Кона уйғур әдәбиятида «баһар» сөзиниң қоллинилиши
Кона уйғур әдәбиятиниң яки классик уйғур әдәбиятиниң ярқин вәкили болған
Наваийниң әсәрлири бойичә түзүлгән 4 томлуқ луғәттә бу сөз төвәндикичә
мәналарда ишлитилгән:
1. Баһар, көкләм;
2. Чимәнзар, гүлзар;
3. Дәрәқ гүли;
4. Гөзәл, саһибжамал яр;
5. Юлтузлар чақнап турған түн;
Шундақла бу луғәттә мәзкүр сөзниң изафәт шәклидә кәлгән вариантлириму
берилгән: баһари вәсл - йетишиш баһари, баһари жамал -гөзәл чирай, жамалниң
камаләткә йәткән дәври, баһари ишқ - сөйгү баһари, ишқу муһәббәтниң
башлиниши, баһари назпәрвәрд - назу кәрәшмә саһибәси, баһари аләмара - аләмни
безигүчи баһар, баһари һөсн - мәһбубә, гөзәл яр. Бу дәвирдә әдәбиятниң жәмийәт
билән беваситә алақиси суслишип, «әдәбият пәқәт әдәбият үчүн» дегән чүшәнчә
бесим болуп, әдәбий әсәрләрниң вәзиписи жәмийәттики өзгиришләрни әкс
әттүрүш керәк дегән чүшәнчигә анчә диққәт бөлүнмигән. Шуңлашқа Наваийда
«баһар» сөзигә ижтимаий, сәясий мәзмун бериш луғәттә байқалмайду.
Достарыңызбен бөлісу: |