниң қоллинилиши



Pdf көрінісі
бет4/7
Дата06.01.2022
өлшемі0,62 Mb.
#13978
1   2   3   4   5   6   7
Байланысты:
arastirmax-abdurehim-otkur-seirlirida-bahar-sozinin-qollinilisi-abdurehim-otkurun-siirlerinde-bahar-sozunun-kullanilisi

Қедимий уйғур әдәбиятида «баһар» сөзиниң қоллинилиши 

Бу дәвирдики әдәбиятқа вәкиллик қилидиған Йүсүп Хас Һажипниң «Қутадға билик» 

әсәриниң  «Яруқ  яз  фәслин,  улуғ  Буғра  хан  өгдисин  аюр»  намлиқ  4-бабида  «йаз-

баһар»  сөзи  уддул  мәнада  қоллиништин  башқа,  мәлум  дәрижидә  ижтимаий  түскә 

егә мәнадиму қоллинилған. Бир қаримаққа бир биридин жирақ бу икки мавзуниң, 

йәни  яз-баһар  пәсли  мәдһийиси  билән  Буғра  хан  мәдһийисиниң  бир  бапта  биллә 




 

105 


Abdurehim Ötkür’ün Şiirlerinde “Bahar” Sözünün Kullanılışı 

берилиши  мәнтиқигә  тоғра  кәлмәйдиғандәк  билиниду.  Адәттә  бир  бапта 

ейтилидиған пикирләр мәзмун жәһәттин бир пүтүнлүкни тәшкил қилиш керәк.  

Шаир  мәзкүр  бапниң  63-80-бәйтлиридә  баһар  пәслидә  тәбиәттә  йүз  беридиған 

ижабий өзгиришләрни әжайип бәдиий маһарәт билән тәсвирләйду:  

75 Улар қуш үнин түзди үндәр әшин, 

Силиг қыз оқыр тәг көңүл бәрмишин. 

(Улар қуш сайриди үндәп йолдишин, 

Гөзәл қиз қичирған кәби сөймишин). 

 

80 Қалық қашы түгди, көзи йаш сачар, 



Чәчәк йазды йүз көр күләр қатғурар. 

(Қашин түрди асман, көзи яш чачар, 

Чечәкләр йүз ачти, күлүп қатқарар).  

Мошундақ  гөзәл  бир  мәнзирә  тәсвирләнгәндин  кейин,  дуния-тәбиәт  шаирға 

муражиәт  қилип,  «хақан  йүзини  көрмидиңму»,  дәйду.  Баһар  пәслидики 

өзгиришләрдин  кейин  бирдинла  тәбиәт–дунияниң  хақанни  издиши  арқилиқ 

баһарниң келиши билән тәбиәттә йүз бәргән ижабий өзгиришләр һәм Буғраханниң 

тәхткә  чиқиши  билән  дөләттики  ижабий  өзгиришләр  бир-бири  билән 

бағлаштурулиду.  Дуния-тәбиәт  бу  улуғ  хақанни  тәбрикләп  соға  әвәтиду  (86-99-

бәйтләр): 

93 Ажун тынды орнап бу хақан өзә

Анын ыдты дунйа таңуқлар түзә. 

(Жаһан тинди чиққач хақан тәхткә, 

Жаһан сунди соғат хақан бәхтигә). 

 

94 Әсирдин кәлигли қалық қушлары



Қайу рай-и һинди қайу қәйсәри. 

(Пазадин келучи сама қушлири,  

Бири райи һинди (қуш нами), бири қәйсәри (қуш нами) 

 

94 Өгәр атын үндәп үнин түртүшүп, 



Күвәнч бирлә авнур сәвинчкә тушуп. 

(Етин атишип, бәслишип сайришур, 

Сөйүнүш, хошаллиқ ара яйришур). 

 

95 Бу түрлүг чәчәк йәрдә мунча бәдиз, 



Йазы тағ қыр опры йашыл көк мәңиз. 

(Гөзәл мәнзирә, йәрдә гүл хилму хил, 




 

106 


Ruslan ARZIYEV 

Дала, тағ, едир, қир йүзи көк, йешил). 

 

Муәллип болса, Буғраханға өз китави - «Қутадғу биликни» соға қилиду (112-бәйт). 



Әсәрниң  бу  йәрлири  Ним  Шеһитниң  «Миң  өй  вә  Пәрһад-Ширин»  поэмисидики 

Ширин дунияға кәлгәндә тәбиәтниң униңға өз соғилирини әвәткән жайлирини әскә 

салиду:  

Шерин туғулған күндин илгири, 

Махтинар екән жәннәт һурлири. 

 

Дунияға Шерин көз ачқан күни, 



Тәвәррүк дәпту һәммигә уни. 

 

Тәбрикләшкә бармай дәп қуруқ, 



Һәсән-һүсәнни йоллапту упуқ. 

 

Қилар лента дәп сачиға уни



Махтинип дәпту барчиға буни. 

 

Әрзимәпту у пәри чеһригә, 



Ташлапту уни асман қәһригә. 

 

Шуниңға упуқ болуп бәк хижил, 



Рәң апту сериқ, гаһида қизил. 

 

Бойниға тизип қилсун дәп маржан, 



Тәқдим қилипту юлтузни асман. 

 

Қобул болмиғач һеч бир юлтузи



Чиқмапту шундин бу ян күндүзи. 

 

Хижиллиқ йетип һөснидин Күнгә, 



Тохталмастин кетипту түнгә 

 

«Қутадғу биликтә» шундақла «яз-баһар» сөзи яшлиқ мәнасидиму ишлитилгән: 



4623 Йигит әрсә йашың, йаз әрсә йылың, 

Соғық ишкә тутғыл, иситур қаның. 




 

107 


Abdurehim Ötkür’ün Şiirlerinde “Bahar” Sözünün Kullanılışı 

(Йешиң яш болуп, өмрүң болса, баһао, 

Соғуқни көп ишләт, қениң совутар).  

 

Шаир  «Йигитликкә  ачып,  авучғалықын  айур»  (Йигитликкә  ечинип,  қерилиқ 



һәққидә ейтқанлири) намлиқ 1-илавидә мундақ язиду: 

6531 Йаруқ йаз тәг әрдим түмән тү чәчәглик, 

Һәзанму түшүттүм, қамуғни қурыттым. 

(Йоруқ яздәк әрдим түмән рәң чечәклик, 

Хазан болдимикин, һәммини қуруттум).  

«Яз-баһар» сөзиниң бу хил мәнада қоллинилиши 6007-бәйттиму учришиду. 





Достарыңызбен бөлісу:
1   2   3   4   5   6   7




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет