Заманивий уйғур әдәбиятида «баһар» сөзиниң қоллиниши
Мәлумки, заманивий уйғур әдәбиятиниң шәкиллинип, тәрәққий етишигә сабиқ
Советләр иттипақида ениғирағи Қазақстанда 1920-30-жиллири мәйданға кәлгән
уйғур әдәбиятиниң тәсири сезиләрлик дәрижидә болди. Бир топ яш, талантлиқ
қазақстанлиқ уйғур шаир вә язғучилири қисқа вақитниң ичидә Европа әдәбиятиға
хас алаһидиликләрни уйғур әдәбиятиға елип кирип, уни мәзмун, шәкил вә жанрлиқ
жәһәтләрдин бейитти. Әдәбиятниң жәмийәттики ролини күчәйтти.
Бу йәрдә биз заманивий уйғур әдәбиятиниң дәсләпки дәвридә (1920-1930-жиллар)
«баһар» сөзиниң қоллинилишини қазақстанлиқ шаир Һезим Искәндәровниң
ижадийити мисалида көрситип өтүшни тоғра көрдуқ. «Тетик» тәхәллуси билән
ижат қилған бу шаиримиз 1906-жили туғулуп, 1975-жили вапат болған. 1937-жили
шаир ижадиниң он жиллиғи дөләт тәрипидин кәң даиридә нишанлинип, арқидинла
репрессиягә учрап 19 жил түрмидә йетип, Сталин вапат болғандин кейинла
түрмидин азат қилинған. Униң 20-30-жиллири язған шеирлирида «баһар» сөзи
өзиниң уддул мәнасидин сирт төвәндикичә икки хил көчмә мәнада қоллинилған:
108
Ruslan ARZIYEV
1. Баһар – социалистик әмгәк вақти. Бу мәнадики шеирлар социалистик түзүмдики
әмгәк шатлиғини тәсвирләшкә, мәдһийиләшкә қаритилған. Шу дәвирдики чүшәнчә
бойичә, социализм кәмбәғәлләргә өзи үчүн, социалистик дөлити үчүн әркин әмгәк
қилишқа
мүмкинчилик
бәрди.
Уйғурлар
асасән
деханчилиқ
билән
шуғулланғанлиқтин деханлар әмгигини көпирәк мәдһийилигән. Ишчилар
әмгигини баһар пәсли билән бағлаштуруп мәдһийләш тамамән аз болған:
Һәммә киши етизда,
Бир адәм йоқ йезида.
Мана әнди иш вақти,
Деханларниң хуш вақти. ( «Баһар» шеиридин. 1927-ж.)
Баһар – һаят, жан тәвринип,
Әмгәкчи әл қайнап ташар,
Кәң етиз әмгәк билән,
Чуқан селип, яшнап ятар. ( «Баһар» шеиридин. 1933-ж.)
Һәй баһар, қойнуңда әр,
Колхоз ели ишләп қанар. («Баһар» шеиридин. 1935-ж.)
Йәңни түр, ишлә бол чапсан,
Һәр ишта йәңмәк бирләшкән әмгәк,
Адил әмгәктин чечәкләр атқай,
Гөзәл баһар ай нағрилар чалғай! («Нағрилар чалғай» шеиридин. 1935-ж.)
Баһар пәслини әмгәк мавзуси билән бағлаштуруш Лутпулла Мутәллипниң 1938-
жиллири язған шеирлиридиму учришиду («Дехинимға», «Һорун деханға» вә ш.о.).
Бу жиллири Шиң Шисәйниң мәккар сәяситиниң нәтижисидә Уйғур елиға
социалистик идеяләр киришкә башлиған еди. У, бир тәрәптин, Совет Иттипақини
өзиниң һакимийитини күчәйтиш үчүн пайдиланса, иккинчи тәрәптин, социалистик
идеяләр арқилиқ (мәсилән, жәмийәт тәрәққиятиға синипий көз қараш, милләтләр
«достлуғи», империалистик дөләтләргә қарши туруш в.б.) уйғур хәлқиниң миллий
еңини суслаштуруш, уйғур зиялийлириниң әқлий күчини башқа яққа бурушни
мәхсәт қилған еди.
2.Баһар – әркинлик, азатлиқ. Мәзкүр сөзгә бу хил мәзмун бериш Һезим
Искәндәровниң тарихий вәтинигә, йәни Уйғур елиға беғишлап язған шеирлирида
көрүниду:
Күн нурлири салам берип үстүңдин,
Нур яғдуруп һаман саңа қарайду.
Баһар келип һаятиңға гүл терип,
Таң булбули әнди келип сайрайду. («Хантәңри» шеиридин. 1934-ж)
109
Abdurehim Ötkür’ün Şiirlerinde “Bahar” Sözünün Kullanılışı
Улуқ суниң еқишини ким билмәс,
Инқилабий долқунини ким көрмәс.
Әтә-өгүн қайнап ташар бу дәрия,
Баһар-язни ким сеғинмас, ким сөймәс! («Тарим» шеиридин. 1934-ж.)
Долқунла, ғәзәп билән Или, Тарим,
Әсирләр болди дастан қайғу-зариң,
Қайна, таш, көккә өрлә, бәхит издә,
Һур азат мәңгү баһар һаят көзлә. («Уйғур қизи» поэмисидин. 1935-ж.)
Уйғур елида өткән әсирниң 20-30-жиллири Совет елидикигә охшаш ижаткарларға
дөләт тәрипидин имканийәтләр яритилип, ғәмхорлуқ қилиш тамамән йоқ болуп,
әксинчә миллий зиялийларниң йетилип чиқишиға қаттиқ тосалғулар қоюлған еди.
Мәсилән, Һезим Искәндәровниң тәң-туши болған, бәдиий тәпәккүри жәһәттин
артуқчилиғи болмиса, камчилиғи йоқ Ним Шеһитниң (1906-1972) 20-30-жиллири
бари йоқи алтә шеир йезиши, йәни Һ. Искәндәров охшаш мол ижат қилалмаслиғиң
асасий сәвәвиму шуниңда. Ним Шеһит охшаш қирғинчилиқларда аман қалған
талантлиқ шаирларниң ижадийитиниң гүлләнгән дәври кейинки жилларға тоғра
кәлди. Демәк, Өткүрниң ижадийитигә Уйғур елиниң шаирлири билән бир қатарда
Һезим Искәндәровниң вә башқа қазақстанлиқ уйғур шаирлириниң ижадийитиниң
тәсири болған.
Абдуреһим Өткүр шеирийитини һәртәрәплимә чоңқур тәтқиқат қилған алимә Һүля
Касапоглу – Ченгел шаирниң ижадиға: «Өткүр ватанина ве миллетине сонсуз ве
тартышылмаз севги беслейен, һаяти бойунжа һуррийет арзусуйла йашайан,
һуррийет үмидийле жошан ве һүр истиклал ичин һичбир федакарлығы
есиргемейен «мужаһит» бир шаирдир», дәп баһа берип, униң шеирлирида
«азатлиқ», «әркинлик» охшаш сөзләрни қолланмастин, уларниң орниға «баһар»,
«таң», «қуяш» охшаш сөзләрни метафорилиқ қоллиниш алаһидилиги тоғрисида
мундақ язиду: «Йөнетимин ажымасыз вә һаксыз тутуму гереги бу шиирлерде
дий(г)ер Түркистан шаирлери тарафындан да геленек һалине гетирилен «темсили
ифаде тарзи» һакимдир. Өткүр, сон дереже нефрет еттиги есарети кыш, күз,
зимистан; чок севдиги ве арзуладыгы еркинлиги исе баһар, тан, сеһер, күн, куйаш
каврамларыйла окуйужуйа улаштырмыштыр. Бу шиирлер, Өткүрүн фикир һайати
ве санат гүчүйле бирликте Догу Түркистанын сияси ве сосйал дурумуну гөстермеси
бакымындан чок өнемлидир». ( 285.с.)
Өткүршунас алимәниң һесаплиши бойичә «баһар» сөзи Өткүр шеирлирида 64 қетим
қоллинилған.
Бу сөзниң қоллиниш алаһидиликлирни үгиниш жәриянида, 1920-30-жиллири
Қазақстан уйғур әдәбиятида «баһар» сөзиниң социалистик әмгәк билән
бағлаштурулуп қоллинишниң Өткүр ижадида учрашмайдиғанлиғи байқалди. Өткүр
шеирийитидә бу сөз өзиниң уддул мәнасидин сирт, асасән, «әкинлик, азатлиқ»
мәналирида қоллинилған.
«Баһар» сөзиниң жуқури бәдиий маһарәт билән һәм әң күчлүк рәвиштә сәясий
мәзмунда ишлитилиши 1947-жили, 29-январьда шаирниң 24 йешида Үрүмчидә
язған «Баһар чиллаймән» шеирида көрүниду. Мәзкүр шеир йезилған чағда Шәрқий
Түркистан Жумһурийити билән гоминдан һөкүмити арисида 11 маддилиқ битим
имзалинип, өлкилик һөкүмәт қурулған дәвир еди. Өткүр буниңдин нарази.
110
Ruslan ARZIYEV
Шуңлашқа у баһар сөзигә бар маһритини селип жәңгиварлиқ роһ беришкә
тиришиду. Бәлким Өткүр ШТЖниң қайта тикләнмәйдиғанлиғини, Өлкилик
һөкүмәтниң вақитлиқ бир чарә екәнлигини һис қилған болса керәк. Чүнки дәл
мошу вақитларда Ә. Қасимий башлиқ уйғурларниң шу чағдики 24 кишилик
рәһбәрлири гоминдан һөкүмити тәрипидин Нәнжиңгә Миллий мәжлис жиғиниға
тәклип қилинип, икки айдәк зиярәт баһаниси билән тутуп қелиниду. Ә.
Қасимийниң «Алий мухтәрият» тәливи қобул қилинмайду. Бу пурсәттин
пайдилинип өзлириниң мәхпий плани бойичә гоминдан әскәрлири уйғур
әскәрлириниң позициялиригә һужум қилип, қалаймиқанчилиқ туғдурған еди.
Бир қаримаққа бу шеир тәбиәтни тәсвирләйдиған пейзажлиқ лирикиға охшап
қелишиму мүмкин. Униң үстигә шеир қишта йезилған. Шуңлашқа у «зериккәч
жанлар бу зимистандин» дәп, башлиниду. Амма әмәлиятта бу қиш хелә қийин бир
қиш болуп, Абдухалиқ Уйғур ейтқандәк, «Кәтсә қолдин бу ғенимәт пурсити//
Келәчәк ишиң чатақ, ишиң чатақ» дегән мәнадики бир қиш еди. У йеқин арида
қайта баһарни келишидин дәрәк бәрмәтти. Шуңлашқа шаир амалиниң йоқидин
«Түнләр кечиси һувлиған ширдәк//Аһу пиғанимдин баһар чиллаймән» дәйду.
Амма Өткүр вәзийәт қанчә еғир болмисун, роһсизлинишқа, үмитсизлинишкә
һәргиз орун йоқ дәп, баһар-әркинлик үчүн күришиш идеясини оттуриға қойиду.
Униң пикричә, әркинлик үчүн күрәшмигәнлик - у хаинлиқ, виждансизлиқ:
Өлүмдин артуқ йиғлап олтурмақ,
Мирасмиди бу яшлар аққузмақ?
Хаинлар иши баш егип турмақ,
Пак виҗданимдин баһар чиллаймән.
Шундақла баһар – әркинлик үчүн болған күрәш бүгүн күнниңла иши әмәс. Бу ата-
бовимиздин келиватқан күрәш:
Бовамму маңа шуни өгәткән,
Ундин өзгини нечүн сөйәй мән.
Бу азатлиқ үчүн күрәш һәтта муәллипниң женидинму әла:
Көкрәккә нәйзә қадалғандиму,
Иссиқ қенимдин баһар чиллаймән.
Уйғур совет әдәбиятиниң 20-30-жиллиридики шеирларда баһар үчүн күришиш
идеяси мундақ күчлүк рәвиштә ипадиләнмигән. Бу Абдуреһим Өткүрниң
шеирлириға хас чоң алаһидилик.
1947-жили 18-сентябрьдә Үрүмчидә язған «Әлвида саңа» намлиқ шеирида «Баһар
чиллаймән» шеириға нисбәтән баһар-әркинлик үчүн күришиш идеяси,
жәңгиварлиқ роһ, келәчәккә арзу-үмүт билән қараш тамамән суслашқан. Өткүр
можут вәзийәтткә бағлиқ чүшкүнлүккә берилип, көкләм-баһар-әркинлик билән
хошлишиду:
Туйдум бир туйғу һаят чеһридин,
Көкләм қизиниң солғун меһридин.
Жудамиш көңүл баһар бәһридин,
Сөйүмлүк көләм, әлвида саңа!
111
Abdurehim Ötkür’ün Şiirlerinde “Bahar” Sözünün Kullanılışı
Өткүр шеирлиридики «баһар» сөзи билән «көкләм» сөзиниң қоллинишида мәзмун
жәһәттин пәриқ йоқ, амма стилистикилиқ түслири жәһәттин пәриқләндүрүлгән.
«Әлвида саңа» шеирида «көкләм» сөзигә нисбәтән сәмимий, иллиқ мунасивәт
бардәк қилиду. Уни шеирниң һәр бир бәндиниң ахирқи мисрасида қоллинилған
«сөйүмлүк көкләм», «һәйвитим көкләм», «илһамим көкләм» «амриқим көкләм»
«гүзәлим көкләм» «периштәм көкләм» дегән ибариләрдин байқашқа болиду.
Арилиқтики узақ үзүлүштин кейин, Өткүр аталмиш «мәдәнийәт инқилави» раса
әвжигә чиққанда, йәни 1970-жили 30-мартта «Баһар вәслигә муштақлиқ» намлиқ
шеирини язиду. Бу шеириниң умумий роһи «Әлвида саңа» шеириниң роһиға охшап
кетиду:
Гүзәл һөснүңни бир көрмәй
Аяғиңда бешим қоймай,
Өтәрму ушбу һәсрәттә,
Өмүр ғәмханә-ғәмханә?
Амма Өткүр можут вәзийәтниң күндин күнгә еғирлишип кетип барғиниға қаримай,
келәчәктин, йәни баһар – әркинликтин һеч үмүт үзмәйду:
Қуяш йүзигә кир қонмас,
Үмидниң қанити сунмас.
Йолуңдин наүмид болмақ,
Маңа биганә-биганә.
Бу мәзмун шаирниң 1972-жили «мәдәнийәт инқилави» дәвридә йезилған даңлиқ
«Из» шеиридиму ениқ көрүниду:
Қәбрисиз қалди демәң, юлғун қизарған далида,
Гүл-чечәккә пүркинур таңна баһарда қәбримиз.
1980-жили 23-мартта, Өткүр «Баһар вәслигә муштақлиқ» шеириға «Баһар кәлди»
намлиқ шеирини мушаирә сүпитидә язиду. Бу шеирниң мәзмуниму өзи йезилған
вақит билән зич мунасивәтлик болди. Мәлумки, Мав Зедуң 1976-жили вапат
болғандин кейин, «Хитай алаһидиликлири бойичә социализм қуруш» йолида Дең
Шявпиң көплигән ислаһатларни елип бариду. Нәтижидә жәмийәттә ижабий
өзгиришләр йүз беришкә башлайду. Бу шеирда әйнә шу өзгиришләргә нисбәтән
шаирда пәйда болған үмүт учқунлири өз әксини тапқандәк. Шуңлашқа шеир
сәрләвһәсиму «Баһар кәлди», дәп қоюлған. Амма бу шеирда баһар әркинлик әмәс,
бәлки яхши турмуш мәнасиға егә.
Бу, әлвәттә, шаир 1947-жили «жану жанидин чиллиған», арзу қилған баһар
болмисиму, дунияниң тәрәққиятиға маслашқан һалда йүз бериватқан
өзгиришләрдин хурсәнд болуватқанлиғиниң бир бәлгүси еди:
Баһар кәлди яшарди жан,
Жириңлар қолда алтун жам.
Болуп әл бәхтигә сақий,
Кезәй мәйханә-мәйханә.
112
Ruslan ARZIYEV
Хуласиләп ейтқанда, Абдуреһим Өткүр «баһар» сөзигә кәң ижтимаий-сәясий мәзмун
берәлигән һәм хәлқиниң өткән әсирдики тарихини, ечинишлиқ тәғдирини вә арзу-
үмүтлирини өзигә хас бәдиий маһарити билән мошу бир сөз арқилиқ ипадиләлигән.
Достарыңызбен бөлісу: |