Кәң даирилик алим



Дата19.04.2023
өлшемі26,09 Kb.
#84750

Кәң даирилик алим
Өткән әсирниң сәксининчи жиллири башланған Хитайдики сәясий өзгиришләр нәтижисидә илим-билимгә вә йеңилиққа чаңқиған талантлиқ уйғур яшлири тәрәққий әткән әлләргә чиқип оқуш мүмкинчилигигә егә болди. Дәсләпки вақитларда, уйғур яшлири көпирәк қериндаш әл Түркийәгә келип, андин у йәрдин Европа вә Америкида оқушлирини давамлаштурди. Шу чағларда Түркийәгә биринчиләрдин болуп келип орунлишип қалған алимларниң бири - Әркин Әмәт. Униң билән мениң тонушлуғум 1994-жилдин башланған еди. Шу жили Түркийәниң ташқи ишлар министирлиги йенидики Түрк ишбирлиги вә тәрәққияти агентлиғиниң чақириғи билән Түркийәдә түркий тилларниң ортақ грамматикиси вә луғити бойичә чоң лайиһәгә қатнишиш пурситигә еришкән едим. Мән грамматика бойичә, алимә Гүлбаһар Семәтова луғәт бойичә ишлигән едуқ. Әркин болса, Түркийәниң чоң университетлириниң бири Анкара университетида ишләвататти. Мениң шу чағлардики байқишимчә Түркийәгә кәлгән уйғурларниң көпчилигиниң орунлишип оқушини, ишини йолға селивелишиға Әркин дайим ярдәм берәтти. Маңиму шундақ сәмимий ярдимини көрсәткән еди...
Әркин 1962-жили Қәшқәр вилайитиниң Йопурға наһийәсидә дунияға кәлгән. Башланғуч вә оттура мәктәпни өз жутида оқуп, кейин Пекиндики Мәркизий милләтләр институтиға оқушқа чүшиду. Бу алий оқуш орнини утуқлуқ тамамлиғандин кейин, та 1988-жилғичә өзи тәһсил алған институтта уйғур тилидин дәрис бериду. 1988-жили августта билимини техиму ашуруш мәхситидә Түркийәниң Анкара университетиға келип, «Шәрқий Түркстандики уйғур шевилири» намлиқ мавзуда илмий әмгәк йезип, Түркийәниң илмий унванлири системисида «түркийшунаслиқ доктори» унваниға еришиду. Һазир шу университетниң Тил вә тарих-география факультети Заманивий түркий тиллар вә әдәбиятлар бөлүмидә доцент болуп ишләп келиватмақта. Әркин уйғур диалектлири бойичә илмий әмгәкләр йезип, түркийшунаслиқ саһасида тонулған алимларниң бири. 2008-жили униң «Шәрқий Түркистан уйғур шевилири» намлиқ 520 бәтлик әмгиги Түркийәдила әмәс, бәлки дуниядики түркийшунаслиқ илмида чоң инавәткә егә «Түрк тил жәмийити» тәрипидин нәшир қилиниду. Алим өзиниң бу үч қисимдин ибарәт әмгигиниң биринчи қисмида уйғур шевилириниң үгинилиш тарихини, уларниң фонетикилиқ алаһидиликлирини тәпсилий тәһлил қилиду, иккинчи қисмида болса, уйғур тили шевилиридин үлгиләрни түркчә тәржимиси билән бәрсә, үчинчи қисимда уларниң индексини бәргән. 2013-жили болса, Әркин Әмәтниң Адилжан Әруйғур билән язған «Уйғур тилидин асас» намлиқ китави йоруқ көриду. Уйғур тилини үгәнгүчиләр үчүн йезилған 352 бәтлик бу китап әрәп йезиғида йезилған болуп, униңда 34 дәрис берилгән. Һәр дәристә грамматика, оқуш, йезиш, тәржимә қилиш материаллири орун алған.
Шундақла Әркин көплигән хәлиқарилиқ вә жумһурийәтлик илмий конференцияләргә қатнишип уйғур тилиниң муһим мәсилилири бойичә докладлар оқуп, инавәтлик илмий нәширләрдә оттуздин артуқ мақалилирини елан қилған.
Әркин Түркийәниң пайтәхтидики чоң университетта елип бериватқан устазлиқ, алимлиқ паалийитидин сирт уйғур тили, әдәбиятини Түркийәдә тәрғип қилиш бойичиму көп әмгәк қилип келиватмақта. У Түркийә жумһурийити Мәдәнийәт министрлиги тәрипидин уйғур вә түрк тиллирида «Уйғурчә Нәсриддин Ғожа ләтипилири» (Анкара, 1997), түркчә «Уйғур шеирийити антологияси» (Анкара, 1998) намлиқ китапларни нәшир қилди. Униң язғучи Абдухалиқ Махмудовниң ибариси билән ейтқанда «күлдүрүп яшап, жиғлитип кәткән» атақлиқ чақчақчи Һесам Қурбан тоғрисида 364 бәтлик китави Анкарада 2013-жили, йәни уйғур хәлқиниң сөйүмлүк пәрзәндиниң вапат боған жили түрк тилида нәшир қилиниду. Китап үч қисимдин ибарәт болуп, униң 1-қисмида Һесам Қурбанниң һаяти, кишилик хусусийити, өскән муһити, чақчақлириниң топлиниши, үгинилиш тарихи тәтқиқ қилинса, 2-бөлүмдә ижадий паалийити, униң чақчақлириниң мәзмун даириси, маһийити, түрлири, хәлиқчиллиги, тил хусусийәтлири вә уйғур әдәбиятидики орни тәтқиқ қилиниду. 3- бөлүмдә болса, Һесам Қурбанниң 448 чақчиғи түркчә тәржимиси билән берилгән.
Әркин жуқуридики паалийәтлири билән шуғуллансиму бир киши үчүн йетәрлик болатти, амма у уйғурниң милләтпәрвәр бир пәрзәнди ретидә хәлқимизниң бүгүнки еғир қисмитини йеникләштүрүш үчүн қолидин келишичә тиршчанлиқ көрситип келиватмақта. У асасий ишидин сирт, 2000-жилдин башлап, уйғур хәлқиниң бүгүнки һаяти тоғрисида әң объектив һәм тәпсилий әхбарат берип келиватқан Әркин Азия радиоси Уйғур бөлүминиң Түркийәдики мухбири болуп ишләп келиватиду. Уйғурға һәқиқий мәнасидики қериндаш әл- Түркийәдә күндә дегүдәк йүз берип туридиған хәлқимизниң миллий давасини қоллаш, уйғур мәдәнийити, тарихи бойичә паалийәтләрниң әтраплиқ йорутулуп, дунияға тарқилишида Әркинниң хизмити бебаһа. У уйғуршунас, уйғурларниң миллий мәсилилири бойичә мутәхәссис һәм Дуния уйғур қурултийи Ижраий комитети мудириниң муавини сүпитидә Түркийәдә кәң тонулди. Шуңлашқа уни Түркийәдики түрлүк гезит-журнал вә радио-телевидение мухбирлири дайим зиярәт қилип туриду.
Уйғурларниң тәғдиригә бағлиқ һәр қандақ мәсилигә тез инкас қайтуридиған Әркин 2009-жили 5-йюльда Үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ қирғинчилиқ тоғрисида шу жилила «5-июль Үрүмчи қәтлиами вә Шәрқий Түркстан» намлиқ китапни түрк тилида йезип бесип чиқириду. Муқәддимә вә 6 баптин ибарәт бу китавиниң муқәддимисидә Әркин уйғурларниң йеқинқи заман тарихиға қисқичә тохтилип, 5-июль Үрүмчи қәтлиаминиң келип чиқиш сәвәплирини чүшәндүриду, 1-бапта Уйғур елиниң қисқичә тарихи вә бүгүнки әһвали тоғрисида мәлумат бериду, 2-бапта 5-июль Үрүмчи қәтлиамиға дуниядики дөләтләрниң қандақ инкасларни билдүргәнлигигә тәпсилий тохтилиду, 3-бапта 5-июль Үрүмчи қәтлиамидин кейин Дуния уйғур қурултийиниң рәһбири, хәлқимизниң мәнивий аниси Рабийә Қадирниң бу қанлиқ қирғинчилиқниң һәқиқий маһийитини чүшәндүрүш үчүн хәлиқарида, ениғирағи Европа вә Япониядә елип барған паалийәтлири, Хитай коммунистик һөкүмитиниң инсан һәқлирини дәпсәндә қилған һалда милләтпәрвәр уйғур яшлириға арқа-арқидин өлүм жазалирини бериши, уларни миңлап түрмиләргә қамиши тоғрисида сөз болиду, 4-бапта кейнки 60 жилда Уйғур елида йүз бәргән миллий-азатлиқ һәрикәтләр һәм бүгүнки күнләрдә Хитай коммунистик һөкүмити тәрипидин йолға қоюлуватқан мәжбурий түрдә ассимиляцияләштүрүшниң әң хәтәрлик йоли - тил сәясити баян қилиниду, 5-бапта Әркин муһажирәттики, болупму Түркийәдики, Европидики уйғурларниң вәтән даваси йолидики паалийәтлириниң тарихиға, жүмлидин Рабийә Қадирниң тәржимә һалиға вә униң рәһбәрлигидики Дуния уйғур қурултийиниң һәм инсан һәқлири бойичә хәлиқарилиқ тәшкилартарниң уйғур мәсилиси тоғрисидики паалийәтлиригә тәпсилий тохтилиду, 6-бапта 5-июль Үрүмчи қәтлиами тоғрисида Рабийә Қадир вә шу пажиә шаһитлири билән елип берилған сөһбәтлири орун алған. Һөжжәтлик асаста вә әтраплиқ тәһлил билән йезилған мәзкүр китап уйғур мәсилисини хәлиқарида тонутушта муһим роль ойнап келиватмақта. Бу китап Түркийәдә 2012-жили уйғур тилида, әрәп йезиғида бесилип чиқиду.


Руслан Арзиев




Достарыңызбен бөлісу:




©emirsaba.org 2024
әкімшілігінің қараңыз

    Басты бет